Архип
2009-02-27
Гуәнтанамо һәрбий түрмисидә тутуп турулуватқан уйғур қатарлиқ 20 нәпәр мәһбусниң адвукатлири, америка президенти барак обамаға мәктуп йоллап, униңға мәзкур мәһбуслар мәсилисини қайта әсләтти.
2009-02-27
Франсийидә зиярәттә болуватқан уйғур зиялийси мустәқил тәтқиқатчи илһам тохти, франсийидики милләтләр мәсилиси билән хитайдики милләтләр мәсилисини селиштуруп, һәр икки дөләтниң қанунида милләтләр баравәрликиниң қоғдалғанлиқини, әмма иҗра қилишта болса бу баравәрликниң франсийидә әмәлийләшкәнлики, хитайда әмәлийләшмигәнликини, болупму уйғур районида миллий мәсилиниң еғирлиқини билдүрди.
2009-02-27
Японийиниң баш министири таро асо сәйшәнбә күни америка президенти барак обама билән ақ сарайда көрүшкән иди. Ройтерс агентлиқиниң баян қилишичә, бу, барак обаманиң америка президенти болғандин кейин тунҗи қетим чәтәл башлиқи билән көрүшкәнлики болуп һесаблиниду.
2009-02-27
2 - Айниң 26 - күни қәйсәри әрҗийәс университетиниң залида мәхмут қәшқириниң туғулғанлиқиниң 1000 - йиллиқи мунасивити билән "мәхмут қәшқири вә шәрқий түркистан" темисида илмий муһакимә йиғини өткүзүлди.
2009-02-26
Бейҗиңдики мәркизи милләтләр университетиниң оқутқучиси, " уйғур биз " торбетиниң саһиби, мустәқил тәтқиқатчи илһам тохти, франсийә ташқи ишлар министирликиниң тәклипигә бинаән франсийини зиярәт қилмақта. Зиярәт мушу айниң 22 - күнидин 1 - мартқа қәдәр давамлишиду.
2009-02-26
Америкиниң мунасивәтлик һөкүмәт тармақлири нөвәттә, гуәнтанамо һәрбий түрмисини тақаш қәдими һәмдә бу түрмигә қамалған бир қисим мәһбусларни орунлаштуридиған дөләт тепиш үстидә издиниватқан болуп, мәлум болушичә мәзкур кишиләр йәрләштүрүлидиған дөләтләр чоқум кишилик һоқуқ хатириси яхши дөләтләр болуши алдинқи шәрт қилинған.
2009-02-26
Уйғур тор бәтлиридә 2 - айниң 25 - күни елан қилинған "аптонум районниң маарип ислаһати вә тәрәққият лайиһиси программисиға пикир елиш уқтуруши" уйғур җамаитиниң, зиялийлириниң җиддий диққитини тартқан.
2009-02-26
Бу йил коммунистик хитай һөкүмитиниң уйғур елини ишғал қилғанлиқиниң 60 йиллиқидур. Хитай һөкүмити бу 60 йилда уйғур елиниң иҗтимаий вә иқтисади тәрәққиятида зор өзгиришләрниң барлиққа кәлгәнликини, уйғурларниң һаяти вә хәлқ турмуши яхшиланғанлиқини илгири сүрмәктә.
2009-02-26
Хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан түрлүк еғир бесими вә зиянкәшликлири түпәйлидин уйғурлар арисида өзиниң парлақ келәчәк вә истиқбалини чәтәлдин издәш арзуси йилсери юқири көтүрүлди.
2009-02-26
Һазирқи заман диндарлири ичидә йүз бәргән әң зор кризис диянәт билән әхлақ иккисини бир - биригә бағлиялмаслиқ, ениқрақ ейтқанда, шәклий ибадәтләрни орундап қоюш билән купайилинип, әхлақий тәрәпләргә әһмийәт бәрмәслик яки гүзәл әхлақниңму ибадәт икәнликини чүшәнмәсликтур.
2009-02-25
Америка ташқи ишлар министирлики чаршәнбә күни һәр қайси дөләтләр кишилик һоқуқ вәзийитиниң 2008 - йилдики тәрәққият әһвали тоғрисида доклат елан қилип, хитай кишилик һоқуқ хатирисидә 2008 - йили илгириләш болмиғанлиқини илгири сүргән.
2009-02-25
Бу программимизда, мухбиримиз гүлчеһрәниң қәшқәрдики илһамҗан исимлик бир мейип бала билән өткүзгән сөһбити тоғрисидики программимизни диққитиңларға сунмақчимиз.
2009-02-25
Уйғур районида елип бериливатқан сиясий иҗраатлар, тәңсизлики вә һәқсизлиқи биләнла әмәс, ғәйрийлики биләнму дуняниң диққитини тартмақта. Қәшқәр шәһәрлик партком 2007 - йили 25 - номурлуқ һөҗҗәт чиқирип, уйғур ишчи хизмәтчиләрниң бурут қоюшини чәклиши, бир қисим дуня җамаәтчиликини һәйран қалдурмақта.
2009-02-25
Түркийә авиатсийә ширкитигә аит йолучи айропилани голландийиниң амистердам шәһиридики айропилан истансисиға қонуш алдида етизлиққа чүшүп 3 парчә болуп кәткән. Айропиланда 127 йолучи вә 7 хизмәтчи бар икән.
2009-02-25
Хитайниң лявниң өлкисидики юқири дәриҗилик әмәлдарларниң парихорлуқ вә хиянәтчилик қилмишлирини ашкарилиғанлиқи үчүн 8 йил қамақ җазасиға һөкүм қилинип, 5 йил түрмидә ятқан хитай мухбири җяң вейпиң канада һөкүмитиниң дипломатик паалийәтлириниң нәтиҗисидә бу айниң бешида канадаға кәлди.