Архип
2009-04-30
Бүгүн президент обаниң ақсарайда вәзипә тапшурувалғанлиқиниң 100 күнлүк хатирә күни, бу мунасивәт билән президент обама түнүгүн вә бүгүн мәхсус мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзди.
2009-04-30
" Или бағлири җәннәт макани, унда яңрайду булбул наваси...." Бу нахшини аңлиған һәр қандақ киши тәбиий һалдила ғулҗа наһийисигә қарашлиқ турпанйүзи йезисидики гүзәл бағларни көз алдиға кәлтүриду.
2009-04-30
Қирғизистан парламенти бу йил 3 - айда қарар мақуллап, америкиниң бешкәктики манас һава армийә базисини бикар қилип беришини тәләп қилған иди. Қирғизистан - америка арисидики келишимгә асасән қирғизлар базини бикар қилип беришни тәләп қилса, америкиниң 6 ай ичидә базини тәрк етиши лазим иди.
2009-04-30
Азәрбәйҗанниң пайтәхти бакуда мәйданға кәлгән қораллиқ һуҗумда 18 киши өлгән. Азәрбайҗан рәсми хәвәр агентлиқи өлгән кишиләрниң саниниң 18гә чиққанлиқини ейтти.
2009-04-30
Канада тарихидики әң чоң ихтисадий алдамчилиқ делосини тәкшүрмәктә. Бу алдамчилиқ делосини хитайдин канадаға көчмән болуп кәлгән, таң вейҗән исимлик бир нәпәр хитай садир қилған болуп, у канада, америка, хитай, сингапор вә хоңкоң қатарлиқ дөләт вә раюнлардики 300 гә йеқин мәбләғ салғучиниң 600 милйон канада доллирини йоқири ниспәттә пайда беридиғанлиқини вәдә қилип алдап еливалған.
2009-04-29
Америка уйғур бирләшмиси бүгүн баянат елан қилип, пакистанниң 9 нәпәр уйғурни хитайға қайтуруп бәргәнликигә наразилиқ билдүрди. Тәшкилат баянатида, пакистанниң иқтисадий мәнпәәтини көздә тутуп, хәлқара қанунни дәпсәндә қилғанлиқини әйиблиди.
2009-04-29
Гүәнтанамодики уйғурларни америкиға қоюп бериш мәсилиси йәнә америка мәтбуатлиридики қизиқ темиларниң бири болуп қалди. Америка һөкүмәт даирилириниң әскәртишичә, гүәнтанамодики уйғурларни америкиға қоюп беришкә йеқинлишип қалған.
2009-04-29
Хитай һөкүмитиниң дөләт байриминиң 60 йиллиқини бихәтәр һәм хатирҗәм күтивелишида, тибәт вә уйғур илиниң тинчлиқ мәсилиси хитайниң бешини қатуридиған әң еғир мәсилиләрниң биригә айланған.
2009-04-29
Чошқа зукамидин ибарәт юқумлуқ зукамниң нөвәттә 23 дөләткә таралғанлиқи мәлум, юқумланғучилар күнсайин көпәймәктә. Мексикида бу кесәллик билән өлгәнләр 159 гә йәтти, америкидики юқумланғучилар 90 гә йетип, бири қаза қилди.
2009-04-29
2009 - Йили 4 - айниң 25 - күни мәркизи истанбул шәһиригә җайлашқан шәрқий түркистан көчмәнләр җәмийитиниң уюштуруши билән истанбул зәйтинбурну шәһәрлик һөкүмәтниң қазличәшмә мәдәнийәт йиғин залида 2 - қетимлиқ хәлқара осман батурни хатириләш мурасими өткүзүлди.
2009-04-29
Уйғурлар өзлирииниң садақәтмәнлики вә ихласи билән барғанлики дөләттә, шу дөләт игилириниң ишәнчисигә вә һөрмитигә еришип кәлгән бир чивәр хәлқ. Уйғурлардин пакистан, сәуди әрәбистани, түркийә вә башқиму дөләтләрдә юқири мәртибиләргә еришкәнләр вә дөләт армийиси тәркибигә кириштәк муһим орунларда хизмәт қилғанларму көп.
2009-04-28
Дуня хәвәрлиридә көрситилишичә, пакистан армийиси йәкшәнбә күни, ғәрбий шималдики талибан күчлиригә қарита қара гүлдүрмама намида һава һуҗуми елип барған. Буниң билән райондики 30 миңдин артуқ аһалә әтрапқа көчүшкә мәҗбур болған.
2009-04-28
2008 Хитабнамисигә имза қойғучилардин бири бейҗиң университети қанун профессори хе вейфаң болуп, мәлум болушичә у мәзкур хитаб намидики имзасидин ваз кечишни рәт қилғанлиқи үчүн уйғур елигә сүргүн қилинған.
2009-04-28
22 - Апрел голландийиниң алмир шәһиридә уйғур мәдәнийәт күни өткүзүлгән болуп, бу паалийәтни голландийә алмир шәһәрлик паалийәт уюштуруш мәркизи аванти билән голландийә уйғурларни һимайә қилиш җәмийити бирлишип уюштурған икән.
2009-04-28
Қазақстан қабар агентлиқниң баян қилинишичә, бирләшкән дөләтләр тәшкилати баш катибиниң оттура асияда турушлуқ мудапиә депломати4 - айниң 20 - күни оттура асиядөләтлири ара су мәнбәлиридин пайдилиниш мәсилиси буйичә сөһбәт өткүзүшни тәшәббус қилған.