Архип
2009-05-04
Дуня сәһийә тәшкилатниң бүгүн кәч саәт 4 дә баян қилишичә, һазир чошқа зуками һәққидики агаһландуруш дәриҗиси мекискида сәл төвәнлиди, әмма дуняниң башқа җайлирида барғансири юқири өрлимәктә.
2009-05-04
30 - Април күни алматада шәһиридики җумһурийәтлик уйғур тиятири залида , шәһәрлик уйғур мәдәнийәт мәркизиниң тәшкиллиши билән топланған 500 дәк киши, 1944 - йили шәрқий түркистан җумһурийитини қуруп чиққан азадлиқ күришиниң йетәкчиси, уйғур хәлқиниң мунәввәр оғлани әхмәтҗан қасими туғулғанлиқиниң 95 йиллиқини хатириләш мунасивити билән паалийәт өткүзди.
2009-05-04
Әнқәрә билкәнт университети оқуғучилар оюшмиси түрк дуняси тәтқиқат мәркизи түрк дуняси оқуғучилар қурултийи чақирди. Бу йил 2 - нөвәтлики чақирилған бу қурултай 5 - айниң 2 - күни билкәнт университитиниң залида рәсми башланди.
2009-05-04
Хунән өлкисиниң даке кәнти билән ғулҗа шәһириниң булақ дадамту кәнтидә йүз бәргән охшаш бир вәқә, тамамәбн охшаш болмиған икки хил нәтиҗә билән ахирлашқан. Бу мустәқил тәтқиқатчи илһам тохтиниң " нөвәттә җоңгуда 2 хил түзүм әмәс, 3 хил түзүм йолға қоюливатиду" дегән тәнқидиниң тоғрилиқини испатлимақта.
2009-05-02
Пакистан ички ишлар министири рахман малик, өткән һәптә пакистанниң қәбилиләр районидин, 9 нәпәр уйғурни тутқун қилип хитайға қайтурғанлиқини билдүргән иди. Буниң билән мәтбуатларда бу 9 кишиниң түркистан ислам партийисиниң әзалири икәнлики һәққидә пәрәзләр оттуриға қоюлған иди.
2009-05-01
"Америка қошма штатлири хәлқара диний әркинлик комитети" қурулған 11 йилдин буян, дунядики барлиқ дөләтләрниң диний әркинлик әһвали һәққидә йиллиқ доклат елан қилип кәлмәктә иди.
2009-05-01
Қәдирлик оқурмән достлар, биз түнүгүнки программимизда, турпанйүзи йезисидики юқириқи турпанйүзи кәнтиниң башлиқи абдусәмәтниң йезилиқ һөкүмәтниң деһқанларниң қолидики бағларни немә үчүн қайтурувалмақчи болғанлиқи һәққидә көрсәткән сәвәблирини аңлатқан идуқ.
2009-05-01
Йеқинда вашингтондики велсон тәтқиқат мәркизидә, һазирқи америка - хитай мунасивити вә униң кәлгүси истиқбали һәққидә өткүзүлгән муһакимидә, америкиниң вә хитайниң юқири дәриҗилик мутәхәссислири, америка билән хитай депломатик мунасивәт орнатқан 30 йилға (хитайда ишикни ечиш - ислаһат елип бериш йолға қоюлған 30 йилға) нәзәр салди вә америка - хитай мунасивитиниң кәлгүси тәрәққияти һәққидә өзиниң пәризини оттуриға қойди.
2009-05-01
Қәдирлик оқурмәнләр, хитайдики шенҗен шәһәрлик теңшүн ширкити чиқарған QQ юмшақ детали хитайда омумйүзлүк ишлитилидиған бир программа болуп, хитайдики тор қулланғучилиридин бу QQ сөзлишиш программисини билмәйдиған киши йоқ болса керәк.
2009-05-01
1991 - Йили совет иттипақи парчиланғандин кейин түркий милләтләрниң көпи мустәқиллиққа еришти, түркийәниң сабиқ рәис җумһури сулайман демирәл адриятик деңизидин сәддичинғичә түркий милләтләр яшайду дәп, түркий милләтләр арисидики мунасивәтни тәрәққи қилдуруш үчүн нурғун иш пиланлирини башлатти.
2009-05-01
Канададики әң нопузлуқ гезитләрниң бири болған "йәршари почтиси" гезитидә, "әҗдиһа һиндиқуш теғида: хитайниң афғанистанға қизиқишлири" намлиқ мақалә елан қилинди.
2009-05-01
2009 - Йили 15 - април күни сәуди әрәбистаниниң мәдинә мунәввәрә шәһиридә, "һәдис вә һазирқи заман илимлири" намлиқ хәлқаралиқ мусабиқә өткүзүлгән болуп, мусабиқә сәуди әрәбистан министирлар кеңишиниң иккинчи муавини вә ички ишлар министири найиф ибни абдуләзизниң биваситә орунлаштуруши билән өткүзүлгән.