Архип
2009-05-30
Шималий корийә 5 - айниң 25 - күни әтигән саәт 9 дин 45 минут өткәндә бейдавҗи вилайитиниң феңши районидики бир тағ бағрида йәр асти ядро синиқи елип барғандин кейин, сериқ деңизда җиддийлик пәйда болушқа башлиди.
2009-05-29
Хәлқара кәчүрүм тәшкилати пәйшәнбә күни 2009 - йиллиқ доклат елан қилип, хитай кишилик һоқуқ вәзийитиниң үзлүксиз начарлашқанлиқини тәнқид қилди. Доклатта уйғур аптоном райониниң кишилик һоқуқ вәзийитигә мәхсус бир параграф аҗритилған болуп, уйғурларниң үзлүксиз бастурушқа дуч келиватқанлиқини илгири сүргән.
2009-05-29
Хитайниң дөләт бихәтәрлик тармақлири уйғур районида йәнә бир сорунға қол узатти: у болсиму аялларниң чай соруни. Өткән айниң 24 - күни ғулҗа шәһириниң ташкөврүк йезисида, қатар чай ойниған 30 нәпәр аял нәқ мәйданда байқилип тутқун қилинған.
2009-05-29
Уйғур диярдики мәдәни ядикарлиқлар еғир бузғунчилиққа учраватқан болуп , бу хил әһваллар йәрлик хәлқниң қаттиқ ғәзипини қозғимақта. Ундақта нимишқа бу мәдәний ядикарлиқлар йетәрлик қоғдилишқа игә болалмайду, буниңда кимниң мәсулийити бар?
2009-05-29
Хитай җамаәт хәвпсизлик министири мең җйәнҗу 5 - айниң 24 - күнидин 28 - күнигичә түркийидә елип барған рәсмий зияритини ахирлаштуруп хитайға қайтти. У 5 - айниң 27 - күни түркийә ички ишлар министири бешир аталай билән елип барған учришишида, икки дөләт сақчи идарилири оттурисидики һәмкарлиқни күчәйтиш тоғрисида музакирә елип барған.
2009-05-29
Әссалам балилар, бүгүн силәрниң байримиңлар, хәлқара балилар байримиңлар хошаллиққа, татлиқ күлкилириңларға толсун! бүгүн әркин асия радио истанссидики мухбир таға, ачилириңларму силәрни унтуп қалғини йоқ. Аңлитиш вақтимизниң әмдики минутлирини силәргә атидуқ, қени гүлчеһрә һәдәңлар бүгүнки байримиңларға атап немә соға тәйярлидикин аңлап бақамсиләр?
2009-05-28
Дуня уйғур қурултийиниң 25 - май күни ахирлашқан америка пайтәхти вашингтондики 3 - нөвәтлик қурултийида америка дөләт мәҗлисидики муһим әрбаплар сөз қилип, уйғурларниң өз һоқуқини қолға кәлтүрүш һәрикитини қоллайдиғанлиқини билдүргән иди.
2009-05-28
26 - Май күни дуня уйғур қурултийиниң америка пайтәхти вашингитондики бир һәптилик паалийәтлири ғәлибилик тамам болди . Вашингитонға 21 дөләттин йиғилған 100 дин артуқ уйғур вәкилләр бир һәптә җәрянида , вашингитонда нурғун паалийәтләргә иштирак қилип толиму мәмнун болған һәм һаяҗанланған һалда өзлири турушлуқ дөләтләргә узиди.
2009-05-28
Пакистанниң равалпинди шәһиридә чиқидиған Jang гезитиниң хәвәр қилишичә, хитай өткән җүмә күни пакистан һөкүмитидин, пакистанниң вазиристан вилайитидә йошурунуп йүргән уйғурларни тәлтөкүс йоқитишни тәләп қилған.
2009-05-28
Йеқинқи йиллардин бери дуняниң һәр қайси җайлирида уйғур мәсилиси барғансери күчәймәктә. Һәр қайси дөләтләрдики уйғур тәшкилатлири өз паалийәтлирини қанат яйдурғандин башқа һәрқайси дөләтләрдики башқа милләтләрниму уйғур давасиға тартип әкирмәктә.
2009-05-28
Д у қ рәһбәрлириниң бәргән мәлуматиға асасланғанда, икки күн илгири америкиниң миюнхиндики консули дуня уйғур қурултийи баш шитабини зиярәт қилип, қурултай рәһбәрлири билән сөһбәт елип барған.
2009-05-28
Мусулманларниң әхлақ қурулуши билән мәнивий мәдәнийлики чин иман үстигә қурулған. Мусулманлар сүпәтләнмәкчи болған гүзәл әхлақ уларниң иманиниң нәтиҗиси вә гәвдилинишидур.
2009-05-27
" Әҗдиһа билән елишқучи: бир аялниң тинчлиқ үчүн хитай билән елишиши һәққидә дастан" намлиқ китаб, уйғур миллий һәрикити йетәкчиси рабийә қадир ханим вә германийә язғучиси аликзадира кавелиус апторлуқида 2007 - йили нәшр қилинған " көкни титрәткән аял" намлиқ китабниң инглизчә нусхиси болуп, мәзкур китаб бу йил майда, кәйлис нәшрияти www.kalespress.com Тәрипидин инглиз тилда нәшр қилинди.
2009-05-27
Бир һәптидин буян аңлиғучилиримизға мәлуматлар йәткүзгинимиздикидәк, дуня уйғур қурултийиниң 3 - нөвәтлик вәкилләр қурултийиға қатнишиш үчүн 21 дөләттин кәлгән, җәмий 100 дин артуқ вәкил пайтәхт вашингитонға йиғилип дуня уйғур қурултийиниң паалийәтлирини 26 - май күни мувәппәқийәтлик тамамлиди.
2009-05-27
Пакистанда давамлишиватқан пакистан армийиси билән талибан җәңчилири арисидики урушта, һазирға қәдәр өй - маканларни ташлап йирақ - йеқинға көчүшкә мәҗбур болған мусапирлар сани 1 милйон 500 миңдин ашқан.