Архип
2009-06-30
Шавгуән шәһиридики оюнчуқ завутида йүз бәргән қанлиқ вәқәдә һазирчә өлгән уйғур саниниң икки нәпәр икәнлики вә буларниң қәшқәр конашәһәр наһийиси зәмин йезидин икәнлики ениқланди.
2009-06-30
Гуаңдуңдики қанлиқ вәқәниң тәпсилатини хитай һөкүмити давамлиқ һалда йошуруп кәлмәктә. Әмма хитайдики ғәйрий рәсмий ахбарат вастилири вәқәниң йәнә бир қсим ечинишлиқ җәрянлирини ашкарилимақта. Түнүгүн Youtube торида 26 - июн қанлиқ тоқунуши һәққидә 3 парчә нәқ мәйдан хатириси елан қилинди.
2009-06-30
Гуаңдуңниң шавгуән шәһәрчисидики 'шүри оюнчуқ завути'да йүз бәргән вәқә һәққидики нәқ мәйдандин елинған видиолар һазир дуняға ашкариланди.
2009-06-30
Йәкән наһийилик 6 - башланғуч мәктәптики бир хитай оқутқучиниң уйғур нарисидә қизларға "җинсий пәскәшлик қилиш вәқәси" йүз берип, уйғур елидә зор ғулғула пәйда қилған иди. Игилишимизгә қариғанда, йәкән наһийилик сот мәһкимиси 29 - июн сот ечип, мәзкур дилони көрүп чиққан.
2009-06-30
Түркийә президенти абдуллаһ гүлниң хитайда елип барған рәсмий зияритидә үрүмчиниму зиярәт қилиши уйғур диярида бәлгилик тәсир қозғиған, болупму униң зияритиниң гуаңдуңда уйғурларни уруш, өлтүрүш вәқәси йүз бәргән мушундақ бир пәйткә тоғра келиши уйғур дияридики тордашларда пәрқлиқ инкасларни пәйда қилди.
2009-06-29
Дөләт ишлири үчүн хитайда рәсми зиярәттә боливатқан түркийә җумһур рәиси абдуллаһ гүл, 2009 - йили 6 - айниң 28 - күни хитайдики әң ахирқи зиярәт ноқтиси болған үрүмчигә кәлгән. Айрипортта аптоном районниң рәиси нур бәкри вә муавин рәис яңгаң абдуллаһ гүлни қарши елишқа чиққан.
2009-06-29
Гуаңдуңдики қанлиқ тоқунуш һәққидә хитай һөкүмити тәкшүрүшини давамлаштурмақта. Әмма тәкшүрүшниң қәдими аста, нәтиҗиси йетәрсиз һаләттә турмақта. Һөкүмәт тәрәпниң билдүрүшичә, вәқәгә, 6 нәпәр уйғур ишчиниң 2 нәпәр хитай қизиға басқунчилиқ қилғанлиқи һәққидики бир сахта хәвәр сәвәб болған.
2009-06-29
Уйғур аптоном районида йолға қоюлуватқан қош тиллиқ маарип сиясити сәвәбидин, бир қисим оттура мәктәпләр өз - ара қошуветилип қош тиллиқ мәктәпләргә айландурулған, нәтиҗидә бәзи мәктәпләрниң толуқ оттура мәктәп синиплири әмәлдин қалдурулған.
2009-06-29
Пәләк шаһи дәп нам алған уйғур даваз адил һошур, 5 - июл күни қанас көлиниң ай әгриси бөлгсигә орунлаштурулған полат симдин өтүш үчүн җиддий тәйярлиқ көрмәктә.
2009-06-29
Хитайниң муавин баш министири ли кечяң 28 - июн күни өзбекистанға йетип келип ислам керимоф билән учрашқан. Ле кичияң учришишта қилған сөзидә икки дөләтниң мунасивитиниң достанә вә өз -ара ишиниш асасида тәрәққи қиливатқанлиқини ипадә қилған.
2009-06-29
Бүгүн шинхуа агентлиқиниң бомбайдин хәвәр қилишичә, һинидстан һөкүмити 6 - айниң 29 - күни өзиниң бихәтәрлик қисимлири төт районда - һиндистанниң ғәрбий деңиз қирғиқидики бомбайда, шәрқий деңиз қирғиқидики җиннайда, оттура җәнубтики һәйдәрабад вә җакарта районида, худди бултур 11 - айда бомбайда террорчилиққа қарши һәрикәт елип барғандәк җиддий һәрикәт елип баридиғанлиқини җакарлиған.
2009-06-29
Йеқинда, хәлқара кәчүрүм тәшкилати торонто шөбиси баянат елан қилип, хитай һөкүмити тәрипидин тутуп кетилгәндин кейин, һичқандақ из дерики болмиған икки нәпәр алий мәктәп оқуғучиси йүсүпҗан билән мәмәтҗанниң һаяти бихәтәрликидин интайин әнсирәватқанлиқини билдүрди.
2009-06-26
26 - Июн күни сәһәр саәт 2 дә, гуаңдуң өлкисиниң шавгүән шәһиридики бир оюнчуқ завутида, уйғур ишчилар билән хитайлар арисда қанлиқ тоқунуш йүз бәргән. Һазирға қәдәр өлгүчиләр вә яридарлар сани һәққидә пәрқлиқ мәлуматлар мәвҗут. Әмма вәқәниң зорлуқи вә җиддийлики вәқәгә өлкилик һөкүмәттин, мәркизи һөкүмәткә қәдәр җиддий арилишиватқанлиқидин мәлум болмақта.
2009-06-26
Гүәнтанамодин 4 нәпәр уйғур 11 - июн әркинликигә еришкәндин бери, улар һәққидә дунядики даңлиқ хәвәр агентлиқлири вә телевизийәләрдә хәвәрләр берилди вә уларниң кимлики вә сәргүзәштилири һәққидә мәтбуатларда обзорлар вә анализларму давамлиқ һалда берилип турмақта.
2009-06-26
Германийә парламенти әрзийәт комитети алдинқи һәптә уйғурлар тоғрисида бир тәвисийә қарари қобул қилған болуп, бу қарарниң бир нусхисини д у қ ниң германийидики баш шитабиға йоллап бәргән.