Архип
2009-06-04
Бүгүн 1989 - йили йүз бәргән тйәнәнмен вәқәсиниң 20 йиллиқи хатирә күни. Дуняниң һәр қайси әллиридики өктичи хитайлар түрлүк паалийәтләрни өткүзүп, 20 йилниң алдида йүз бәргән бу қирғинчилиқни хатирилиди. Америка һөкүмити болса хитайни "тйәнәнмен вәқәси"дә өлгән вә из - дирәксиз йоқалғанларниң тизимликини елан қилишқа чақирди.
2009-06-04
Бүгүн 6 - айниң 4 - күни уйғур дияридин бир киши телефон қилип, тоқсун наһийисиниң бостан йезисида бахаидин қари исимлик бир киши билән аялиниң 100 күнлүк тазилаш һәрикитиниң шамили билән хитай хәвпсизлик хадимлири тәрипидин 4 - айниң бешида тутуп кетилгәнликини, сақчиларниң 5 - айниң 8 - күни бахаидин қариниң җәситини аилисигә тапшуруп бәргәнликини сөзләп бәрди.
2009-06-04
Дуня уйғур қурултийиниң рәһбәрликидә, дуняда нөвәттә 21 дөләттә уйғур сиясий паалийити тәшкилий һалда җанланмақта. Буниңдин бир йил бурун қурулған японийә уйғур җәмийити әнә шу һиҗрәттики уйғур тәшкилатлири ичидә әң яш әзаниң бири.
2009-06-04
30 - Май австралийиниң сидней шәһиридә уйғур йеңи маарип һәрикитиниң байрақдарлиридин болған мәмтили тәвпиқ әпәнди қәтли қилинғанлиқиниң 72 йиллиқи хатириләнди вә мәмтили әпәндимниң һаяти паалийити әсләп өтүлди.
2009-06-03
Йеқиндин бери дуня ахбарат вастилирида гүәнтанамодики уйғурларниң мәсилиси йәнә қизиқ нуқтиларниң бири болуп қалди. Буниңдики сәвәбләрниң бири, америкиниң бу мәсилини австиралийигә илтимас қилиши билән мунасивәтлик иди.
2009-06-03
Уйғур аптоном райониниң рәиси нур бәкри, қош тиллиқ маарип вә қизлар мәсилиси қатарлиқ бир қатар җиддий мәсилиләрдики иҗраси вә позитсийиси сәвәблик уйғур районидики хәлқниң күчлүк наразилиқиға учримақта. Бу наразилиқлар көп һалларда тор бәтләрдә вә аммивий сорунлардики сөһбәтләрдә әкс әтмәктә.
2009-06-03
Биз түнүгүнки программимизда, өз исмини ашкарилашни халимиған мәлум радио аңлиғучимиз тәминлигән учурға асасән, уйғур елиниң ғулҗа тәвәсидин бултур олимпик мәзгилидә тутқун қилинған 12 нәпәр уйғур йигити үстидин, бу йил 2009 - йили 3 - айниң 24 - күни или областлиқ оттура сот тәрипидин һөкүм чиқирилип, уларниң " дөләтни парчилаш җинайити " билән әйиблинип, еғир дәп қаралғиниға муддәтсиз қамақ җазаси, йеник дейилгинигә 3 йиллиқ қамақ җазаси берилгәнлики һәққидики хәвәрни бәргән идуқ.
2009-06-03
Хитай даирилириниң тәшвиқат васитилири "уйғур аптоном районида аз санлиқ милләт кадирлириниң сани райондики кадирларниң 51.25% Ини игилиди" дегәнгә охшаш статистикилиқ мәлуматларни елан қилип буни хитай һөкүмитиниң уйғур аптоном районида аптономийә сияситини һәқиқий ишқа ашурғанлиқиниң испати дәп көрсәткән иди.
2009-06-03
2004 - Йилидин бери түркийәдә түрк вә уйғур тиллирида нәшир қилиниватқан истиқлал гезити германийәниң әссән шәһридә шәрқий түркистан темисида көргәзмә ачти.
2009-06-03
Шәрқий түркистан көчмәнләр җәмийитиниң рәиси шундақла шәрқий түркистан давасниң актип паалийәтчиси доктур әхмәт туркоз 2009 - йили 5 - айниң 31 - күни түркийә вақти кечә саәт 3 тә , үчәй раки кесәллики билән давалаш өнүм бәрмәй вапат болди.
2009-06-03
5 - Айниң 30 - күни канаданиң торонто шәһиригә җайлашқан йорк университети асия ишлири тәтқиқат мәркизи, торонто университети қармиқидики нокс иниститути мәркизи асия тәтқиқат мәркизи, һудсон тайлор хитай ишлири мәркизи қатарлиқ орунлар бирликтә хитайда диний етиқад вә пуқралар һоқуқи дегән тимида илмий муһакимә йиғини өткүзди.
2009-06-02
2003 - Йилидин буян хитай йәрлик һөкүмити күчәйтип елип бериватқан қәшқәр қәдимий шәһирини чиқип аһалә көчүрүш һәрикити, бу йилдин башлап техиму кеңәйтилгән болуп, нюйорк вақти гезитидә бу һәқтә берилгән бир парчә мақалидә хитай әмәлдарлириниң ейтқанлирини нәқил елип көрситишичә, кәлгүси бәш йил ичидә қәдимий қәшқәр асасән чеқилип болидикән.
2009-06-02
Хитайниң уйғур елидики һөкүмәт даирилири олимпик мәзгилидә олимпикни тинч өткүзүшкә капаләтлик қилимиз дегән баһанидә, уйғур илиниң һәр қайси җайлирида зор көләмлик тутқун елип барған.
2009-06-02
Қазақистандики атақлиқ уйғур язғучиси әхмәтҗан һашири узун йиллиқ әдәбий иҗадийити һәмдә иҗтимаий паалийәтлири билән хәлқ ичидә юқири абройға еришкән пишқәдәм қәләмкәшләрниң бири.
2009-06-02
Сәуди әрәбистанида чиқидиған"әл җәзирә гезити " ниң 2009 - йили 31 - май күнидики санида, сәуди әрәбистанлиқ язғучи насир сәраминиң қәлими билән бир мақалә елан қилинған болуп, мақалидә америка президенти барак обаманиң оттура шәрқ дөләтлиригә қилидиған зияритиниң баш бекитини сәуди әрәбистани пайтәхти рияд шәһири қилип тәйинлишидики сәвәбләр үстидә әтраплиқ пикир йүргүзгән вә кишиләрниң бу һәқтики инкаслирини баян қилған.