Архип
2009-06-02
4 - Июн тйәнәнмен вәқәси хитай тарихидила әмәс, дуня тарихий үчүнму зор вәқәләрдин биридур. Сәвәб демократик ислаһ тәләп қилған алий мәктәп оқуғучилириниң танка билән бастурулуши вә бу вәқәниң 21 - әсиргә 11 йил қалған һазирқи заманда йүз бериши.
2009-06-02
1989 - Йили бейҗиңда йүз бәргән 4 - ийон вәқәси һазир хитайда наһайити сәзгүр тема болуп қалди. Мәйли интернеттә болсун яки телефон алақилирида болсун, 4 - ийон яки тйәнәнмен дегәндәк сөз яки аваз чиқсила, хитай коммунист партийиисниң җасуслири дәрһал из қоғлайду.
2009-06-01
Гүәнтанамодики уйғурлар америка һөкүмитиниң мәзкур лагирни тақаш пиланини бәлгиләнгән вақит ичидә ишқа ашуруш яки ашуралмаслиқидики һәл қилғуч мәсилә болуп қалди.
2009-06-01
Ғулҗа шәһириниң ташкөврүк йезисида қатар чай ойниған 30 нәпәр аял, нәқ мәйданда тутқун қилинған; уларниң 4 нәпиригә 1 айлиқтин қамақ җазаси; 7 нәпиригә әмгәккә селиш җазаси берилгән, қалған 19 нәпири 8 саәт сорақ қилинғандин кейин қоюветилгән иди.
2009-06-01
Биз илгирики аңлитишлиримизда, уйғур елиниң йәкән наһийисидин дилбәр тохти ханимниң, әркин асия радио истансисиниң уйғур бөлүмигә йоллиған, йәкән сақчиханида таяқ зәрбисидин өлгән ери мәмәт турсун ташниң өлүми һәққидики шикайәт хетини һәм, дилбәр тохти ханим билән елип барған сөһбәт хатирисини аңлатқан идуқ.
2009-06-01
Уйғурлар өзлириниң миллий давасини кәң җамаәтчиликкә аңлитиш үчүн дуняниң һәрқайси җайлирида актип паалийәтләрни елип бармақта. 30 - Май голландийидики уйғурлар түркләр билән бирлишип бир паалийәт қилған болуп паалийәт интайин қизғин кәйпият ичидә өткән.
2009-06-01
Түркийиниң қәйсәри вилайәтлик диний ишлар идариси қәйсәри вилайити бойичә қуран курси ечип кишиләргә диний тәрбийә елип бармақта. Қәйсәридә уйғурлар олтурақлашқан мәһәллидә түркистан қуран курси намида курс бар болуп, 20 йилдин бери паалийәт елип бериватқан бу курсқа қатнашқанларниң көпи уйғурлардур.
2009-06-01
Тонулған яш язғучи һүсәйин таш 30 - май күни кечә саәт 2 дә ашқазан раки билән давалаш үнүм бәрмәй үрүмчидә вапат болди. Һүсәйин таш 90 - йилардин кейин уйғур әдәбиятида наһайити тиз көзгә көрүнгән талантлиқ яш язғучиларниң бири иди.
2009-06-01
1 - Июн хәлқаралиқ балилар байрими күни уйғур балилири үчүн дунядики барлиқ өсмүр балиларға охшашла зариқип кутидиған, бәхтияр өсмүрлүкниң алтун хатирилирини қалдуридиған мәктәп, ата - ана вә һөкүмәт орунлаштуруп бәргән түрлүк мәдәни паалийәтләр арқилиқ хушал - хорамлиққа чомулуп балилиқ арзулирини қандурушқа тигишлик болған интайин әһмийәтлик бир байрам күнидур.