Архип
2009-06-23
Өткән йили хитайда сүт парашуки вәқәси йүз бәргәндин кейин, йимәк-ичмәк мәһсулатлириниң сүпити мәсислиси хитайда сәзгүр бир мәсилигә айланди. Чүнки сүт парашуки вәқәси хитайға зор тиҗарий зиян кәлтүрүпла қалмай хитайниң иҗтимаий қатлам вә сиясий түзүлмисидики бир қатар аҗизлиқларни ашкарилап қойған иди.
2009-06-23
Хитай һөкүмити 1997 - йили партлиған ғулҗа феврал вәқәсидин кейин, ғулҗидики әслидики йәрлик карханиларни түрлүк баһанә сәвәбләр билән тақашқа башлиған, нәтиҗидә уйғур илидики асаслиқ йәрлик санаәт мәһсулатлиридин терә юң тоқумичилиқ буюмлирини ишләпчиқиридиған миллий санаәт бөшүклиридин бири болған ғулҗиниң йәрлик миллий санаити пүтүнләй вәйран болушқа йүзләнгән.
2009-06-23
6 - Айниң 20 - 21 - күнлири русийиниң пайтәхти москвада 10 - нөвәтлик хәлқаралиқ қуран оқуш мусабиқиси өткүзүлгән. Бу мусабиқигә сәуди әрәбистан, әрәб бирләшмә хәлипилики, алҗирийә, оттура асия түркий җумһурийәтлири, хитай вә түркийә қатарлиқ оттуздин артуқ дөләттин кәлгән қарилар қатнашқан болуп, уйғурларға вакалитән һазир финландийидә яшаватқан обул қасим қари қатнашқан.
2009-06-23
Германийә парламентиниң кишилик һоқуқ комитети вә әрзийәт комитети хадимлири бу йил 4 - айниң 17 - күнидин 20 - күнигичә шәрқий түркистан һәм тибәттә зиярәттә болуп, хитайниң уйғурлар вә тибәтликләргә қарита йүргүзүватқан кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә аит мәсилиләр бойичә тәкшүрүш елип барған иди.
2009-06-22
Һазир уйғур елидә һөкүмәт кадирлириниң, оқутқучи - оқуғучиларниң җүмә намизиға кириши чәкләнгән болуп, хитай һөкүмити идарә, органларда бу тоғрилиқ мәхсус һөҗҗәт тарқитиш билән биллә, һәр қайси наһийә, йезилардики мәсчитләрдә һәр җүмә күни җүмә намизиға киргән кадирларни һәм 18 яштин төвән мәктәп оқуғучилирини, шу йезилиқ сақчихана, йезилиқ һөкүмәт һәтта оқутқучилар тәшкиллинип тизимға елишқа һәм ашу тизимлик бойичә уларға өз хизмәт орунлирида чарә көрүшкә башлиған.
2009-06-22
Мәлум болушичә, шивитсийидә тутуп турулуватқан җасус гумандари бабур мәхсут 1948 - йили ләнҗуда туғулған, тйәнҗиндә чоң болған. 1969 - Йиллар әтрапида аилиси билән бирликтә хотәнгә көчүп кәлгән.
2009-06-22
Уйғур илиниң чәт йеза - қишлақлириғичә үзлүксиз кәң тарқиливатқан вәһимилик ваба - әйдиз, нөвәттә, ялғуз уйғур миллитинила әндишиләндүрүватқан мәсилиләрдин бири болмастин, бәлки дуня җамаәтчилики һәмдә сәһийә саһәсини сарасимгә селиватқан мәсилә һесаблиниду.
2009-06-22
Д у қ муавин башлиқи сейит түмтүрк әпәнди башчилиқидики һәйәт 6 - айниң 18 - 17 - күнлири қәйсәридин алаһидә әнқәрәгә келип түркийә парламент әзалиридин ахмәт өксүзқая , мәмәт әкинҗи вә дөләт министири фаруқ өзақ қатарлиқ кишиләр билән көрүшүп дуня уйғур қурултийиниң 5 - айниң 18 - күнидин 26 - күнигичә америкиниң пайтәхти вашингитонда өткүзгән паалийәтлири һәққидә мәлумат бәрди.
2009-06-22
Тәйвән мухбири су юңявниң бүгүн тәйбейдин йоллиған хәвиридә баян қилинишичә, тәйвәндә қайтидин қурулған 'коммунист партийигә қарши туруп вәтән қутқузуш тәйвән полки' намлиқ бир тәшкилат, 6 - айниң 27 - күни,чоң йиғин ечип, өзиниң қурулғанлиқини хитай коммунист партийисиниң қурулған күни (биринчи ийол) дин бурун җакарлайдикән.
2009-06-22
Һечким өз өйини ташлап башқа юртларда мусапир болушни халимайду, әмма бәзи вәқәләр, наһәқчилик, бастуруш, зулум - ишкәнҗә вә һаятиниң хәвп астида қелиши инсанларни тоғулған ана юртини ташлап башқа юртларға яки башқа дөләтләргә көчүп кетишкә мәҗбур қилиду.
2009-06-19
Шветисийә дөләт бихәтәрлик тармақлири тәрипидин қолға елинған җасус гумандари бабур мәхсут һәққидә бүгүнки мәлуматлиримиз бабур мәхсутниң шветсийигә қандақ кәлгәнлики вә шветсийидики иқтисадий һаяти вә дуня уйғур қурултийиниң йиғиниға қатнишиш давамида, уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханимға 100 миң явро ярдәм қилиш тәклипи сунғанлиқи вә бу тәклипниң рабийә қадир ханим тәрипидин рәт қилинғанлиқи қатарлиқ мәзмунларда болиду.
2009-06-19
Сәйшәнбә күни америка авам палатаси ташқи ишлар комитетиниң қармиқидики бир тармақ комитит йиғин чақирип, америкиниң 2002 - йили қарар мақуллап шәрқий түркистан ислам һәрикитини хитайниң бәргән мәлуматиға асаслинип турупла террор тәшкилати тизимликигә киргүзгәнликини әйибләп буниң түзитилиши керәкликини оттуриға қойған иди.
2009-06-19
Бермудида чиқидиған "роял гезити" бермудиға 4 нәпәр уйғур йүрүшләштүрүлгәнлики сәвәблик бәзи саяһәтчиләрниң бу йәргә саяһәткә келишни байқут қилидиғанлиқидин ибарәт қарши пикрини вә бу һәқтики хәтләрни елан қилди.
2009-06-19
Һинидстан бу йил 3 - айда асия тәрәққият банкисиниң мәбләғ игилири комитетиға икки милярд 900 милйон америка доллири қәрз бериш һәққидә илтимас сунған иди. Асия тәрәққият банкиси 6 - айниң 15 - күни һиндистанниң бу илтимасини тәстиқлап қарар мақуллиди.
2009-06-19
Америкида яшаватқан уйғур алими әркин сидиқ әпәнди 6 - айниң 13 - күни " хәлқара оптика илмий тәтқиқат йиғини"да доклат бериш үчүн германийиниң мюнхен шәһиригә йетип кәлгән болуп, 6 - айниң 14 - күни миюнхендики бир бөлүк уйғур җамаитигә өз нәтиҗилиридин мәлумат берип өткән вә уйғур җамаитиниң аләм илмигә һәмдә уйғурларниң миллий тәқдирини һәл қилишқа даир түрлүк соаллириға җаваб бәргән.