Архип
2009-06-18
2001 - Йили 11 - синтәбир вәқәсидин кейин америка билән хитай террорлуққа қарши һәмкарлишидиғанлиқини җакарлап, америка ш.Т. И һәрикитини террорчи тәшкилатлар тизимликигә киргүзгән иди. Буш һөкүмитиниң 2002 - йили чиқарған бу қарари аридин 7 йил өткәндин кейин америка авам палата әзаларниң суал - сорақлириға дуч кәлди.
2009-06-18
Қәшқәр қәдимий рәстилириниң хитай һөкүмити тәрипидин чеқиливатқанлиқи, пүтүн дунядики уйғурларда наразилиқ қозғаватқан, уйғур мәдәнийити тарихидин хәвәрдар, қәшқәрни билидиған һәр қандақ кишини ечиндүрүватқан бир пәйттә, уйғур тарихидики әң қәдимий билим юрти болған қәшқәр ханлиқ мәдрисниңму хитайниң қоли арқилиқ йәр йүзидин мәңгүлүк йоқитилғанлиқи уйғурларда йәниму зор ғулғула қозғимақта.
2009-06-18
Шветсийәдә қолға елинған уйғур җасуслуқ гумандари үстидә бүгүн шветсийәдә ечилмақчи болған сот икки һәптә кечиктүрүлгән. Һалбуки, сотқа қатнишиш учун барған шветсийә уйғур җәмийитиниң рәиси маһинур ханимниң билдүрүшичә, мәзкур делоға алақидар адвокатлар җинайәт гумандариниң исмини йәнә мәхпий тутушниң зөрүрийити йоқлуқини билдүргән вә униң исимни уйғур җамаитигә ашкарилиған.
2009-06-18
Шветсийидики алақидар тармақлар бүгүн, өткән айда қолға елинған җасус гумандариниң исмини ашкарилиди. Ашкарилинишичә, гумандарниң исми бабур мәхсут, миллити уйғур, йеши 61 яш.
2009-06-18
Йеқинда, әзәрбәйҗан һөкүмити баку кавказийә унверситетиниң оқутқучиси рамиз әскәр әпәндигә мәһмут қәшқири вә униң улуғ әсири түркий тиллар дивани һәққидики тәтқиқатлириға юқири баһа берип профессорлуқ унванини бәргән.
2009-06-18
6 - Айниң 18 - күни голландийә вақти чүштин кейин саәт 1 дә голландийиниң пайтәхти дәнһак шәһридә турушлуқ хитай әлчиханисниң алдида намайиш өткүзүлди. Бу намайишни голландийә шәрқий түркистан бирлики оюштурған болуп, намайишқа голландийидә яшаватқан көп санда уйғур қатнашқан.
2009-06-17
Америка дөләт мәҗлиси башқурушидики хитай ишлири иҗраийә комитети 17 - июн елан қилған уйғур елиниң нөвәттики вәзийитигә алақидар мулаһизидә, уйғур елидә алим мәктәпни пүттүргән миллий оқуғучилар хизмәт тепиш җәһәттә зор тосалғуларға учрайдиғанлиқи һәмдә һөкүмәт штатидики орунларға хизмәтчи қобул қилишта миллий кәмситиш вә ирқий айримичилик хаһишлириниң кәңри рәвиштә мәвҗут икәнлики оттуриға қоюлған.
2009-06-17
Йеқинқи йиллардин бери түркийә мәтбуатлирида уйғурлар һәққидики хәвәр вә мақалилар барғансери көпәймәктә. Бу мақалиларниң көпи түркийиниң әң нопузлуқ гезит жорналлирида елан қилинмақта. Түркийиниң әң нупузлуқ айлиқ жорналлиридин бири болған `гәзгин` жорнилиниң 6 - айлиқ санида `шәрқий түркистанниң ғәмкин шәһири қәшқәр` мавзулуқ мақалә елан қилинди.
2009-06-17
Қазақистанниң алматада нәшр қилиниватқан мустәқил нәшр әпкари болған " җас алас гезити" 28 - май күни " қудрәтлик дөләт тәшвишләндүрүватқан ишлар көп " намлиқ мақалә елан қилған иди.
2009-06-17
Қирғизистанниң бешкәк шәһириниң әтрапидики аламидин микро районида яшаватқан уйғурларниң йигит беши абдукерим һаҗи осман узун йиллардин бери, мәһәллисидә мәсчит селиш, паалийәт мәркизи қуруш қатарлиқ саваблиқ ишлири билән хәлқ ичидә чоң һөрмәткә сазавәр болди.
2009-06-17
1300 Йилдин артуқ тарихқа игә қәшқәр ханлиқ мәдриси, уйғур шундақла пүтүн түркий милләтлириниң қиммәтлик тарихий ядикарлиқ орни, уйғур аптоном райони бойичә 1 - дәриҗилик қоғдилидиған мәдәний ядикарлиқ орни болсиму, һалбуки хитай даирилириниң қәшқәр қәдимий шәһәр рәстилирини чеқип түзәш пиланида, чеқиливатқан қәдимий өйләргә охшашла чеқип ташланди.
2009-06-17
Хитай түрмилиридики тән җазаси мәсилиси, узундин буян хәлқара кишилик һоқуқ җәмийәтлириниң диққитини тартип келиватқан мәсилиләрниң бири болуп, әлқара кишилик һоқуқ җәмийәтлириниң қаришичә, хитай түрмилири дунядики мәһбусларға нисбәтән қийин - қистақ әң еғир болған түрмиләрдин һесаблинидикән.
2009-06-16
Һөрмәтлик оқурмәнләр, бермудадики уйғурлар бүгүн радиомизниң зияритини қобул қилип, өзлириниң нөвәттики әһвали вә өтмүштә көргәнлири һәққидә мәлумат бәрди. Улар сөзлиридә гүәнтанамо түрмиси билән хитай түрмилирини селиштуруп өтти. Улар йәнә өзлириниң америкиға қарита ағриниш вә наразилиқи йоқлуқини алаһидә әскәртип өтти.
2009-06-16
Америка ташқи ишлар министирлиқи 16 - юн 2009 - йиллиқ адәм бедикчилики һәққидә доклат елан қилди. Доклатта дунядики барлиқ дөләтләрдики адәм бедикчилик әһвали тонуштурулған вә 2008 - йили җәрянида бири қисим уйғур қизлириниң һөкүмәтниң қоли арқилиқ адәм бедикчилик қурбаниға айланғанлиқи көрситилгән.
2009-06-16
Бермудаға орунлашқан 4 нәпәр уйғур әркинликкә чиққандин кейин улар дуня мәтбуатлириниң қизиқ нуқтисиға айлинип қалди. Уларниң бермудада қиливатқан һәр бир һәрикити хәвәргә айлинип, бермудада бундин кейин нимә қилмақчи болуватқанлиқи, бу уйғурларниң бермудаға маслишиш җәрянлири кишиләрниң қизиқишини қозғаватқан бир нуқта бопқалди.