Архип
2009-06-16
Хитай таможнилри йеқинда елан қилған санлиқ мәлуматларға қариғанда, бу йил 5 - айда хитайниң ташқи сода меқдари өткән айдикидин 3.8% Азлиди, бултурқи охшаш мәзгилидикидин 26.4% Камлиди. Хитай билән явропа, америка вә японийә оттурисидики содидики тәңпуңсизлиқму 22.1%, 17.1% Вә 24.6% Азайди.
2009-06-16
Түркийиниң әң чоң гезитлиридин бири болған "сабаһ" гезитиниң 6 - айниң 15 - күнидики санида, "дөләт рәиси абдуллаһ гүл 6 - айниң 23 - күни хитайға бариду" мавзулуқ хәвәр елан қилинди.
2009-06-16
Қирғизистанниң бешкәк шәһиридә илмий хизмәт билән шуғуллиниватқан мисирлиқ язғучи фатимә ибраһим мәнуфи ханим уйғурларға йеқиндин көңүл бөлүп келиватқан язғучилардин бири болуп, униң мақалилири әрәб дунясидики мәшһур гезит, җурналларда, хусусән кувәйттин чиқидиған " әл муҗтәмә" җурнилида шундақла ентернет торлирида елан қилинип кәлмәктә.
2009-06-15
Хитайниң үрүмчидики сақчи даирилири йеқинда үрүмчидики бир алий мәктәпкә топлинип, диний мәсилиләр үстидә музакирә елип барған 7 уйғур оқуғучини тутқун қилған иди. Нөвәттә оқуғучиларниң көп қисими қоюп берилгән, лекин бир қисим оқуғучилар йәнила тутуп турулмақта.
2009-06-15
Бермудаға орунлашқан 4 нәпәр уйғур әркинликкә чиққандин кейин, хәлқара мәтбуатларда сөз қилип, гүәнтанамодики уйғурлар һәққидә илгири соралған бир қисим соалларға җаваб қайтурди.
2009-06-15
Хитай интернеткә болған контроллуқни техиму күчәйтиш алдида турмақта. Алдимиздики күнләрдә хитай йолға қоймақчи болуватқан "йешил тосма" сестимиси дуня мәтбуатлирида кәң йәр алди вә җамаәтчиликиниң диққитини алаһидә тартти.
2009-06-15
6 - Айниң 14 - күни шветсийиниң пайтәхти стокһолм шәһридә уйғур мәдәнийәт күни өткүзүлгән. Шветсийә уйғур маарип уюшмиси тәрипидин уюштурулған, бу паалийәттә шветсийиниң стокһолм шәһридә яшаватқан уйғурлар һәр хил уйғур тамақлирини, пишуруқлирини, уйғурларниң мәдәнийитини әкс әттүридиған рәсимләр кийим - кечәкләр, уйғур тарихи һәққидики кичик китабларни, уйғурларниң қол - санаәт буюмлирини уйғурларниң тил йезиқини әкс әттүридиған китаб - журналларни көргәзмә қилған.
2009-06-15
2009 - Йили 6 - айниң 14 - күни түркийиниң TVNET теливизийисиниң "йәр йүзи нотлари" программисида уйғур мәсилиси оттуриға қоюлди. Бу программиға әнқәрә университети тил - әдәбият факултетиниң оқутқучиси дочант доктур әркин әмәт әпәнди тәклип билән қатнашти.
2009-06-15
Қазақистанниң алматада нәшр қилиниватқан мустәқил нәшр әпкари болған " җас алас гезити" 28 - май күни, "қудрәтлик дөләт тәшвишләндүрүватқан ишлар көп" намлиқ мақалә елан қилған иди.
2009-06-12
Гүәнтанамо түрмисдики 4 нәпәр уйғурниң бермудаға йөткилиши, америка билән бермудадин ибарәт икки тәрәп арисиидики келишимгә асасән елип берилған. Бермуданиң һамийси болған әнгилийә мәзкур қарардин хәвәрсиз қалған.
2009-06-12
Гуәнтанамодики 22 нәпәр уйғурниң 4 и улуқ окяндики арал дөлити бермудаға орунлашқанлиқини уйғур зиялийлири қизғин қарши алди.
2009-06-12
Өз вәтини вә юртидин айрилип, башқа мәмликәтләр вә хәлқләр арисиға тарқилип кәткән уйғурларниң сани хели көп. Өз миллий тили вә миллий кимликини сақлап қелиш чәтәлләрдики уйғурларниң нөвәттики муһим вәзипилиридин биригә айланған.
2009-06-12
Хитай һөкүмитиниң қәдими қәшқәр өйлирини чеқиш қарари дуня җамаәтчиликиниң қаттиқ диққәт етибарини тартмақта. Дуня мәтбуатлиридикигә охшаш түрк мәтбуатлиридиму бу һәқтә көпләп хәвәр вә обзорлар елан қилинмақта.
2009-06-12
- 8 Июн күни алматадики уйғур тиятирида атақлиқ уйғур сәнәтчи әхмәт шәмсийоф туғулғанлиқиниң 100 йиллиқи хатирләнди. Мурасимда мәрһум сәнәтчиниң қазақистан кино, тиятири мәдәнийитигә шундақла уйғур мәдәнийитигә қошқан төһпилиригә йүксәк баһалар берилди.
2009-06-11
Гүәнтанамо түрмисидә тутуп туруливатқан 17 нәпәр уйғурниң 4 нәпири әркинликкә еришти. Улар бүгүн йәни11 - июн күни сәһәр саәт 5:30 да, бермуда тақим араллириниң пайтәхти хамилтон шәһиригә йетип барди.