Архип
2009-06-11
Сәйшәнбә күни гүәнтанамода туруватқан 17 нәпәр уйғурни арал дөләт палавниң қобул қилмақчи болғанлиқ хәвири, 7 йилдин буян гүәнтанамо түрмисидә турушқа мәҗбур болуватқан гунаһсиз уйғурларниң тәқдиригә көңүл болүватқан җамаәтни бир мәһәл һаяҗанға салған иди.
2009-06-11
Нөвәттә уйғур елиниң йәркән наһийиси мәзкур наһийидики 6 - башланғуч мәктәптә йүз бәргән җав пәмилилик бир хитай оқутқучиниң уйғур нарсидә қиз оқуғучиларға җинсий таҗавуз қилиш вәқәси билән тәврәнмәктә. Наһийилик маарип идариси вә 6 - башланғуч мәктәп илгири йүз бәргән бу түрдики пәскәшлик вәқәлирини йошуруш, җав пәмилилик хитай оқутқучини қанат астиға елиш билән әйибләнгән.
2009-06-11
Гуәнтанамодики 17 уйғурни тинч окяндики 21 миң нопусқа игә палав дөлитиниң қобул қилғанлиқи тоғрисидики хәвәргә түрк мәтбуатлирида, йәни түркийидики көп сандики чоң - кичик телевизийә вә радйоларда бу һәқтики хәвәрләргә йәр берилди.
2009-06-11
Дуняға тонулған турколог гуннар ярриң " уйғурлар билән шветларниң тарихи мунасивити" дегән мақалисидә уйғурлар билән шиветсийиликләр оттурсидики тарихи мунасивәт һәққидә тохтилип" : шималий яврупадики кичик бир дөләт билән җуңгониң ғәрбий қисимидики узаққичә бикинмә һаләттә турған чоң бир районниң оттурсида наһайити йеқин мунасивәтләрниң болуши кишиләрни һәқиқәтән һәйран қалдуруши мумкин, бирақ бу бир тарихи риаллиқ. Бу хил мунасивәтләр һазирқи шинҗаң уйғур аптоном райони қурулуштин хели бурунла башланған иди " дәйду.
2009-06-11
Гүәнтанамодики 17 нәпәр уйғурни канада тәрәпниң пүтүнләй рәт қилғанлиқи, уйғурлар җүмлидин гүәнтанаму түрмисидә гунаһсиз йетиватқан бу 17 нәпәр тутқун үчүн көңүлсиз хәвәр болсиму, әмма бу хәвәр канаданиң һәр қайси чоң гезит, радио, теливизийә қаналлирида елан қилинип уйғурларни канада хәлқигә җүмлидин дуняға тонутушта бәлгилик рол ойниди.
2009-06-10
Сәйшәнбә күни бәзи хәлқаралиқ ахбаратларда җәнубий тинч окян арал дөләтлиридин палавниң, гуәнтанамодики 17 уйғурниң һәммисини қобул қилиш еһтималлиқи барлиқи тоғрисида хәвәр тарқатти.
2009-06-10
Америка дөләт мәҗлисиниң ташқи мунасивәтләр комитети чаршәнбә күни уйғурлар тоғрисида испат бериш йиғини чақирип, уйғур тәшкилатлириниң, мутәхәссисләрниң вә америка дөләт органлиридики әмәлдарларниң уйғур кишилик һоқуқ вәзийити, хитайниң уйғур сиясити, гүәнтанамодики уйғурларға даир көз қарашлирини аңлиди.
2009-06-10
Өткән айда ғулҗа шәһириниң ташкөврүк йезисида йүз бәргән, чай ойниған 30 нәпәр аялниң тутқун қилинғанлиқ вәқәси һәққидә; һөкүмәт тәрәп мәлумат беришни изчил рәт қилип кәлгән иди. Бүгүн мухбиримиз, ғулҗа шәһәрлик сақчи идариси дөләт бихәтәрлик әтритиниң башлиқи халмураттин бу һәқтә мәлумат сориди.
2009-06-10
Хитай җамаәт хәвпсизлик министирлиқи 4 - айниң 27 - күни телевизийә - телефон йиғини ечип, җайлардики җамаәт хәвпсизлик тармақлирини, пүтүн мәмликәт миқясида 5 - айдин 10 - айғичә болған 6 ай җәрянида " җәмийәт аманлиқини қоғдаш, муқимлиқни сақлаш " қа капаләтлик қилип, дөләт байриминиң 60 йиллиқини хатирҗәм күтүвелишқа чақирған мәзгилдә, уйғур аптоном районида җамаәт хәвпсизлик назарити буйруқ елан қилип, уйғур илиниң һәр қайси җайлирида" 100 күнлүк қаттиқ зәрбә бериш һәрикити " ни башлиди.
2009-06-10
Америка дөләт мәҗлисидә өткүзүлгән дуня уйғур қурултийиниң ечилиш мурасимида шәрқий түркистан миллий марши америка дөләт марши билән бирликтә орундалди.
2009-06-10
Дуня уйғур қурултийиниң америкида чақирилған - 3 нөвәтлик қурултийиниң роһи қурултай вәкиллири тәрипидин җай - җайларда кәң тәшвиқат қилинмақта.
2009-06-10
Гезит хәвәрлиридин қариғанда, қирғизистанда президент сайлими йеқинлашқансери, өктичи партийә, гуруһлар һәр қайси җайларда йиғин өткүзүп һөкүмәтниң лаяқәтсизлики өстидин шикайәт қилишқа вә сайламда авазға еришишкә урунуватқан болсиму, әмма һөкүмәт тармақлири сақчиларни ишқа селип, бу өктичи гуруппиларниң паалийәтлирини һәр хил йоллар билән тосимақта.
2009-06-10
Қәшқәр қәдимий шәһириниң чеқилишиға йеқиндин көңүл болуп келиватқан шәхсләрдин бири, калифорнийилик мириам җ водис ханимдур. Қәшқәрниң чеқилиши һәққидә хәвәрләр мәйданға чиққандин кийин, мириам җ водис ханим қәдимий қәшқәрни чеқилиштин тосуп қелиш учун, америка президенти обама вә бир қисим палата әзалириға мәктуп йоллаш вә торда имза топлаш қатарлиқ паалийәтләрни елип бармақта иди.
2009-06-09
Хәлқара қәләмкәшләр җәмийити уйғур мәркизи вәкиллири өткән һәптә норвигийә пайтәхти ослода өткүзүлгән хәлқаралиқ ипадә әркинлики йиғиниға қатнашти. Йиғин җәрянида улар, дуняниң һәр қайси җайлиридики мәшһур қәләмкәшләр, инсан һәқлири паалийәтчилири вә сиясәтчиләр билән тонушуш пурситигә еришти.
2009-06-09
Хитай һөкүмити йеқинқи йиллардин буян, уйғур илидә қанунсиз диний паалийәтләрниң алдини елиш дегән баһанә билән, кәң көләмлик тутқун һәрикити елип бериватқан болуп, бу хил әһвал астида ата - анилар балилири үчүн диний мәктәпләрдә тәлим - тәрбийә алған "вәтәнпәрвәр диний зат" дегән намдики кинишкини беҗиришкә мәҗбур болмақта икән.