Архип
2009-08-31
Б д т ниң ирқий кәмситишкә қарши туруш комитети 8 - айниң башлири җәнвәдә йиғин ечип, хитайниң ирқий кәмситишкә қарши туруш вә ирқий кәмситишни түгитиш әһвалини көздин кәчүргән иди. Җәнвәдики йиғин 5 - июл үрүмчи вәқәси йүз берип узун өтмәй ечилған болуп, уйғур мәсилиси йиғиндики муһим нуқтиларниң бири болуп қалған.
2009-08-31
Бүгүн хитайниң шинхуа агентлиқи "хуҗинтавниң шинҗаң һәққидики муһим йолюруқи пүтүн мәмликәттә өгиниливатиду" дәп хәвәр елан қилған болсиму, әмма хитай һөкүмити "хуҗинтавниң муһим йолюруқини өгиниш" дегән һәрикәтни пәқәт тибәт, гуаңши, ички моңғул, ниңша аптоном районлиридила елип бериватиду.
2009-08-31
Өткән җүмә күни "5 - июл үрүмчи вәқәси" дин кейин вәтән зияритидә болған бир уйғур билән болған сөһбәт хатирисини аңлатқандин кейин, йәкшәнбә күни вәтән зияритидин қайтип кәлгән йәнә бир уйғур радийомизға телефон қилип, көргән аңлиғанлирини сөзләп бәрди.
2009-08-31
Японийидә түнүгүн елип берилған сайламда 54 йилдин бери һакимийәт йүргүзүп келиватқан әркин демократлар партийиси йеңилип, японийә демократик партийиси утуп чиқти.
2009-08-31
Түркийә баш министири рәҗәп таййип әрдоғанниң алаһидә вәкили сүпити билән хитайда рәсмий зиярәт елип бериватқан түркийә дөләт министири зафәр чағлаян хитай рәһбәрлири билән үрүмчи вәқәси һәққидә музакирә елип барған.
2009-08-31
Урал - алтай тиллирида сөзлишидиған қәләмкәшләрниң йиғини 8 - айниң 25 - күни түркийиниң истанбул шәһиридә башлинип 29 - авғуст күни истанбул шәһиридики осман абидиси меһманханисиниң йиғин залида мувәппәқийәтлик ахирлашти.
2009-08-31
Истилистикилиқ васитиләр ичидә әң көп ишлитилидиған васитиләрниң бири охшитиш болуп, мәлум бир уқумни чүшәндүрүштә униң роли интайин зор. Чүнки у тилниң конкрет, җанлиқ, образлиқ болушиға ярдәм берип, кишиләрниң чүшинишини оңайлаштуриду. Охшитиш арқилиқ ой - пикирни вә чоңқур бир мәзмунни образлиқ уқтурғили болиду.
2009-08-28
Хитай даирилири дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханимни 5 - июл вәқәсигә җавабкар қилип көрситип,мәзкур вәқәни чәтәлләрдики уйғур паалийәтчилири вә чегра ичидики миллий бөлгүнчиләрниң бирликтә елип барған зораванлиқи дәп әйиблигәндин сирт, һәтта бир қисим уйғурларни, рабийә қадир һәмдә чәтәләрдики уйғур тәшкилатлириға қарита қарши пикир йүргүзүшкә тәшкилләп кәлмәктә.
2009-08-28
77 Йешида меңисдики өсмә сәвәблик һаят билән видалашқан америка дөләт мәҗлиси әзаси тәд кеннедийниң өлүм хәвири пәқәт америкидила әмәс, пүтүн дуняда зор тәсир қозғиди. Америкидики муһим дөләт әрбаблири вә һәр қайси дөләт лидерлири арқа - арқидин тәзийә телиграммилири йоллап, униң һаятиға йүксәк баһа бәрди.
2009-08-28
Шинхуа агентлиқиниң бүгүн рангун шәһиридин баян қилишичә, берминиң шимал тәрипидики 1 - алаһидә районда бир нәччә күндин буян вәзийәт җиддийләшкән. Берминиң бу районидики чегра хәлқи вә бу районда тиҗарәт қиливатқан хитай пуқралири паракәндә болуп йүннәнгә қечишқа башлиған.
2009-08-28
Йеқинда вәтәнгә туғқанлирини йоқлап барған бир уйғур, истансимиз уйғур бөлүминиң зияритини қобул қилип, өзиниң вәтән зиярити җәрянида көргәнлирини баян қилди.
2009-08-28
5 - Июл үрүмчи вәқәси дуня мәтбуатлирида кәң көләмдә йәр алғандин сирт, бәзи дөләтләрниң парламентлириниңму күн тәртипигә кәлгән иди. Вәқәдин кейин ирақ түркмән парламент әзаси фәвзи әкрәм тәрзиоғлу ирақ парламентида сөз қилип, хитай һөкүмитини әйиблигән вә ирақ һөкүмитини хитай дөлити билән болған тиҗарий мунасивитини тохтитишқа чақирған.
2009-08-28
Ишпийон гумандари бабур мәхсутниң сотиға мунасивәтлик учурлар бир қанчә айдин бири уйғурларниң изчил көңүл бөлүп киливатқан қизиқ тимиларниң бири болуп кәлмәктә иди. Бүгүн 8 - айниң 28 - күни ишпийон гумандари бабур мәхсутниң үстидин йәнә бир қетим сот ечилди.
2009-08-27
Америкидики алимлар маймунларниң гени үстидә тәҗирибә елип берип, ерсийәт кесили бар бир ана маймун вә бир сағлам ана маймундин айривалған ген материялидин сағлам маймунларни пәйда қилди. Алимлар, бу илмий тәтқиқат нәтиҗиси адәмләргә тәдбиқланса ерсийәт кесили бар аялларға сағлам бала туғуш имканийти яритип бериду, дәп қаримақта.
2009-08-27
Үрүмчи даирилириниң рабийә қадир сода сарийини чеқишқа һәрикәт қиливатқанлиқидин өткән һәптә хәвәрдар болған идуқ. Үрүмчи нәнгуән сақчиханисиға қайта - қайта телефон қилиш арқилиқ, хитай һөкүмитиниң рабийә қадир сода сарийини чеқиш вә сарайдики дукандарларни көчүрүш үчүн җиддий һәрикәт қиливатқанлиқиға бир айдин ашқанлиқи ашкариланди.