Архип
2009-08-06
Уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә қадир ханим, австралийә мелбурн хәлқара кино фестивалиға қатнишиш учун австралийигә йетип кәлгән иди. Мәлум болушичә, рабийә қадир ханим мелбурн шәһиридә йәнә бир қатар паалийәтләрни елип барған.
2009-08-06
Хитай даирилири - 5 июл үрүмчи вәқәси йүз бәргәндин кейин шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға өзиниң аталмиш үч хил күчләрни қаттиқ бастуруш һәмдә оттура асия районидиму бу күчләргә ортақ зәрбә бериш тәшәббусиниң йоллуқлуқини көрситишкә урунмақта. Шундақла бу һәқтә қайта һәмкарлиқ сигнали бәрмәктә, һәтта мушу баһанидә оттура асияға әскәр киргүзүштәк ғәризиниму ашкарлиди.
2009-08-06
Канаданиң ванковер шәһиридики уйғурлар хитай һөкумитиниң 5 - ийүл күни үрүмчидә тинчлиқ шәкилдики намайишни қанлиқ шәкилдә бастурғанлиқи вә бу намайиштин кейин таки бүгүнгә қәдәр уйғурларға қарита кәң - көләмдә тутқун қилиш һәрикити елип бериватқанлиқиға қарши, 5 - авғуст күни, ванковер шәһиридики хитай баш консулханисиниң алдида наразилиқ намайиши елип берилди.
2009-08-06
Уйғур хәлқи үстидин ирқий, мәдәний вә диний ассимилятсийә қилиш сиясәтлирини йүргүзгән вә инсанийәткә қарши җинайәт вә ирқий қирғинчилиқ җинайити ишлигән хитай әмәлдарлириниң түркийидә сотқа тартилиши үчүн, мәзлум дәр исими билән тонулған йәни кишилик һоқуқ вә мәзлумларға һәмкарлиқ қилиш җәмийити, ваң лечүән қатарлиқ 9 хитай әмәлдарлири үстидин истанбул җумһурийәт баш тәптиш мәһкимисигә әрз сунди.
2009-08-06
8 - Айниң4 - күни японийиниң кагушима шәһиридә `шәрқий түркистанда немиләр болуватиду` мавзулуқ йиғин чақирилди. Йиғинда японийә уйғур җәмийити мәсули илһам мәхмут сөз қилған. У сөзидә алди билән уйғурларниң қисқичә тарихини аңлатқандин кейин, уйғурларниң бүгүнки әһвали вә 5 - феврал үрүмчи вәқәси һәққидә ноқтилиқ һалда тохталған.
2009-08-05
Тенч окяндики арал дөлити палав, бу йил 6 - айниң 10 - күни гүәнтанамодики 17 нәпәр уйғурни қобул қилидиғанлиқини елан қилған иди. Әмма гүәнтанамодики уйғурлар палавға бериш тәклипи үстидә ойлишиватқан иди.
2009-08-05
Техи йеқиндила хитай 2009 - тинчлиқ бурчи намида русийә билән террорлуққа қарши бирләшмә һәрбий маневириниң биринчи бөликини өткүзгән иди. Һәрбий ишларға даир хәвәрләргә қариғанда, хитай йәнә нөвәттә 2010 - йили тинчлиқ бурчи бирләшмә һәрбий маневириниң иккинчи бөликини қазақистан билән бирлишип өткүзүш тәйярлиқини көрүватмақта икән.
2009-08-05
Бүгүн 5 - июлдики үрүмчи вәқәсигә бир ай болуп қалған болсиму, лекин уйғур елидә вәқәгә мунасивәтлик дәп қаралғанларни тутқун қилиш, қолға елиш һәрикити давам қиливатиду. Бу әһвалда хитайниң мәмликәт ичидики қисмән зиялийлири вә чәтәлдики бәзи өктичи хитайлар мақалә елан қилип, вәқә тоғрисидики қарашлирини баян қилишмақта.
2009-08-05
Үрүмчидә мәйданға кәлгән қанлиқ вәқәгә болған наразилиқ түркийәдә давам қиливатқан күнимиздә, хитай ташқи ишлар министирлики, йеқинда бәзи гуруһ вә шәхисләрдин түркийәдә турушлуқ хитайларға һуҗум елип баридиғанлиқи тәһдити алғанлиқини билдүргән.
2009-08-05
2009 - Йили 8 - айниң 4 - күни дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханим австиралийиниң седний шәһиригә йетип кәлди. Рабийә ханимни австиралийә уйғур җәмийитиниң рәиси һусән һәсән, баш катипи мәһәммәтимин әла әпәндиләр вә бирқисим җәмийәт әзалири айродромда күтүвалди.
2009-08-05
Үрүмчидә 5 - июл қанлиқ вәқәси йүз бәргәндә қазақистанлиқ бир уйғур ханим дәл үрүмчидә зиярәттә болуватқан болуп, у ханим қазақистанға саламәт қайтип кәлгәндин кейин вәқә җәрянида көргән - билгәнлирини қазақистандики ихтиярий мухбиримиз абдуллаға баян қилип бәрди.
2009-08-05
" 5 - Июл үрүмчи вәқәси" йүз бәргәндин кейин хитай һөкүмити из қоғлап тутуш буйруқи чиқирип, тутқун қилиш һәрикитини изчил давамлаштуруп кәлмәктә.
2009-08-04
Уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим бүгүн әтигән австралийигә йетип барди. Австралийидики уйғур тәшкилатлириниң мәсуллири вә бир қисим әзалири рабийә ханимни сидней айродромида күтивалди.
2009-08-04
Хитай сақчи даирилири сәйшәнбә күни 5" - июл үрүмчи вәқәси" сәвәбидин тутқун қилинған адәм саниниң 718 гә йәткәнликини елан қилди. Әмма радиомиз игилигән ишәнчлик мәлумат вә мәркизи германийидики дуня уйғур қурултйиниң санлиқ статистикилиридин 5 - июл күнидин һазирға қәдәр қолға елинған адәм сани хитай елан қилған сандин нәччә һәссә артуқ икәнлики ашкариланмақта.
2009-08-04
"5 - Июл үрүмчи вәқәси"ниң партлаш сәвәби һәм уйғур елиниң һазирқи вәзийити һәққидә, нюйорктики хитай кишилик һоқуқ җәмийитиниң тәтқиқатчиси хе чиңлйән ханим зияритимизни қобул қилип, өз қарашлирини баян қилип өтти.