Архип
2009-08-04
Хитайда ишсизлиқ әһвали күндин - күнгә еғирлишиватқан болуп, сәйшәнбә күни әмгәкчиләр вә иҗтимаий параванлиқ министирлиқиниң әмәлдари ваң ядуң мухбирларға мәлумат бериш йиғинида "хитайдики ишсизлиқ әһвали һелиһәм интайин вәһимилик, биз ишқа орунлаштуруш мәсилисидә қаттиқ бесимға дуч келиватимиз," дегән.
2009-08-04
8 - Айниң 1 - күни германийидә зиярәттә болуватқан тибәтниң роһаний даһиси далай лама д у қ вәкилләр өмикини қобул қилип, 5 - июл қанлиқ қирғинчилиқи тоғрисида сөһбәт өткүзди.
2009-08-04
Өткән җүмә күни түркийә һөкүмәт бешидики адаләт вә тәрәққият партийисиниң истанбулдики мәркизиниң йиғин залида, 'шәрқий түркситанда хитай мәсилиси' намда бир йиғин өткүзүлди. Бу йиғин адаләт вә тәрәққият партийиси истанбул яшлар бөлүми тәрипидин уюштурулди.
2009-08-04
Йеқинда қирғизистанда өткүзүлгән нәтиҗиси талаш - тартиштики президент сайлиминиң ғалиби қирғизистан президенти қурманбек бақийеф алдинқи күни қәсәм берип, йәнә 4 йиллиқ вәзипигә олтурди.
2009-08-03
Хитай даирилири уйғур ели даирисидә кәң көләмлик қоғлап тутуш һәрикити қозғап, 5 - уюл үрүмчи вәқәсигә мунасивәтлик, дәп гуман қилған уйғурларни қолға елиш, тутқун қилишни йолға қоймақта.
2009-08-03
Хитай һөкүмити уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханимни қарилаш һәрикитидә йәнә бир йеңи метод қолланди. Бу қетим хитай, рабийә ханимниң вәтәндики оғли қаһар, қизи рошәнгүл вә иниси мәмәткә хәт яздуруп рабийә ханимни тәнқид қилғузди.
2009-08-03
Хитай һөкүмити "5 - июл қанлиқ үрүмчи вәқәси" дин кейин вәтәндики уйғурларни радио - телевизорларда сөзлитип, уларниң ағзи арқилиқ уйғурларниң бәхтлик яшаватқанлиқиға дуняни ишәндүрмәкчи болуватиду.
2009-08-03
Хитай кишилик һоқуқ паалийәтчиси ваң ниң " шинҗаң вәқәси пәйда болушиниң һәқиқий сәвәблири " дегән мақалисидә алди билән мундақ дәп оттуриға қойған : җуңгода 5 сахта аптоном район бар. Улар тибәт аптоном райони, ниңша туңган аптоном райони, ички моңғул аптоном райони, гуаңши җуаңзу аптоном райони, вә шинҗаң уйғур аптоном райони қатарлиқлар.
2009-08-03
Бугун 8 - айниң 2 - куни йәкшәнбә сидней шәһиридики уйғурлар, хитайларниң уйғурлар устидин қәтлиам илип барған 5 - июл қатиллиқ қилмишиға қарши намайишини үткүзүш үчүн шәһәр мәркизидики белморә бағчисиға йиғилди.
2009-08-03
7 - Айниң 31 - күнидин етибарән японийиниң һәрқайси шәһәрлиридә 5 - июл үрүмчи вәқәси һәққидә йиғин чақирилмақта. 7 - Айниң 31 - күни японийә уйғур җәмийити башлиқи илһам мәхмут әпәнди японийиниң нагасаки шәһригә берип, атомниң зийиниға учриғанлар музийини зиярәт қилип уйғур диярида атомдин зиян көргәнләр һәққидә сөһбәт елип барған.
2009-08-03
1931 - Йили уйғур елидә партлиған миллий инқилаб мәғлуб болғандин кейин, вәтән үчүн күрәш қилған кишиләрдин нурғунлири чәт дөләтләргә һиҗрәт қилип чиқип кетишкә мәҗбур болуп қалиду.