Архип
2009-08-20
Бу йил 8 - айниң 5 - күни японийидә абдурәһим өткүр әпәндиниң " из ", "ойғанған земин " намлиқ романлири асасида тәрҗимә қилинған, "батурларниң көз йеши, ойған уйғур " намлиқ китаб япон тилида нәшр қилинған иди.
2009-08-20
8 - Айниң 20 - күни шиветсийидики уйғурлар хитай һөкүмитиниң үрүмчидә елип барған қирғинчилиққиға қарши 4 - қетимлиқ намайишини елип барди.
2009-08-20
Афғанистанда президент сайлиминиң биләт ташлаш паалийити пәйшәнбә күни аяқлашти. Мәзкүр сайламниң оңушлуқ өткүзүлүши үчүн афғанистан һөкүмити вә райондики нато қошунлири бихәтәрлик тәдбирлирини күчәйткән иди.
2009-08-20
Уйғур дияридин кәлгән уйғурларниң ейтишичә, уйғур диярида хитай һөкүмити милләтләр иттипақлиқи, икки милләт айрилалмайду, дәп тәшвиқ қиливатқан болсиму, әмили йәттә хитайлар билән уйғурлар арисидики тоқунушни хитай сақчилар хитай тәрәптә туруп бир тәрәп қилидикән, һәтта хитайлар уйғур сақчиларниң уларниң ишини бир тәрәп қилишини халимайдикән.
2009-08-20
Қирғизистанниң бешкәк шәһиридики уйғур яшлири, "үрүмчи вәқәси" ниң 40 күнлүки мунасивити билән нәзир өткүзди. Улар нәзирдә, үрүмчи вәқәсидә қурбан болған уйғурларниң роһиға атап қуран оқуди.
2009-08-20
Австралийиниң кан мәһсулатлири ширкити рийо тинто ни 19.5 Милярд долларға хитай ширкити чиналко ниң ситивилиш пиланини австралийә һөкүмитиниң бикар қилғанлиқи, рийо тинто ширкитиниң хиттайдики деректори вә үч хизмәтчисиниң хитайлар тәрипидин "дуләт мәхпийәтликини оғрилиған" дегән гунаһ билән қолға илинип та һазирғичә турмидә йетиватқанлиқи икки дуләт оттурисида сүркилиш елип кәлгән иди.
2009-08-20
Хитай йеқинда рабийә қадир сода сарийи вә әқидә сода сарийини чеқиш пиланини иҗра қилиш үчүн, рабийә қадир ханимниң аилә тавабиатиға, улар олтуруватқан әқидә сода сарийини бошитиш һәққидә уқтуруш чүшүргән.
2009-08-20
Қазақистанда уйғур вә қазақ яшлири бирлишип қурған "арман тәшкилати" йетәкчилири вә әзалири 20 - авғуст чүштә, алмата шәһиридә мухбирларни күтүвелиш йиғини вә " 5 - июл үрүмчи вәқәси" гә алақидар рәсим көргәзмисини ечиш алдида, һөкүмәт тәрәпниң тосқунлуқиға учриған.
2009-08-19
Уйғур райониниң партком секритари ваң лечүән өткән һәптидики теливизийә нутқида, үрүмчи шәһириниң чәт яқилиридики уйғурлар олтурақлашқан мәһәллиләрни "сәзгүр мәһәллә" дәп атиған, 5 - июл вәқәсигә қатнашқан ғоллуқ унсурларниң йиллардин бери әнә әшу сәзгүр нуқтиларда йошурунуп кәлгәнликини билдүргән иди.
2009-08-19
Хитай коммунист һакимийити узун йиллардин буян уйғур елидә милләтләр иттипақлиқи тәрбийисини түрлүк шәкилләрдә елип бармақта, һәтта һәр йили 5 - айни уйғур елидә милләтләр иттипақлиқ ейи қилип бекитип бир айларчә мәхсус кәң көләмлик милләтләр иттипақлиқини күчәйтиш паалийәтлирини елип бармақта.
2009-08-19
5 - Йол үрүмчидә йүз бәргә қирғинчилиқниң һәқиқий әһвали шиветсийә ахбаратлири тәрипидин кәң тәшвиқ қилинған болсиму, әмма шиветсийә һөкүмитиниң хитай һөкүмитигә қарита күчлүк бир инкаста болмаслиқи шиветсийә парламинтида уйғур мәсилисигә изчил көңүл бөлүп киливатқан бир қисим парламит әзалириниң тәнқидигә учриған.
2009-08-19
Қәшқәр кона шәһәр районидики қәдимий өйләрниң чеқилип, бу райондики 500 миң нопусқа игә уйғур аһалисиниң һөкүмәт йеңидин салған биналиқ өйләргә көчүрүлүш вәқәси хәлқараниң диққитини тартмақта.
2009-08-19
Һәр йилдикигә охшаш бу йилму, уйғур оқуғучиларниң язлиқ тәтилдин пайдилинип, 6 - айниң 20 - күни истанбул шәһриниң уйғурлар көп олтурақлашқан зәйтунбурну вә сәфакөй районлирида мәхсус уйғур синипи ечилип дәрс өтүлгән иди.
2009-08-19
8 - Айниң 19 - күни уйғур йеңи маарипиға асас салғучилардин бири мусул һаҗи муһитиниң вапат болған хатирә күни. Сабиқ шәрқий түркистан ислам җумһурийитиниң мудапийә министири мәхмут муһитиниң акиси мәрһум мусул һаҗи муһити 1944 - йили 8 - айниң 19 - күни токйода вапат болуп, токйодики мусулманлар мазириға дәпнә қилинған.
2009-08-19
8 - Айниң 18 - күни авистиралийиниң нопузлуқ гезитлириниң бири " авистиралиян " гезитиниң 1 - бетигә "хитай рабийә қадир сәвәбидин австралийигә зәһирини санҗивалди" дегән темида мақалә бисилди.