Архип
2009-08-19
Мусулманлар әгәр әмәл қилса, улар әң есил пәзиләт вә әң гүзәл әхлақларға игә кишиләрдур. Хәйр - сахавәт, бир - бирини йөләш, ярдәм қилиш вә өз - ара һәмкарлиқ мусулманларниң етиқадиға вә күндилик турмушиға сиңип кәткән яхши адәт. Хусусән уйғурлар бу гүзәл әхлақ вә яхши адәтләрниң гуваһчиси болуп, уйғурлардики хәйр - сахавәт роһи һәқиқәтән кишини қайил қилиду.
2009-08-18
Афғанистан президент сайлимиға бир күн қалған пәйттә, талибанларниң афғанистандики һәр хил һуҗумлири күчийшкә башлиған болуп, 18 - авғуст күни пайтәхт кабул билән җалалабад шәһириниң оттурисида өзини өлтүрүш характерлик һуҗумда аз дегәндә 7 киши һаятидин айрилған, 50 тин артуқ киши яриланған.
2009-08-18
Нөвәттә чәтәлләрдики хитай тор бәтлиридә, "5 - июл үрүмчи вәқәси" ниң партлаш сәвәби һәққидә мулаһизә мақалилири һәм зиярәт хатирилири елан қилинмақта.
2009-08-18
2009 - Йили 8 - айниң 5 - күни японийиниң мадока нәширяти тәрпидин нәшир қилинған "батурларниң көз йеши - ойған уйғур" намлиқ роман уйғур һәлқиниң атағлиқ шаири, язғучиси абдурейим өткүр әпәндиниң 1985 - йили нәшир қилинған "из" намлиқ тарихий романи билән "ойғанған зимин" намлиқ романлириға асасән тәрҗимә қилинған.
2009-08-18
Қазақистандики уйғур шаири, әдибиятшунас профессор патигул сабитова дүшәнбә күни алматада вапат болди. Патигул сабитова ғулҗида туғулуп, сабиқ шинҗаң иниститутида оқуған. Лекин, у, өзиниң иҗадийәт вә илмий паалийәтлирини сабиқ совет иттипақи вә қазақистанда елип барған оттура асиядики йирик уйғур алимлириниң бири иди.
2009-08-18
Хитайниң 5 - июл қанлиқ қирғинчилиқиға қарита ғәрип дөләтлириниң йетәрлик инкасларда болмиғанлиқи, уйғур хәлқини үмидсизләндүргән мәсилиләрниң бири. Болупму, америка вә яврупа иттипақиға әза дөләтләрниң уйғурларниң бу қетимқи еғир йоқутушлириға ниспәтән тегишлик һесдашлиқ билдүрмигәнлики, бир қисим уйғурларда радикал чариләргә мураҗиәт қилиш долқуни қозғимақта.
2009-08-18
Йеқинда хитайларниң канадада чиқидиған әң нопузлуқ гезитлириниң бири болған бүйүк җуңхуа гезитидә,бу гезитниң обзурчиси шав йү тәрипидин " уйғурларниң авазиғиму қулақ селип бақайли" мавзулуқ бир парчә обзурчи мақалиси елан қилинғандин кейин, бу мақалә канадада яшаватқан хитайлар арисида зор ғулғула қозғиған.
2009-08-18
Рабийә қадир ханимниң австралийә зиярити вә "муһәббәтниң 10 шәрти" пәйда қилған австралийә - хитай мунасивәтлиридики җиддийликни, хитай даирилириниң йәнә бир балдақ юқири көтүргәнлики ашкариланмақта.
2009-08-18
Үрүмчи вәқәси мәйданға кәлгәндин кейин дуня ислам конфранси тәшкилати вәқәгә интайин көңүл бөлгән иди. Вәқәдин кейин ислам конфранси тәшкилатиниң башлиқи профессор доктор әкмәләддин иһсаноғли уйғурларниң мәсилиси вә бу қетимлиқ үрүмчи вәқәсиниң келип чиқиш сәвәблири һәққидә техиму тәпсилий мәлумат елиш үчүн әнқәрә университетиниң оқутқучиси доктор әркин әмәт әпәндини алаһидә җиддигә тәклип қилип өзи бивастә қобул қилип мәлумат алған иди.
2009-08-17
Дуңлиң қоғушун завути 2003 - йили шәнши өлкисиниң феңшяң наһийисидә қурулмақчи болған. Шу чағдила қоғушун тавлаш иши техника җәһәттин өлчәмлик болмиса, муһитни булғайдиғанлиқи вә аһалиләр арисида еғир кесәлликкә сәвәб болидиғанлиқи музакирә тимиси болған.
2009-08-17
Афғанистанда пәйшәнбә күни президентлик сайлими елип берилидиған болуп, сайлам алдида намзатлар өзлириниң сайлам тәшвиқатлирини интайин яхши елип барған. Бүгүн сайлам тәшвиқат паалийәтлириниң ахирқи күни болуп, сайламниң асаслиқ намзатлири каболда тәртипләнгән он миң кишилик йиғилишларда өзиниң қоллиғучилириға сөз қилған вә дөләт теливизийисидә очуқ - ашкара һалда муназирә елип барған.
2009-08-17
5 - Июл үрүмчи вәқәси йүз бәргәндин кейин түркийидики аммиви тәшкилатлар, университетлар вә тәтқиқат мәркәзлири үрүмчи вәқәсиниң сәвәблирини һәм уйғур мәсилисини техиму яхши чүшиниш вә түрк җамаәтчиликигә аңлитиш үчүн һәр хил йиғинларни чақирмақта.
2009-08-17
5 - Июл үрүмчи вәқәси йүз бәргәндин кейин қазақистандики уйғур җамаити, түлүк йиғилиш паалийәтлирини тәшкилләп, хитай һөкүмитиниң уйғурлар үстидин елип барған бастуруш һәрикәтлиригә наразилиқ билдүрүш билән биргә вәқәдә қурбан болған уйғур қериндашлириға атап қуран - тилавәтләр өткүзмәктә.
2009-08-17
2009 - Йили 8 - айниң 16 - күни истанбулниң вәфа толуқ оттура мәктәп йиғин залида 'үрүмчи қирғинчилиқи вә шәрқий түркистан мәсилиси һәққидә пикир - мулаһизиләр' намлиқ йиғин ечилди.
2009-08-17
Хитай өлкилиридин радиомизниң уйғур бөлүмигә телефон қилған бир уйғур, үрүмчи шәһиридики уйғурлар нисбәтән зич олтурақлашқан ямалиқ теғи, бәйгә мәйдани, даван йезиси әтрапидики өйләрниң тәкшүрүлүп, қанунсиз өйләр қатарида бир тәрәп қилинип чеқиливатқанлиқини инкас қилди.