Архип
2009-09-30
Хитайда коммунист һөкүмити бейҗиңда хитай коммунист һакимийитиниң 60 йиллиқини тәбрикләватқан мәзгилдә, чәтәлләрдики демократик тәшкилатлар хитай һөкүмитигә қарши һәр хил паалийәтләрни уюштурмақта.
2009-09-30
Дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханим сәйшәнбә күни америкиниң ню -йорк шәһиридики коломбийә университетида оқуғучиларға нутуқ сөзләп, хитай оқуғучилирини америка демократийисидин үлгә елишқа чақирди.
2009-09-30
Бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң йиғиниға қатнишиватқан ислам қурултийи тәшкилатниң баш катипи профессор доктор әкмәлидди еһсан оғли ахбарат йиғини ечип, уйғур мәсилиси вә ислам қурултийи тәшкилати һәққидә мухбирларниң сориған соаллириға җаваб берип, ислам қурултийи тәшкилатиға әза ислам дөләтлириниң хитай билән болған мунасивәтлиридә өзгириш болмайдиғанлиқини, әмма хитайдики аз санлиқ мусулманларниң һоқуқлирини қоғдаш ислам қурултийи тәшкилатиниң муһим вәзипилиридин бири икәнликини билдүрди.
2009-09-30
"Голландийә уйғурларға ярдәм бериш җәмийити" вә "голландийә тибәтләрни қоллаш җәмийити "ниң һәмкарлиқида, "голландийә уйғурларға ярдәм бериш җәмийити" ниң ишханисида хитай комунистлириниң ортақ зиянкәшликигә учриған хәлқ вә гуруһларниң тунҗи қетимлиқ һәмкарлиқ йиғини болуп өтти.
2009-09-30
Чәтәлдә яшаватқан уйғурлар үрүмчигә берип туғқан йоқлап чиққандин кейин радиомизниң әнқәрә ишханисиға телефон қилип, үрүмчидә өз көзи билән көргән вә аңлиғанлирини биз билән ортақлашмақта.
2009-09-30
Қазақистанда тонулған уйғур алими, доктор рабик исмайилоф әпәнди 5 - вә 7 - июлдики үрүмчи вәқәлири һәққидә өз көз қарашлирини оттуриға қойди.
2009-09-29
Хитай коммунист партийиси дөләт қурғанлиқиниң 60 йиллиқини чоң тәбрикләш алдида турғанда, хәлқ ичидә, хитай коммунист партийиси 60 йилдин буян товлиған шуарларниң тамамән ялғанчилиқ икәнлики бир - бирләп көрситилди.
2009-09-29
Чегрисиз мухбирлар тәшкилати баянат елан қилип хитай һөкүмитиниң 60 йиллиқ дөләт байримиға аз қалғансери, ахбаратқа қарита чәкләшни күчәйткәнлики вә мухбирларға һуҗум қиливатқанлиқини қаттиқ әйиблиди. Чегрисиз мухбирлар тәшкилатниң мәзкур баянати хитай йәрлик һөкүмити уйғур елидә интернетқа қарита чәкләш бәлгилимиси елан қилған пәйтләргә тоғра кәлди.
2009-09-29
Хитай дөләт байрими мәзгилидә, мурасимни сақ - саламәт өткүзүвелиш үчүн бихәтәрлик тәдбирлирини күчәйтмәктә. Бейҗиң шәһәрлик һөкүмәт дөләт байрими мәзгилидә қаттиқ бихәтәрлик тәдбирлири алған болуп, бейҗиң даирилири һазир бейҗиңниң өзигила 6000 дин артуқ сақчи орунлаштуруш билән бирликтә йәнә 800 миң әтрапида кишини байрам күнлиридә кочиларда бихәтәрлик қоғдашқа орунлаштурған.
2009-09-29
Хитайниң барлиқ тәшвиқат васитилири хитай коммунистик партийисиниң дөләт қурғанлиқиниң 60 йиллиқини тема қилмақта. Хитай хәлқ гезитиниң бир мақалисида елан қилинишичә, хитайда пуқраларниң паспорт ишлитишниң асанлишиши, 60 йилдин буянқи тарихий өзгиришини йәни хитай пуқралири үчүн ишикниң сиртқа қанчилик чоң ечиветилгәнликини көрситидикән.
2009-09-29
Хитайниң 60 йиллиқи мунасивити билән японийә уйғур җәмийитиниң тәшәббус қилиши билән японийидики уйғур, тибәт вә моңғуллар ортақлишип хитайға қарши намайиш өткүзгән.
2009-09-29
9 - Айниң 27 - күни германийидә өткүзүлгән омуми сайлам баш министер анҗила меркил ханимниң ғәлибигә еришип, йәнә бир қетим германийә федерал җумһурийитиниң баш министири болғанлиқини испатлиди.
2009-09-29
Чәтәлдин туғқан йоқлап үрүмчигә барған бир уйғурниң бизгә баян қилип беришичә, 7 - июл күнидики хитайларниң зораванлиқ вәқәсидә 3 яшлиқ бир уйғур бала хитайлар тәрипидин чанап өлтүрүветилгән.
2009-09-28
Канаданиң мәдәнийәт вә көчмәнлик ишлири министири җайсон кенний әпәнди 26 - сентәбир күни чүштин кейин, торонтодики анатолийә ислам мәркизидә, торонтода паалийәт елип бериватқан барлиқ түркий милләтлириниң вәкиллири билән көрүшүп, канада пуқралиқидики түркий милләтлири арисида сақлиниватқан мәсилиләр тоғрисида пикир алди.
2009-09-28
Хитай ахбарати чаршәнбә күни, шавгуән даирилириниң шавгуән вәқәсини пәйда қилғучилардин 11 кишини сотқа тартқанлиқи һәққидә хәвәр бәргән иди. Бүгүн америка уйғур бирләшмиси баянат елан қилип, хитай даирилириниң шавгуән вәқәсини йәңгил бир тәрәп қиливатқанлиқини билдүрди вә буни хитай қанун органлириниң уйғурлар билән хитайларға икки хил өлчәм қоллиниватқанлиқиниң испати дәп көрсәтти.