Архип
2009-09-02
8 - Айниң бешида хитай - һендистан оттурисида елип берилған 13 - қетимлиқ чегра сөһбити нәтиҗисиз ахирлашқандин кейин, хитай - һендистан мутәхәссислири 28 йилдин бери елп бериливатқан чегра сөһбитиниң бундин кийинму нәтиҗилик болмайдиғанлиқини пәрәз қилишмақта.
2009-09-02
Хитай мәркизи радио истансиси уйғур бөлүминиң мухбири, сәлкин тор бекитиниң башқурғучи муһәммәтҗан абдулла, 5 - июл үрүмчи вәқәси йүз берип узун өтмәй из - дерәксиз йоқап кәткән иди. Муһәммәтҗанни йеқиндин тонуйдиған достлириниң радиомизға инкас қилишичә, муһәммәтҗан қолға елинған болуши мумкин.
2009-09-01
Йеқинда вәтән зияритидин қайтип кәлгән уйғурларниң баян қилишичә,"5 - июл үрүмчи вәқәси" гә 2 ай болуп қалған болсиму, уйғур елидә үрүмчи шәһири вәзийити йәнила җиддий болуп, гәрчә хитай һөкүмити өз тәшвиқатлирида миллий иттипақлиқни тәкитләватқан болсиму, уйғурлар билән хитайлар оттурисидики җиддий мунасивәт йәнила пәсәймигән.
2009-09-01
Америкида хитайчә чиқидиған 'бейҗиң баһари' журнилиниң 2009 - йил 9 - айлиқ санида 'төтинҗи ийон вәқәси' билән 'йәттинҗи ийол вәқәси' дә хитай көмунист партийиси хәлқни бастуруш модели селиштуруп көрүлгән бир мулаһизә елан қилнди.
2009-09-01
28 - Авғуст мюнхенда ечилған "мюнхен замандаш рәссамлар көргәзмиси"гә уйғур рәссами мәрвайит ханимниң май бояқ рәсимлириму талланған. Мәлум болушичә, "мюнхен замандаш рәссамлар көргәзмиси" 1886 - йилидин буян һәр йили бир қетим өткүзүлүп келиниватқан болуп, явропа рәсим саһәсидә етирап қилинған бир қәдәр чоң рәсим көргәзмиси икән.
2009-09-01
Тәйвән билән хитай чоң қуруқлуқи оттурисидики сиясий ихтилапларниң күчийип кәтмәсликини нәзәрдә тутқан далай лама, өзиниң тәйвән зиярити җәрянида асаслиқ будда дини әқидиси һәққидә тохтилидиғанлиқини тәкитлиди.
2009-09-01
Америка билән өзбекистанниң мунасивитиниң яхшилинишқа қарап меңиши кишиләрниң диққитини алаһидә тартмақта. 2005 - Йили өзбекистанниң әндиҗан шәһиридә мәйданға кәлгән вәқәләрдә америкиниң өзбек һөкүмитини әйиблиши шундақла өзбек һөкүмитиниң америкиниң өзбекистандики һәрбий базисини тақиши билән икки дөләт мунасивәтлири йириклишип кәткән иди.
2009-09-01
5 - Июл үрүмчи вәқәси йүз бәргәндин бир күн кейин чәтәллик бәзи мухбирлар үрүмчигә йетип барған болғачқа үрүмчи вәқәси бир һәптигичә дуня мәтбуатлириниң күнтәртипидин орун алди.
2009-09-01
Истанбулда ечилған хәлқара қәләмкәшләр йиғинини көзитиш үчүн америкидин келип йиғинға қатнашқан америка демократийини илгири сүрүш фонди (NED) җәмийитиниң асия ишлири директори лоийса ханим 2009 - йили 8 - айниң 28 - күни истанбулда, тәклимакан уйғур нәшрияти тәрипидин орунлаштурулған иптар зияпитигә қатнашти.