Архип
2009-09-24
Уйғур дияридин түркийигә чиқип оқуш 1980 - йилларниң ахирида башлиған болуп, бүгүнгичә түркийидә оқуған уйғур оқуғучиларниң сани 500 әтрапида икән. Түркийидә оқуватқан уйғур оқуғучиларниң көпи һәр йили дегүдәк туққан йоқлап өз юртиға қайтишиду.
2009-09-24
10 - Айниң 14 - күнидин 19 - күнигичә германийиниң франкифурт шәһридә өткүзилидиған хәлқаралиқ китаб йәрмәнкисигә д у қ рәиси рабийә қадир ханимму тәклип қилинған.
2009-09-23
Хитай һөкүмити 5 - июл вәқәсиниң җавапкарлиқини дуня уйғур қурултийиға артқан болсиму, лекин хитай чоң қуруқлуқи вә чәтәлдики нурғун димократик хитайларниң қаришичә, 5 - июлдики милли тоқунушниң баш җавабкари ваң лечүән вә униң чоң хәнзучилиқ сияситидур.
2009-09-23
Уйғур миллий һәрикити рәһбири, уйғурларниң мәниви аниси рабийә қадир ханим, чаршәнбә күни тәйвәндики инсан һәқлири вә аммиви тәшкилатларға вакалитән рабийә ханимни тәйвәнгә тәклип қилип кәлгән тәйвән яш нахша чолпини Freddy билән сөһбәт өткүзүп, тәйвәнгә бериш тәклипигә мақуллуқини билдүрди.
2009-09-23
5 - Июл гумандарлиридин шөһрәт турсунниң түрмидә өлтүрүлгәнлик вәқәси дуняға ашкариланғандин кейин, даириләр вәқәни ашкарилиғучиларға қарита һуҗум башлиған. Игилишимизчә, бүгүн қорғас наһийисиниң ләнгәр йезисидики һаҗи мәмәт вә абдусалам насир қатарлиқ икки киши тутқун қилинған.
2009-09-23
Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит әпәнди, хитай һөкүмити 21 - сентәбир елан қилған, "шинҗаңниң тәрәққияти вә алға бесиши" дегән мавзудики ақ ташлиқ китабидики мәзмунларға инкас қайтуруп, хитай һөкүмитиниң уйғур елиниң тәрәққий қилалмаслиқини, бу 60 йилдин буян уйғурларға қаратқан миллий сияситидики нуқсанлардин издимәстин, мәсулийәтни чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлириға артип, җавабкарлиқтин өзини қачуруватқанлиқини әйиблиди.
2009-09-23
`Түркийә гүнлүгү` йәни `түркийиниң күнлүк хатириси` намлиқ журналдин кейин, `көкбайрақ` жорнилиму 5 - июл үрүмчи вәқәсигә беғишлап мәхсус сан нәшир қилдурди. Бу сандики биринчи мақалиниң 'темиси өтмүштин бүгүнгичә шәрқий түркистан.'
2009-09-23
Қазақистандики уйғур җамаити уйғурларниң оз миллий гемнини бәрпа қилиш үчүн тиришчанлиқ көрсәткән болуп, йеқинда қазақистандики уйғур композитори полат һезимоф бир миллий гемн тәйярлиған.
2009-09-23
2009 - Йили 9 - айниң 21 - күни кәчтә түркийә парламент әзаси җәлал әрбай роза һейт мунасивити билән шәрқий түркистан вәхпигә келип уйғурларни зиярәт қилди. Парламент әзаси профессор доктур җәлал әрбай әпәнди уйғурларниң дости шундақла түркийидә шәрқий түркистан давасиға йеқиндин көңүл болуп келиватқан әрбаблардин бири.
2009-09-22
Бүгүн, бир уйғур ханим урумчидә буйил 6 - айдин 9 - айғичә болған вақит ичидә өз көзи билән көргәнлирини вә аңлап ишәнгәнлирини радиомизға сөзләп бәрди.
2009-09-22
5 - Июл үрүмчи вәқәсидин кейин хитай һөкүмитиниң һәр хил усуллар арқилиқ уйғурларни җазалашқа уруниватқанлиқи, чәтәл билән болған алақә вастилирини кесип ташлаш арқилиқ уйғур ели ичидики уйғурларға зәрбә бериватқанлиқини хәлқара җәмийәттин хупиянә тутиватқанлиқи, йәнә бир яқтин чәтәлләрдики уйғурларниму бош қоймай аваричилиққа йолуқтуруватқанлиқи шикайәт қилинмақта.
2009-09-22
Бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға әза йүзгә йеқин дөләтниң рәһбәрлири 22 - сентәбир күни нюйорокта чақирилған дуня климат өзгириши юқири дәриҗиликләр учришишиға қатнишип, климат өзгириши елип келиватқан тәһдитлик мәсилиләр һәм униңға қарши һәмкарлиқ вә тәдбирләр һәққидә музакирә елип барди.
2009-09-22
Түркийә баш министири рәҗәп таййип әрдоған бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң 64 - нөвәтлик омумий йиғиниға қатнишиш үчүн 21 сентәбир күни нев йоркқа йетип кәлди.
2009-09-22
Шәрқий түркистан вәхпи вә шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң бирликтә уюштуруши билән 2009 - йили 9 - айниң 21 - күни йәни роза һейтниң 2 - күни шәрқий түркистан вәхпидә роза һейтни тәбрикләш мурасими өткүзүлди.
2009-09-22
Канаданиң торонто шәһиридә бир җүп яш усулчи әр - аял бар. Уларниң исми алимҗан вә алийә. Алимҗан билән алийәниң канадаға кәлгинигә әмдила бир йерим йил болған болсиму, лекин улар өзлириниң нәпис усуллири билән торонтода өткүзүлгән һәр хил сәнәт фестиваллири вә дөләт байрамлирида номур көрситип келиватиду.