Архип
2009-09-18
Хитай һөкүмитиниң голландийидә елип барған тунҗи тәшвиқат паалийити голландийиниң сияси пайтәхти болған дәнах шәһиридики "хәлқара мунбәр йиғини мәркизи"ниң залида елип берилған болуп, тәшвиқат паалийитигә асасән голландийиниң юқири дәриҗилик әмәлдарлирини, сода-санаәт тәшкилатлири вә голландийидә паалийәт елп бериватқан хитай муһаҗирлар җәмийәтлири вәкиллирини тәклип қилған.
2009-09-17
Уйғур елида йиңнә вәқәси йүз берип, үрүмчидики хитайларниң 4 - вә 5 - синтәбирдики намайишини кәлтүрүп чиқарған вә намайишчиларниң уйғурларға һуҗум қилиш вәқәлири йүз бәргән иди. Шуниңдин кейин "шинҗаң җ х назарити " уқтуруш чиқирип, пуқралардин йиңнә вәқәси пәйда қилған гумандарларни көргән йәрдә тутуп, җ х органлириға тапшуруп беришни тәләп қилған.
2009-09-17
Нөвәттә хитай һөкүмәт даирилириниң учур васитилири қамалиға нисбәтән, хәлқниң наразилиқи барғанчә күчийиватқан болуп, чәтәлләрдики уйғурлар һәм дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит әпәнди хитай һөкүмитиниң интернет вә телефон алақисини контрол қилиш қилмишиға қарита наразилиқ пикирлирини баян қилди.
2009-09-17
Чошқа зукам юқум әһвали һәққидә елан қилиниватқан статистикилиқ йеңи мәлумат һәм хәвәрләргә қариғанда, нөвәттә чошқа зукам пүтүн дуня миқясида йәниму тез сүрәттә тариливатқан болуп, уйғур елиму чошқа зукаминиң шиддәтлик һуҗумиға учримақта.
2009-09-17
5 - Июл үрүмчи вәқәсидин кейин дуняниң һәрқайси җайлиридики бир қисим кишиләр радиомизға хәт йезип вә телефон берип, үрүмчи вәқәси җәрянида үрүмчидә өз көзи билән көргән, тонуш билиш вә уруғ - туқғанлиридин аңлиғанлирини биз арқилиқ көпчилик билән ортақлашмақта.
2009-09-17
9 - Айниң 16 - күни шиветсийә уйғур маарип уюшмиси йешиллар партийисиниң һәмкарлиқи билән шиветсийә парламентиниң мусулман әллиригә аҗритилған нубиска залида иптарлиқ бәрди.
2009-09-17
Бизгә 5 - июл вәқәси һәққидә мәлумат бәргән ханим, хитай һөкүмитиниң вәқәдин кейин тутқун қилинғанлардин бәзилирини башқа уйғурларға ибрәт қилиш үчүн аталмиш "нәқ мәйдан" ға әкилип, өз җинайитини иқрар қилдуруватқанлиқини сөзләп бәрди.
2009-09-17
Яқуп бәг рәһбәрликидики қәшқәрийә дөлити дәвридә яқупбәг османли империйиси биләнму қоюқ мунасивәт орнатқан болуп, султан абдуләзиз бир қисим түрк офитсерлирини нурғун қорал-ярақ билән қәшқәрийигә ярдәмгә әвәткән.
2009-09-16
Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит б б с, әркин асия радиоси қатарлиқ хәлқара ахбарат органлириниң зияритини қобул қилип, хитай һөкүмитиниң уйғурларни хәлқараға террорчи қилип көрситишкә урунуватқанлиқини әйиблиди.
2009-09-16
Қазақистанда нурсултан назарбайевниң өмүрлүк президент болуш мәсилиси һәққидә пикир - тәклипләр мәйданға чиқмақта. Бу назарбайевниң бу дөләтниң тәрәққиятиға қошқан төһписиниң зорлуқи билән мунасивәтлик икән.
2009-09-16
Түркийә гүнлүгү йәни түркийиниң күнлүк хатириси намлиқ жорнал 5 - июл үрүмчи вәқәсигә беғишлап мәхсус сан нәшир қилған иди. Журналниң мәхсус санида измир әгә университети оқутқучиси проф. Др. Алимҗан инайәт, әнқәрә хаҗәттәпә университети оқутқучиси др. Әркин әкрәмниң мақалилиридин башқа, муғла аднан мәндәрәс университети оқутқучиси др. Сәлчуқ чолақоғлу язған "түркийә - хитай мунасивитидә уйғурлар көврүкму яки тосалғуму?" мавзулуқ мақалисиғиму орун берилгән.
2009-09-16
Үрүмчидә 5 - июл қирғинчилиқи вә 3 - сентәбир йиңнә санҗиш вәқәси йүз бәргәндин кейин, хитай даирилири барлиқ қораллиқ күчлирини үрүмчигә мәркәзләштүрүп, үрүмчиниң вәзийитигә интайин көңүл бөлүватқандәк көрүнсиму әмма, йәнә бир җәһәттин ғулҗиниң сияси вәзийитидин интайин әндишә қилмақта икән.
2009-09-16
Йеқинда үрүмчи вә ғулҗиға туғқан йоқлап барған бир нәпәр қазақ зиялиси 5 - июл үрүмчи қирғинчилиқ вәқәсигә аит көргән, аңлиғанлирини мухбиримизға инкас қилди.
2009-09-16
Қәдир кечиси рамизанниң ахирқи он күнлиридин бир кечидур. Бу кечидә мусулманларниң дәстури қуран кәрим дуняға назил болған пәзиләтлик кечидур. Қәдир кечиси миң айдин артуқ әвзәлликкә игә бир кечә. Мусулманлар бу кечидә миң ай ибадәт қилғанниң савабиға еришиш үчүн ухлимай ибадәт қилиш билән таң атқузиду.
2009-09-16
Бүгүн бир уйғур қизи қазақистандин радиомизға телефон қилип, өзиниң 5 - июл үрүмчи намайишиға қатнашқанлиқини, үрүмчидин йеңила чиққанлиқини, вәқәдә көргән билгәнлирини радиомиз арқилиқ дуняға йәткүзүшни халайдиғанлиқини билдүрди.