Архип
2009-09-15
" 5 - Июл үрүмчи вәқәси" дин буян уйғур елидә давамлишиватқан җиддий һаләт һәққидә бәс - муназириләр күчийиватқан болуп, уйғур елиниң һазирқи вәзийитигә нисбәтән чәтәлләрдики хитай демократлириму өз қарашлирини оттуриға қоймақта.
2009-09-15
Хитай коммунист партийиси һазир бейҗиңда төтинчи омумйиғин ечип 'демократийә' дегән аталғуни көтүрүп қопти. Бу һәқтә бейҗиң баһари журнилиниң баш муһәррири ху пиңдин бу йиғин һәққидә үч соал соридуқ.
2009-09-15
Америка президенти барак обама президент болуштин аввал, америкиниң саламәтлик суғурта ишлирида ислаһат елип баридиғанлиқини вәдә қилған иди. Обама президент болуп ақ сарайға кәлгәндин кейин, өз вәдиси тоғрилиқ һәрикәт қилишқа башлиди.
2009-09-15
Түркийә гүнлүгү йәни түркийиниң күнлүк хатириси намлиқ жорнал 5 - июл үрүмчи вәқәсигә беғишлап мәхсус сан нәшир қилған иди. Жорналниң бу мәхсус санида измир әгә университети оқутқучиси проф. Др. Алимҗан инайәт, әнқәрә хаҗәттәпә университети оқутқучиси др. Әркин әкрәмниң мақалилиридин башқа, муғла аднан мәндәрәс университети оқутқучиси др. Сәлчуқ чолақоғлу язған "түркийә - хитай мунасивитидә уйғурлар көврүкму яки тосалғуму?" мавзулуқ мақалисиғиму орун берилгән.
2009-09-15
Ғәрб әллиридин уйғурлар вәтинигә берип, 5 - июл қанлиқ қирғинчилиқиға гуваһчи болған вә қайтип кәлгинигә бир һәптә болған бир ханим, үрүмчидики қанлиқ паҗиә һәққидә көргән һәм аңлиғанлирини баян қилип бәрди.
2009-09-15
Қирғизистан уйғур иттипақи җәмийити тәшкилатиниң мәркизи кеңәш әзалири йиғин ечип қирғизистан уйғур иттипақи җәмийити қурулғанлиқиниң 20 йиллиқини дағдуғилиқ хатириләш паалийәтлирини орунлаштурди.
2009-09-14
Америкиниң хитайда ишләнгән аптомобил балунлириға чегра беҗи елиш қарари хитайниң қаттиқ қаршилиқиға учрап, һазир америка билән хитай оттурисида мунасивәттә җиддийлик пәйда болди. Америкида чиқидиған 'заманимиздики хитай' дегән журналниң баш муһәррири, җәмийәт вә иқтисади мәсилиләр тәтқиқатчиси чен шавнуң, бу җиддийлик қайси дәриҗигә йетиши мумкин дегән мәсилә тоғрисида обзор елан қилди.
2009-09-14
"5 - Июл үрүмчи вәқәси" дин буян уйғур ели вәзийити вә хитай һөкүмитиниң уйғур аптоном райониға тәйинлигән әмәлдари ваң лечүәнниң бу йиллардики парихорлуқ қилмишлири һәққидики мулаһизиләр чәтәлләрдики хитайчә мәтбуатлардики асаслиқ темилардин бири болуп қалмақта.
2009-09-14
Бүгүн, 14 - сентәбир, қазақистанниң алмата шәһиридә хәлқаралиқ һәрбий маневир өткүзүлүшкә башлиди. Қазақистанниң шималий атлантик әһди тәшкилати һәрбий күчлири, америка вә әнглийә қатарлиқ дөләтләр билән бирлишип елип барған бу һәрбий маневириға 1300 әскәр қатнашти.
2009-09-14
Бир қанчә күн илгири д у қ яврупа бирликидин җаваб хәт тапшуруп алған болуп, 5 - июл қанлиқ қирғинчилиқиға мунасивәтлик бу хәттә, яврупа бирлики вә униңға әза дөләтләрниң шәрқий түркистан мәсилисигә изчил җиддий диққәт қиливатқанлиқи әскәртилгән.
2009-09-14
Седний шәһириниң мәркизидики дексин кочисини голбуорн кочиси кесип утуп шәрқ вә ғәрбкә айриған, шәрқ тәрипидә әҗдәрһаниң һәйкили оюлған, пануслар есилған вә хитайчә хәтләр йезилған қовуқ бар болуп, қовуқниң ички тәрипи хитай кочиси яки хитай базиридур.
2009-09-14
Үрүмчидә 3 - сентәбир йиңнә санҗиш вәқәси йүз бәргәндин кейин, алий мәктәп оқуғучилириниму өз ичигә алған 10 миңдин артуқ хитай аһалиси кочиларға чиқип, уйғур аптоном райониниң секретари ваң лечүәнни вәзиписидин истипа беришкә қистиди.
2009-09-14
Йеқинда үрүмчи вә ғулҗиға туғқан йоқлап барған бир нәпәр қазақ зиялиси 5 - июл үрүмчи қирғинчилиқ вәқәсигә аит көргән, аңлиғанлирини мухбиримизға инкас қилди.
2009-09-11
-11 Сентәбир күни, чехийә пайтәхти прагада ,чех җумһурийитиниң сабиқ президенти ваклав хавел тәрипидин қурулған "мунбәр 2000 фонди җәмийити" тәрипидин уюштурулған, асиядики тенчлиқ, демократийә вә кишилик һоқуқ намлиқ хәлқаралиқ йиғин ечилишқа башлиди. Йиғинға алаһидә тәклип билән қатнашқан уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә қадир ханим йиғинда дуня әһлиниң уйғурларға ярдәм қилишини мураҗиәт қилған.
2009-09-11
Японийилик режиссор нобуһиса сано әпәнди тәрипидин ишләнгән "уйғур елидин кәлгән өсмүр" намлиқ һөҗҗәтлик филим бу йил 10 - айниң 3 - күни японийидә қоюлуш алдида турмақта. Бу филим йәнә 2009 - йили 10 - айниң 17 - күнидин 25 - күнигичә токйода өткүзүлидиған хәлқара филим фестивалидиму қоюлушқа талланған.