Архип
2010-12-31
Йеқинқи 20 йил ичидә вәтән ичидики бир түркүм уйғур шаир вә язғучилири түрлүк сиясий вә иҗтимаий сәвәбләр түпәйлидин чәтәлләргә һиҗрәт қилди. Улар нөвәттә өзлири яшаватқан дөләтләрдики әркин вә демократик муһиттин пайдилинип, бир қолида ай юлтузлуқ көк байрақ, йәнә бир қолида тинчимас қәлими билән муһаҗирәттә давам қиливатқан уйғур миллий һәрикитиниң актиплири вә байрақдарлириға айланди.
2010-12-31
2010-Йили ахирлишип 2011-йили кирәй дәп қалған бүгүнки күндә, пүтүн уйғурлар җүмлидин түркийидики уйғурлар 2010-йилини хуласиләп, 2011-йилидин күткән үмидлирини йеқинлириға аңлатмақта.
2010-12-31
Тәңритағ тори 31 - декабир күни елан қилған "шинҗаңдики 2010 - йиллиқ 10 чоң хәвәр" намлиқ язмида уйғур вәтининиң сиясий килиматида 2010 - йили йүз бәргән бир қисим вәқәләр тилға елинған.
2010-12-31
1958-Йили, совет иттипақи билән хитайниң ядро һәмкарлиқи әң юқири пәллигә йәтти. Совет алимлири хитайниң атом саһәсидә актип хизмәт қилған болсиму, бирақ икки дөләт мунасивәтлири аста-аста бузулушқа қарап йүзләнди.
2010-12-31
Шәрқий түркистан җумһурийитиниң сабиқ офитсери 87 яшлиқ турсун дараҗи мусайоф 30 - декабир күни бешкәк шәһиридә давалаш үнүм бәрмәй, бу дуня билән видалашти. Дәпнә мурасимиға қатнашқан йүзлигән кишиләр униң вәтән үчүн күрәшкән җәңгивар һаятини әсләп, уйғур җамаити үчүн қилған яхши иш-излирини хатирилиди һәмдә униң әхлақи пәзилитигә юқири баһа бәрди.
2010-12-30
Бу бир йил җәрянида уйғурларниң сиясий, иҗтимаий һаятиға мунасивәтлик қандақ зор муһим вәқәләрниң йүз бәргәнликини нөвәттә гүлчеһрә тәйярлиған программа арқилиқ әсләп өтәйли.
2010-12-30
Ақсу вилайитиниң онсу наһийә қизил деһқанчилиқ мәйданидин бурун бейҗиңға 11 қетим әрз қилип кәлгән 84 яшлиқ әрздар абдуреһим молләк ака, 4 айниң алдида бейҗиңдин тутуп кетилгән вә юртиға барғанда, йеңи мәйдан башлиқи униң йәр мәсилисини һәл қилип беридиғанлиқи һәққидә вәдә бәргән вә униңдин әрз қилиштин тохташни тәләп қилған иди.
2010-12-30
Хитайниң тунҗи атом бомбиси пилани вә совет иттипақиниң хитайниң ядро қораллири техникисиға көрсәткән тәсири һәм әмәлий ярдәмлири шуниңдәк буниң совет-хитай мунасивәтлириниң рәқиблик дәвригә киришидә ойниған роли рус, хитай вә ғәрб тарихчилири үчүн қизиқарлиқ тема.
2010-12-30
-Айниң 29-күни японийә т б с телевизийә қанилида кәч саәт 8 йеримда тарқитилған икки йерим саәтлик "таккуру" программисида "хитай демократийилишишкә йүзлинәмду?" намлиқ нәқ мәйдан муназирә программиси тарқитилған.
2010-12-30
Истанбулда паалийәт қиливатқан шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити истанбулда яшаватқан уйғур яшлардин университети сәвийидә оқуған яшлар үчүн һәр 15 күндә бир қетим истратегийә дәрси орунлаштуруп кәлмәктә. Бу истратегийә дәрс программида лексийә сөзләп бериш үчүн тәклип қилинған, сиясий вә истратегийә җәһәттә тәҗрибигә игә бир қисим түрк доктор профессорлар лексийә сөзләп бәрмәктә.
2010-12-30
Хитайниң ташқи ишлар министири яң җиечи 27-декабирдин 29-декабирғичә қазақистанда рәсмий зиярәттә болди. Йәрлик ахбарат васитилириниң хәвәрлиригә қариғанда, у қазақистан ташқи ишлар министири қанат саудабайефниң тәклипигә бинаән кәлгән.
2010-12-30
Шәрқий түркистан җумһурийитиниң сабиқ офетсири 87 яшлиқ турсун дараҗи мусайоф 30 - декабир күни бешкәк шәһиридә давалаш үнүм бәрмәй, бу дуня билән видалашти.
2010-12-29
Нөвәттә 2010-йилини узитип 2011-йилиға кириш босуғисида турған мушу пәйттә, инсанлар өзиниң бу бир йил мабәйнидә бесип өткән мусаписидики тәҗрибә савақлиридин йәкүнләр чиқириду. Ундақта чәтәлләрдә дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханим башчилиқида паалийәтлирини давам қиливатқан уйғур паалийәтчилири, өткән бу бир йил ичидики хизмәт вә паалийәтлирини қандақ йәкүнләйду?
2010-12-29
Германийә парламенти ташқи ишлар комитетиниң рәиси поләнс 28 - декабир күни баянат елан қилип, германийә һөкүмитини явропа бирликини дәрһал һәрикәткә кәлтүрүп хитайға бесим ишлитиш чақириқини оттуриға қойди.
2010-12-29
Йеқинда әнқәрә университетиниң оқутқучиси доктор ели мәртан дүндар әпәнди нәшргә тәйярлиған "панисламизмдин бүйүк асиялиққа османийә императорлуқи, японийә вә оттура асия" дегән китаб өтүкән нәшрияти тәрипидин истанбулда нәшр қилинди.
2010-12-29
Канада көчмәнләр министирлиқиниң министири җасон кенней мәзкур министирлиқниң тор бетидики баянатида, канада һөкүмитиниң алдимиздики 5 йил ичидә һиндистанда панаһлиниватқан тибәтликләрдин 1000 нәпирини канадаға орунлаштуридиғанлиқини билдүрди.
2010-12-29
Уйғур дияридин түркийигә келип йәрлишиватқан уйғурларниң сани барғансери көпәймәктә. Өткән һәптә уйғур дияридин қайтип кәлгән бир уйғур 5-июл үрүмчи вәқәсидин кейин уйғурлар билән хитайлар оттурисидики зиддийәт техиму күчәйгән болсиму, лекин хитайниң уйғурларға елип бериватқан бәзи сиясәтлириниң өзгәргәнликини илгири сүрмәктә.
2010-12-29
Канада баш министири стәвен харпер баянат елан қилип, берминиң аял демократик йолбашчиси аң саң сүкини канадаға келип, канаданиң шәрәп пуқралиқ салаһийәт гуваһнамисини тапшуруп елишқа тәклип қилди.
2010-12-28
Хитай мәркизий һөкүмити уйғур елидә елип берилидиған муқимлиқ хизмитиниң нишани бәлгиләп, уйғур ели "муқимлиқиға асасий хәвпниң миллий бөлгүнчиликтин келидиғанлиқи" ни тәкитлигән. Йиғинда хитай һөкүмити 10 йилдин буян уйғур елигә қарита ишлитилип келиватқан " террорлуққа қарши күрәш қилиш" аталғуси алаһидә тилға елинмиған.
2010-12-28
Йеңи йил кириш һарписида уйғур елидә "еғир зораванлиқ җинайи һәрикәтлириниң алдини елиш вә униңға қақшатқуч зәрбә бериш 100 күнлүк мәхсус һәрикити" башланған. Мәлум болушичә һәрикәт уйғур аптоном райониниң муқимлиқини сақлаш хизмитини яхши ишләп, кәң көләмлик аммиви һәрикәтләрниң алдини елиш мәқсити билән елип берилған болуп, инкасларда буниң асасий нишаниниң йәнила уйғурларни бастуруш икәнлики мәлум болмақта.
2010-12-28
2009-Йили йүз бәргән 5-июл үрүмчи вәқәсидин кейин уйғур мәсилиси йеңи бир басқучқа қәдәм қойди. Болупму 2010-йили түркийә билән хитай оттурисидики мунасивәттә шәрқий түркистан мәсилиси давамлиқ һалда күн тәртипкә келишкә башлиди. Йәнә бир тәрәптин түркийә билән хитай оттурисидики мунасивәттиму зор өзгиришләр болди.
2010-12-28
Йеқинда мутәхәссисләр хитайни дуняға иқтисадий вә сода җәһәттә кеңийип сиясий күчини ашуруватқанлиқини тилға алса, бәзи көзәткүчиләр хитайни дунядики биринчи күчкә айлиниш йолида илгириләп кетиватқанлиқини билдүрди, вә йәнә бәзи анализчилар хитайниң иқтисадий тәрәққиятиниң ешиши, хитайниң енергийә, тәбиий газ вә нефиткә болған еһтияҗини ашуруп, хитайни пут тирәп туралмайдиған туюқ йолға башлайдиғанлиқини вә бу сәвәбтин хитайниң вәйран болуш еһтимали барлиқини илгири сүрмәктә.
2010-12-28
Йеқинда, хитайниң тәклипигә бинаән, чәтәллик уйғур муһаҗирлиридин тәшкиллигән шинҗаңни зиярәт қилиш өмики тәркибидә уйғур дияриға саяһәткә барған канада қурулған "шинҗаң тоңшиаңхуй" ниң муавин рәиси пәридә исмаил, канададики хитайчә мәтбуатларниң зияритини қобул қилип, өзиниң шинҗаңдики миллий сиясәт, мәдини-маарип, иқтисадий вә иҗтимаий тәрәққиятлардин мәмнун болғанлиқини билдүргән.
2010-12-28
Қазақистан уйғуршунаслиқиниң тәрәққиятиға мунасип үлүш қошқан пешқәдәм алимларниң бири филологийә пәнлириниң доктори, профессор туғлуқҗан талипоф бүгүнки күнләрдә өзиниң 85 яшлиқ тәвәллудини нишанлап өтмәктә.
2010-12-28
Атақлиқ фиқһишунас, тилшунас вә тәпсиршунас алим сәдидуддин қәшқири 11-әсирдә уйғур елиниң қәшқәр шәһиридә дуняға кәлгән болуп, у ана юртида диний тәлимини тамамлиғандин кейин, мәккә билән мәдинә мунәввәрә икки һәрәм шәһәрлиригә һиҗрәт қилип берип, һаятиниң ахириға қәдәр җәмий 14 йил бу икки шәһәрдә истиқамәт қилип өткән, бу җәрянда нурғун қиммәтлик диний әсәрләрни йезип қалдурған икән.
2010-12-27
Җяңсу қанунчилиқ гезитиниң хәвәр қилишичә, җяңсуниң җүнән сот мәһкимиси 2011 - йил ичидә, сиясий ирадиси қәтий болған бир түркүм сотчиларни, уйғур райониға ярдәмгә әвәтмәкчи. 5 -Июл вәқәсидин кейин, хитай өлкилиридин уйғур райониға йөткәлгәнликигә аит хитай мәтбуатлирида бир қисим хәвәрләр берилгән. Әмма уйғур райониға келидиған сотчиларға сиясий ираидиси қәтий болуш шәртини қоюши уйғур көзәткүчиләрниң диққитини тартмақта.
2010-12-27
Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати 2001- йили хитай, русийә вә сабиқ совет иттипақиға әза оттура асия җумһурийәтлиридин қурулған район характерлик тәшкилат иди. Келәр йили мәзкур тәшкилат қурулғанлиқиниң 10 йиллиқи хатирилиниду. Мәзкур тәшкилатниң 10 йиллиқи йетип келиш һарписида бу органниң келәчәк истиқбали қандақ болидиғанлиқи талаш-тартиш қилинмақта. Бәзи анализчилар бу орган хәлқара өлчәмләрни өзигә қиблинамә қилмиса, кишилик һоқуққа һөрмәт қилмиса, униң келәчәк истиқбали қараңғу болидиғанлиқини илгири сүрмәктә.
2010-12-27
Өткән һәптә америкида чиқидиған "валл стрет журнал" да әнглийә қоғдиғучи гезити "гуардиан" да елан қилинған "моңғулийидә күчийиватқан хитайға қарши өчмәнлик" намлиқ мақалә тонуштурулди. Мақалидә нөвәттә моңғуллар арисида барғанчә күчийиватқан хитайға қарши өчмәнлик туйғуси вә униң сәвәби һәққидә мулаһизиләр берилгән.
2010-12-27
12-Айниң 21-22-күнлири түркийиниң пайтәхти әнқәрәдә түркий дөләтләр ахбарат мунбири темисида илмий муһакимә йиғини чақирилған болуп, бу йиғинға оттура асия түркий җумһурийәтлири вә түркийидики радио, телевизийә вә гезитләрниң мәсуллири вә тонулған журналистлар қатнашқан иди. Булардин бири узун йиллардин бери әзәрбәйҗанниң пайтәхти бакуда нәшр қилиниватқан "түркистан" гезитиниң саһиби вә баш тәһрири ақил җамал әпәндидур.
2010-12-27
1995-Йили әйса йүсүп алиптекинниң вапатидин кейин шәрқий түркистан һәрикитиниң чечилаңғу болуштәк бошлуқи, 2005-йили хитайниң түрмисидин азад болуп, 2006-йили дуня уйғур қурултийиниң рәиси болған рабийә қадир ханимниң хәлқара сәһнидә тонулуп мәйданға чиқиши уйғур һәрикәтлириниң йәнә бир йәргә топлинишиға шәрт - шараит һазирлап бәрди.