Архип
2010-10-30
Һәр йили бир қетим откүзүлидиған мәркизий явро - асия тәтқиқат җәмийитиниң хәлқаралиқ йиллиқ муһакимә йиғини америкиниң мичиган дөләт университетида давамлашмақта.
2010-10-30
Уйғурларниң чәтәлләргә чиқиш үчүн паспорт ишлитиш рәсмийәтлириниң барғансери тәслишиватқанлиқини инкас қилған уйғурлар, хитайдики 56 милләтниң ичидә пәқәтла уйғурларниң бу хил бесимға дуч келиватқанлиқини билдүрди.
2010-10-29
Америкида чиқидиған n+1 намлиқ журналда уйғурларниң вәзийитигә даир "қудрәтлик бомба" дәп мавзу қоюлған бир парчә мақалә елан қилинди. Мухбир мақалисини үрүмчидә намайишқа бивастә қатнашқан уйғур балилар билән елип барған мәхпий сөһбитигә асасән йезип чиққан. Униңда уйғурларниң һазирқи вәзийити, уларниң 5 - июл вәқәсидин кейинки ой - пикирлиригә даир муһим мәлуматлар берилгән.
2010-10-29
Уйғур елида 5 - июл намайишиға қатнашқанларни тутуш вә җазалашниң тохтимаслиқи сәвәблик уйғур яшлириниң юртидин қечиш, мөкүш вә һиҗрәт қилиш әһваллири давамлашмақта. 5 - Июл намайишиға қетилған яшлардин бири, бирқанчә ай хитай өлкилиридә мөкүп йүргәндин кейин, бу йил 4 - айда хоңкоң арқилиқ, әнглийигә қечип кәлгән.
2010-10-29
Радиомиз зияритини қобул қилған деһқанларниң билдүрүшичә, или тәвәсидә өткән һәптә башланған ямғур икки күндин буян қар арилаш ямғурға айланған. Деһқанларниң дейишичә, бу әһвал, қонақ қатарлиқ зираәтлирини техи йиғивалалмиған, бултурқи ямғур һәм қар апитидә өрүлүп кәткән өйлирини ясап болалмиған или деһқанлириға техиму зор зиянларни елип келиши мумкин икән.
2010-10-29
29 - Өктәбир күни мәркизи явроасия тәтқиқат җәмийитиниң йилда бир қетим өткүзүлидиған илмий муһакимә йиғининиң 11 - қетимлиқ йиғини мичиган штатиниң мичиган дөләт университетида рәсмий башланди.
2010-10-29
Түркийә ташқи ишлар министири әхмәт давудоғлу үрүмчидики зияритини тамамлап шиәнгә қарап учқан. У қәшқәрдә мухбирларға бәргән баянатида, "түркийә - хитай мунасивитиниң тәрәққий қилиши уйғур аптоном районидики қериндашлиримиз үчүнму көп пайдилиқ" дегән.
2010-10-28
Хитай баш министири вен җябав түркийини зиярәт қилип узун өтмәй, түркийә ташқи ишлар министири әхмәт давудоғлу билән түркийә ички ишлар министири бешир аталайниң охшаш вақитта хитайда зиярәт елип бериши уйғур вә түрк җамаәтчиликиниң диққитини қозғимақта.
2010-10-28
Өткән һәптә маралбеши наһийисиниң сериқбуя базиридики 50 дин артуқ деһқан, қәшқәр вилайәтлик вали мәһкимисигә берип колликтип наразилиқ билдүргән. Улар наразилиқини вали мәһкимисиниң қорусиға топлишип җим олтурувелиш шәклидә елип барған болуп, бу наразилиқ даириләрниң вә шәһәр хәлқиниң күчлүк диққитини тартқан иди.
2010-10-28
Хитай даирилири мәркизи шәһәр үрүмчидә көчмә нопусларға, болупму уйғур елиниң җәнубий вә шималидин үрүмчигә кәлгән уйғур аһалилиригә қарита тәкшүрүш хизмитини алаһидә күчәйтмәктә.
2010-10-28
Радиомиз игилигән учурлардин мәлум болушичә, тибәт оқуғучилириниң намайишидин буян, уйғур елидики университет вә оттура мәктәпләрдә, оқутқучи - оқуғучилар мәктәпкә йиғивелинип йиғинға орунлаштурулған, шундақла мәктәпләргә қаритилған назарәт күчәйтилгән.
2010-10-28
Хитай даирилири 11 - айниң 1 - күнидин башлап мәмликәт бойичә омумйүзлүк нопус тәкшүрүш паалийити елип бариду. Лекин биз игилигән мәлуматлардин мәлум болушичә, хитайниң нопус тәкшүрүш паалийити уйғур аптоном районида муддәттин бурун башланған.
2010-10-28
Хитай даирилири ай шариға адәм чиқириш пиланини оттуриға қоюп, бу җәһәттә җиддий тәйярлиқ қилмақта. Һалбуки мутәхәссисләр хитайниң йеқин кәлгүсидә айға адәм чиқиралмайдиғанлиқини, әмма буниң башқа қошна әлләрдә аләм техникиси мусабиқисини кәлтүрүп чиқириши мумкинликини илгири сүрди.
2010-10-28
Худди б б с баян қилғандәк, дуня һазир хитайниң сирәк топа екиспортини козур қиливалған мәсилини һәл қилишқа кириштила әмәс, бәлки хитайдин башқа җайларда сирәк топа мәнбәлирини ечишқа бәл бағлиди.
2010-10-28
Нөвәттә, уйғур елиниң җамаәт хәвпсизлик вә яки қанунға даир тор бәтлиридә бериливатқан хәвәрләрдин, хитай һөкүмитиниң үрүмчи вә башқа җайлардики барлиқ сақчи вә әдлийә системисини һәрикәткә кәлтүрүп, кәң көләмлик мәркәзләштүрүп түзәшкә атланғанлиқи мәлум болмақта.