Архип
2010-10-13
Ақсу шәһири, моллакозичи базири 11 - әтрәт 12 номурлуқ адриста олтурушлуқ һисавудун ниязниң оғли турғунҗан 2009 - йили 7 - айниң 28 - күни үрүмчидә башқилар тәрипидин қәстләп өлтүрүлгән. Дохтурханида ички әзалири суғуривелинған.
2010-10-13
Йеқиндин бери хитай һөкүмити уйғур елиниң ичидин бир қисим кишиләрни таллап мәхсус зиярәт өмәклирини тәшкилләп, чәтәлләргә зиярәт қилдуруш, сәнәт гуруппилирини тәшкилләп чәтәлләрдә оюн қоюп, тәшвиқат қилиш паалийәтлирини арқиму-арқидин елип бармақта.
2010-10-13
Дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханим алдинқи күни шветсийә зияритини ахирлаштуруп вашингтонға қайтип кәлгәндин кейин, узун өтмәй америка дөләт ишлар министирлиқидики әмәлдарлар билән көрүшкән.
2010-10-12
Әнглийә ташқи ишлар министири виллям һейг (William Hague) бүгүн, сабиқ диярим тор бетиниң саһиби дилмурат пәрһатни қобул қилип, униңдин иниси дилшат пәрһат қатарлиқ уйғур тор башқурғучилириниң нөвәттики әһвали һәққидә йүз туранә мәлумат игилигән вә өзлириниң хитай тәрәптин еришкән мәлуматлиридин дилмурат пәрһатни хәвәрләндүргән.
2010-10-12
Хитай һөкүмити йеқиндин буян, "җуңхуа миллити еңи тәрбийисини күчәйтип шинҗаңниң һалқима тәрәққияти вә узақ әминликини илгири сүрәйли" дәп тәшвиқ қилмақта вә бу шоариға мас һалда пүткүл уйғур ели җәмийитидә "биз бир аилә кишилири" дегәндәк сүний паалийәтләр билән хитай билән башқа милләтләрниң айрилалмаслиқ тәрбийисини қайтидин күчләндүрүп тәшвиқ қилмақта.
2010-10-12
Хитайда җуңхуа хәлқ җумһурийити асасий қануниниң 35 - маддисини иҗра қилиш һәққидә 500 адәм имза қоюп мәмликәтлик хәлқ қурултийиға йоллиған очуқ хәтниң толуқ текисти бүгүн интернет арқилиқ хәлқараға кәң тарқалди.
2010-10-12
Йеқинда уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт даирилири, "назир дәриҗилик кадирларни ашкара таллап өстүрүш" уқтурушини елан қилғандин кейин, бу хәвәр һәққидә хитай һөкүмәт мәтбуатлири һәм чәтәлләрдики әркин муназирә мәйданлирида охшимиған инкаслар барлиққа кәлди.
2010-10-12
2009 - Йили 5 - июл үрүмчи вәқәси мәйданға кәлгәндә түркийә баш министири рәҗәп таййип әрдоған хитайни қаттиқ бир тил билән йәни "ирқий қирғинчилиқ" қилиш билән әйиблиди. Әйни вақитта түрк ледирниң бу инкаси дунядики уйғурлар арисида вә шундақла түрк җамаити арисида қаттиқ алқишқа еришти.
2010-10-12
11 - Өктәбир күни алмата шәһири достлуқ мәһәллисиниң "нурли" кафисида д у қ ниң қазақистандики муавин рәиси қәһриман ғоҗамбәрдиниң тәшкил қилишида дуня уйғур қурултийи паалийитини тонуштуруш йиғини болуп өтти.
2010-10-11
2010 - Йили 10 - айниң 9 - күни, истанбулда яшайдиған уйғурлар, түркийигә үч күнлүк рәсмий зиярәткә кәлгән хитай баш министири вен җябавға қарши истанбул шәһиридә намайиш қилди.
2010-10-11
Хитай җәмийитидә йүз бәргән һәрқандақ чоң вәқә, муһаҗирәттики уйғурларниң болупму уйғур көзәткүчиләрниң диққәт мәркизидә болуп кәлмәктә. Хитай өктичи зат лю шавбониң нобил тинчлиқ мукапатиға еришиши, хитай җәмийити үчүн зор вәқәләрдин биридур.
2010-10-11
Тйәнәнмен оқуғучилар һәрикитиниң қатнашқучиси, хитайдики кишилик һоқуқ паалийәтчилири тәрипидин елан қилинған 2008- кишилик һоқуқ хитабнамисиниң асаслиқ язғучилиридин бири болған люшавбониң нобил тинчлиқ мукапатиға еришиши хәлқарада зор ғулғула пәйда қилди.
2010-10-11
Хитай һөкүмити 2000 - йилидин буян, уйғурларни асас қилған хитай болмиған милләт пәрзәнтлирини хитай тилида тәрбийиләш үчүн, хитай өлкилиридә мәхсус "шинҗаң толуқ оттура синиплири " тәсис қилип, һазирға қәдәр 36 миң оқоғучини тәрбийиләш вәзиписини ишқа ашурған.
2010-10-11
Хитай баш министири вен җябавниң 10 - айниң 8 - күнидин 10 - күнигичә түркийидә елип барған рәсмий зиярити шәрқий түркистан мәсилисини йәнә бир қетим түркийиниң күнтәртипигә елип кәлди.
2010-10-11
10 - Өктәбир күни қирғизистанда елип берилған парламент сайлимида сайламға қатнашқан 29 партийидин 5 партийә сайлам қанунида бәлгиләнгән өлчәм бойичә сайлиғучиларниң 5% дин көпрәк авазиға еришип, йеңидин қурулидиған парламенитни түзәйдиған партийиләрдин болуп қелишти.