Архип
2010-11-30
Оқуғучиларниң дәссилип ярилиниш вәқәсидин кейин, хитай даирилири вәқәгә даир учурларни барлиқ амал билән контрол қилип вә вәқәни кичиклитип көрситип, мәзкур вәқәниң ғулғула қозғишиниң алдини алмақта
2010-11-30
Илһам тохти әпәнди қатарлиқлар тәрипидин тәйярланған "ана тил қайғуси вә қош тиллиқ маарипқа тәләп" намлиқ тәләпнаминиң кейинки қисмида уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт даирилириниң һазир районда йүргүзүватқан маарип сиясити, тил-йезиқ сиясити вә миллий сияситигә қарита 6 түрлүк чақириқ һәм 12 маддилиқ конкрет тәләп оттуриға қоюлған
2010-11-30
Уйғур аптонум районлуқ шинҗаң телевизийә истансисиниң риясәтчиси, қурбан һейт мунасивити билән һазирлиған " қурбан һейт сәнәт кечилики" дә партийә сияситини тәрипләйду.
2010-11-30
Йеқинда хитай компартийиси мәркизи комитет сиясәт тәтқиқат мәркизиниң бир һәйәт өмики түркийидә зиярәт елип беришкә башлиған болуп, түркийә парламенти муавин башлиқи садиқ яқут билән өткүзүлгән сөһбәттә уйғур мәсилиси оттуриға қоюлған. Хитай тәрәп уйғурларниң хитай-түркийә мунасвәтлиридики "көврүклук роли " ни қобул қилидиғанлиқини билдүргән.
2010-11-30
Түркийидики кишилик һоқуқ тәшкилатлиридин "мәзлумлар җәмийити" йеқинда доклат елан қилип, хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан сияситини тәнқид қилған. Уйғур елиниң асиядики кишилик һоқуқ әң еғир дәриҗидә дәпсәндичиликкә учураватқан район икәнликини илгири сүргән иди. "Мәзлумлар җәмийити" ниң доклатида йәнә түркийә һөкүмити вә хәлқара җамаәтчиликни уйғурлар дуч келиватқан кишилик һоқуқ мәсилилириг әкөңүл бөлүшкә чақирған.
2010-11-30
Мутәхәссисләр вә кишилик һоқуқ паалийәтчилири, хитай һөкүмитиниң канадаға сиңип киришни җиддийләштүрүп, канаданиң дөләт бихәтәрлики вә демократик түзүмигә тәһдит селиватқанлиқини оттуриға қойди.
2010-11-29
Шветсийини база қилған "викиликс" намлиқ тор бетиниң 250 миң бәтлик америка дөләт ишлар министирлиқи мәхпий һөҗҗитини елан қилиши дуняда зор ғулғула қозғиди. Мәзкур мәхпий һөҗҗәтләрниң ичидә уйғур вәзийити вә гүәнтанамодики уйғурлар вә шундақла хитайниң қирғизистандики америка һәрбий базисини тақитиветиш үчүн елип барған һәрикитигә даир мәзмунлар бар.
2010-11-29
Словакийә пайтәхти братислава шәһридә уйғурлар мәсилисини мәркәз қилған һалда инсан һәқлири темисида сөһбәт өткүзүлгән
2010-11-29
Алим коммунар талипофниң хатирисигә беғишланған "улуғ йипәк йолидики шәрқ билән ғәрбниң узара бағлиниши" мавзусида хәлқ ара илмий муһакимә йиғини өткүзди.
2010-11-29
Түркийиниң шәрқий шималиға җайлашқан трабзон вилайитиниң ақчаабат наһийиси билән түркийиниң ғәрбигә җайлашқан бурса шәһиридә 11-айниң 27-күни "шәрқий түркистанда хитай зулуми" көргәзмиси ечилди.
2010-11-29
Уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим, шивитсарийидики зияритини ахирлаштуруп, испанийиниң барселона шәһиридә зиярәттә болмақта.
2010-11-29
Өткән айниң 12-күни қәшқәр вилайити йеңишәһәр наһийисиниң арал йезисида 6 нәпәр хитай көчмәнниң өлтүрүлүш вәқәси йүз берип, қәшқәрдики хитай көчмәнлири вә даириләр арисида чоң сарасим пәйда қилған иди
2010-11-29
Мәркизи милләтләр университетиниң дотсенти, мустәқил тәтқиқатчи илһам тохти әпәнди "ана тил қайғуси вә қош тиллиқ маарипқа тәләп" намлиқ тәклип лайиһисини елан қилди
2010-11-26
`Тйәнәнмин вәқәсидин 2008, хитайниң демократийилишиши үчүн күрәш вә үмид` намлиқ китаб хитай язғучиси лю янзи тәрипидин рәтлинип, хитай тилида йезилди вә япон тилиға тәрҗимә чилинип нәширдин чиқти
2010-11-26
Икки һәптиниң алдида, хотәнниң қаратағиз деһқанчилиқ мәйданидики деһқанлар чилан вә пахта қатарлиқ мәһсулатлирини әркин базарда сетиш һоқуқини тәләп қилип, бейҗиңға дава қилип барған.