Архип
2010-12-27
Қазақистандики тонулған уйғур шаирә хуршидә елахунова мухбиримизниң зияритини қобул қилип, атақлиқ шаир тейипҗан елийоп туғулғанлиқиниң 80 йиллиқи мунасивити билән үрүмчидә өткүзүлгән хатириләш паалийити вә тейипҗан елийопниң иҗадий паалийәтлири, әхлақий пәзилити һәққидә өз көз қарашлирини баян қилди.
2010-12-27
Шималий явропа ислам бирликиниң орунлаштуруши вә шветсийә мәмликәтлик ислам җәмийитиниң саһибханилиқида йилда бир қетим өткүзүлидиған ислам мәсилилири илмий муһакимә йиғини 24-декабирдин 26- декабирғичә стокһолимда елип берилди.
2010-12-24
Хитай мәркизи хәлқ радио истансиси уйғур бөлүминиң мухбири, сәлкин тор бетиниң башқурғучилиридин бири, журналист муһәммәтҗан абдулланиң муддәтсиз кесилгәнлик хәвири хәлқара мәтбуатлар вә хәлқара тәшкилатларниң күчлүк диққитини тартти.
2010-12-24
Йеқинда тәңритағ торида "шинҗаңда инсанпәрвәрлик роһини йетилдүрүп, инсанпәрвәр бир шинҗаң бәрпа қилайли" мавзулуқ бир парчә обзор елан қилинған болуп, обзорда уйғур районида инсанпәрвәр бир җәмийәт бәрпа қилишниң уйғур районида һалқима тәрәққиятни бәрпа қилишниң муһим шәртлириниң бири икәнлики йезилған.
2010-12-24
Уйғурларға әһмийәт билән қараш вә ярдәм бериш мәсилисидә голландийидики һәрсаһә тармақлириниң қизиқиши барғансери күчәймәктә. Болупму голландийә ташқи ишлар министирлиқи, голландийә парламенти вә хәлқара вакаләтсиз милләтләр тәшкилати қатарлиқ органларниң уйғурларға тутқан позитсийиси алаһидә көзгә көрүнмәктә.
2010-12-24
12-Айниң 23-күни кәчтә түрксой идарисиниң залида "көч вә түркий хәлқләр" темисида йиғин чақирилди. Йиғинға түрксой муавин башлиқи фират фулташ, түркийә баш министирлиқ тармиқида йеңи қурулған чәтәлдә яшаватқан түркләр вә қериндаш түркий милләтләр идариси башлиқи кемал юртнач әпәнди, түркийә баш министирлиқ мәслиһәтчиси сейит йүсүп әпәнди, явропа түрк демократлар бирлики рәиси вейси гүнгөр әпәнди, түркийә истратегийә тәтқиқат мәркизи башлиқи синан оган әпәндиләр қатнашти вә сөз қилди. Булардин башқа түркийидики көчмәнләр билән мунасивәтлик аммиви тәшкилат мәсуллири, мутәхәссисләр қатнашти вә сөз қилди. Шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлириға вакалитән хәйруллаһ әфәндигил әпәнди қатнашти.
2010-12-24
Язғучи дог саундерсниң "йәршари почтиси" гезитидики мақалисидә, дуняви кишилик һоқуқ қаришини өзлириниңму қиммәт қариши дәп елан қилған вә уни асасий қануниға киргүзгән хитай даирилириниң "лю шавбо вәқәси" билән, әслидики бу чүмпәрдисини бирдинла чөрүп ташлап, кишилик һоқуқ вә демократийә қиммәт қаришини ғәрбниң хитайни парчилаштики сиясий қорали дәп җакарлиғанлиқи вә бүгүнки күндә инсанийәтниң ортақ қиммәт қариши дәп етирап қилинған кишилик һоқуқ чүшәнчисиниң хитай туприқида орни йоқлуқини оттуриға қоюп, өзлириниң диктаторилиқ маһийитини ашкара қилғанлиқи баян қилиниду.
2010-12-24
Қазақистан йеңилиқлири ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, 21-декабир күни бейнеу-бозой-чимкәнт газ туруба линийиси бойичә қурулуш ишлири башланған. Мәзкур туруба линийисиниң узунлуқи 1,5 миң километирғичә болуп, уни қазақистанниң маңғистав, ақтөпә, қизилорда вә җәнубий қазақистан вилайәтлиридин өткүзүш пиланланмақта.
2010-12-23
Йеқинқи йиллардин буян хитай һөкүмити чәтәлләрдики уйғур муһаҗирлириға болған тәшвиқат салмиқини техиму ашуруп, һәрқайси дөләтләрдә "шинҗаң туңшяңхүй" қуруш вә уйғур муһаҗирлиридин тәшкилләнгән мәхсус һәқсиз саяһәт өмәклирини тәшкилләш арқилиқ хитайни тәшвиқ қилиш һәрикитини қанат яйдурмақта. Йеқинда канаданиң торонто шәһиридә қурулған "шинҗаң туңшяңхүй" и буниң җанлиқ мисалидур.
2010-12-23
17-Декабир күни алматаниң җумһурийәт мәйданида 1986-йил декабир вәқәси қурбанлирини әсләш мурасими өткүзүлди. Мурасим қатнашқучилири мустәқиллиқ һәм йилтоқсан қурбанлири һәйкәллиригә гүлчәмбирәкләр қойди һәм намайиш өткүзди.
2010-12-23
Өткән һәптә җәнвәдә б д т ниң 2010 -йиллиқ аз санлиқ милләтләр мунбири намлиқ йиғин ечилған болуп, бу йиғинға дуня уйғур қурултийиниң баш катипи долқун әйса билән дуня уйғур қурултийиниң б д т да турушлуқ вәкили кәтй полияс ханим қатнашқан иди. Биз өткән һәптидики программимизда бу йиғинниң омумий җәряни вә мәзмуни һәққидә мәлумат бәргән идуқ; бүгүн биз бу йиғинда кәтй полияс ханим бәргән доклатниң конкрет мәзмуни һәққидә мәлумат беримиз.
2010-12-23
Дуняда һәр қандақ бир ишниң мәлум дәриҗидә өлчими вә принсипи болғандәк, яхши әхлақ билән яман әхлақни айривелишниңму мәлум өлчәмлири бар. Көплигән кишиләр бу өлчәмни кишиләрниң ташқи көрүнүшидин издәйду, уларниң гәп-сөзлиридики силиқлиқ вә ибадәтлиридики даимилиқни гүзәл әхлақниң өлчими қиливалиду. Йәнә бәзи кишиләр бәзи инсанлардики тиз аччиқлиниш вә удул гәп қилиш дегәндәк һаләтләрни яман әхлақниң өлчими қиливалиду вә һәр иккисидә көп һалларда хаталишиду.
2010-12-23
Илһам тохти әпәнди лексийисидә йәнә хитай мәркизи һөкүмитиниң характери, қурулмиси, миллий сиясити шундақла хитайдики өлкә, аптоном районларниң мәркизи һөкүмәткә беқиништики конкрет сәвәбләр, йәрлик орунларниң һоқуқи капаләткә игә болуши керәклики қатарлиқ мәсилиләр һәққидиму тохталған.
2010-12-23
Хитайниң тунҗи атом бомбиси пилани вә совет иттипақиниң хитайниң ядро қораллири техникисиға көрсәткән тәсири һәм әмәлий ярдәмлири шуниңдәк буниң совет-хитай мунасивәтлириниң рәқиблик дәвригә киришидә ойниған роли соғуқ мунасивәтләр уруши дәвригә аит сирларниң биридур.
2010-12-23
Һисаши, чизуко вә коузә қатарлиқ кишиләр бирликтә түзгән, японийә тәтқиқат нәшрияти тәрипидин йеқинда инглизчә вә япончә нәшр қилинған с д лиқ китаб `21-әсирниң 10 йилидики мәшһур 30 хәвәр` намлиқ китабниң ичидики мәшһур 30 хәвәрниң сәккизинчиси 2008-йили 3-айда тибәттә йүз бәргән тибәтләрниң намайиши билән 2009-йили 7-айниң 5-күни үрүмчидә йүз бәргән 5-июл үрүмчи вәқәси. Бу хәвәр 10 йил ичидә дуняда йүз бәргән 30 чоң хәвәрниң 8-си болуп баһаланған.