Архип
2010-12-23
2010-Йили 12-айниң 23- күни иқтисадий һәмкарлиқ тәшкилатиниң 11-нөвәтлик йиғини түркийә җумһурийитиниң саһибханилиқида истанбулдики чираған сарийида өткүзүлди. Бу йиғинға, иқтисадий һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләрниң рәис яки министирлири қатнашти. Йиғинға түркийә җумһурийити рәиси абдуллаһ гүл, иран дөләт рәиси әхмәди ниҗат, әзәрбәйҗан дөләт рәиси илһам әлиюф, ирақ дөләт рәиси җалал талибани, афғанистан дөләт рәиси һамид карзаи, қирғизистан дөләт рәиси роза утунбайива пакистан, қазақистан, түркмәнистан, таҗикистан вә өзбекистанниң министир дәриҗилик әмәлдарлири қатнашти.
2010-12-22
Илһам тохти әпәнди лексийисиниң 2-қисмида хитай һөкүмити тәрипидин “уйғур аптоном райони” дәп аталған бу земинда уйғурлар билән хитайларға қаритилған сиясәттики пәрқ һәм бу икки милләт оттурисидики зиддийәтниң күчийишигә сәвәб болуватқан амиллар һәққидә тохталған.
2010-12-22
Шаир тейипчан елийоп 20-әсирниң иккинчи йеримида өткән даңлиқ уйғур шаирлириниң бири. Тейипчан елийоп өзиниң өлмәс әсәрлири билән уйғурлар арисида чоңқур һөрмәткә сазавәр болған бир шаир. Әмма шаирниң туғулғанлиқиға 80 йил болған мәзгилдә хитай даирилири шинҗаң хәлқ сарийида чоң мурасим өткүзүп, шаирни хатирилигән вә униң иҗадийәтлиригә йүксәк баһа бәргән.
2010-12-22
Түркийә баш министирлиқ тәптиш идариси кадири әсәр сақа түркистанли ханимниң "оттура асия шамаллири" мавзулуқ рәсим көргәзмиси түркийиниң пайтәхти әнқәрә шәһириниң мәркизигә җайлашқан қизилайдики миллий пиянго рәсим көргәзмиханисида рәсмий башланди.
2010-12-22
Уйғурлар тарихта бир қанчә қетим мустәқил дөләт вә императорлуқ қурған мәдәнийәтлик бир милләт. Түрк тарихчилар уйғур диярини улуғ түркистанниң бир парчиси дәп қарайду. Шуниң үчүн шәрқий түркистан дәп атайду. Хитай тарихчилар вә хитай даирилири уйғур диярини хитайниң бир парчиси дәп дава қилмақта.
2010-12-22
21- Декабир күни алматадики язғучилар иттипақи залида сабиқ шәрқий түркистан җумһурийитиниң офитсери, иқтидарлиқ язғучи мәсүмҗан зулпиқароф туғулғанлиқиниң 85 йиллиқи мунасивити билән тәнтәнилик тәбрикләш паалийити өткүзүлди. Паалийәткә қатнашқан уйғур, қазақ язғучилири мәсүмҗан зулпиқарниң иҗадий әмгикигә юқири баһа бәрди.
2010-12-22
Атеизм - "йоқ" луқ пикри үстигә қурулған вә яратқучиниң барлиқини инкар қилишни асаси тема қилған, пүтүн динларни, шундақла ахирәт алимини инкар қилидиған пәлсәпиви еқимдур. Атеизмчилар дунядики һәммә нәрсиниң өзлүкидин пәйда болғанлиқини вә яратқучиниң йоқлуқини дәва қилғучилардур.
2010-12-21
Викиликс ашкарилиған америкиниң дипломатик алақилири ичидә уйғурларға аит материялларниңму барлиқи хәвәр қилинған иди. Уйғур кишилик һоқуқ программисиниң директори һенрий шаҗәфиски түнүгүн елан қилған бу һәқтики бир парчә мақалидә оттуриға қоюлушичә, ашкариланған бәзи материялларда хитай һөкүмитиниң уйғур ели вәзийитидин әнсирәйдиғанлиқи көрситилгән.
2010-12-21
Әнглийидә қурулған давн йәни шәпәқ фонди җәмийити 2007 - йилидин бери уйғур райониниң үрүмчи шәһиридә намрат, йетим - йесир балиларни оқутуш, игә - чақисиз қери- чөриләрниң һалидин хәвәр елиш қатарлиқ хәйр - сахавәт паалийәтлири билән шуғуллинип келиватқан бир фонди җәмийәт.
2010-12-21
Бүгүнки күнләрдә шималий корийә билән җәнубий корийә арисидики җиддийлик вә шималий корийиниң ядро қорали пилани мәсилиси хәлқара җәмийәтниң диққитини тартиватқан муһим мәсилиләрниң бири болмақта. Шималий корийиниң өзиниң ядро техникиси билән җәнубий корийигә һәтта тинч окян райониниң вәзийитигә тәһдит пәйда қиливатқанлиқи сир әмәс.
2010-12-21
"Түркий дөләтләр ахбарат мунбири" намлиқ йиғин 12-айниң 21-күни әнқәрәдә рәсмий башланди. Икки күн давамлишидиған бу йиғинға түркийә, шималий сипрус, әзәрбәйҗан, түркмәнистан, өзбекистан, қирғизистандики һәрқайси радио-телевизийә вә гезитханиларниң мәсуллири һәм тонулған журналистлар қатнашмақта.
2010-12-21
Чуқан вәлиханоф қазақ миллитидин келип чиққан 19 - әсирдики мәшһур чаррусийә һәрбий офитсери вә сәйяһи. У 19 - әсирдә уйғур илини саяһәт қилип, уйғурларниң мәдәнийити, уйғур җәмийитиниң 19 - әсирдики иҗтимаий әһвали вә уйғур тарихи һәққидә қиммәтлик хатириләрни қалдуруп кәткән.
2010-12-21
Бу йил 10 - айда қизғиристанда парламент сайлими өткүзүлүп бирләшмә һөкүмәт тәшкилләш вәзиписи республика партийисигә берилгән иди. Алаһазәл икки айлиқ талаш - тартишлардин кейин, қирғизистандики мунасивәтлик сияси-партийә гуруһлар бирләшмә һөкүмәт қуруш мәсилисидә пикир бирлики һасил қилип, бирләшмә һөкүмәтниң рәһбәрлик гурупписи елан қилинди. Келишимгә асасән алмасбәк отанбайеф һөкүмәтниң баш министирлиқ вәзиписини атқуридиған болди.
2010-12-20
Хитай мәркизи телевизийә истансиси өткән йили, 5 -июл вәқәси һәққидә ишлигән мәхсус программисида, мәркизи хәлқ радио истансиниң мухбири муһәммәтҗан абдулланиң 5-июлға четилип тутқун қилинғанлиқини ашкарилиған иди. Йеқинда муһәммәтҗан абдулланиң бир түркүм достлири радиомизға мәктуп йоллап, униң бу йил 4 -айда муддәтсиз қамаққа һөкүм қилинғанлиқи һәққидә учур йәткүзди. Хәттә баян қилинған мәлуматлар вә мухбиримизниң муһәммәтҗан абдулланиң бурунқи хизмәт орнидин игилигән бир қисим мәлуматлар, униң муддәтсиз кесилгәнлик хәвириниң тоғрилиқ еһтималини күчләндүрмәктә.
2010-12-20
Хитай баш министири вен җябав пакистанни зиярәт қилип, пакистан һөкүмити билән хитай - пакистан истратегийилик шерикчилик мунасивитини алға сүрүшкә мунасивәтлик бир қатар келишимләрни имзалиди. Хитай пакистанға 35 милярд доллар мәбләғ селишқа вәдә бериш билән биргә, пакистан билән "3 хил күчләр" гә қарши һәмкарлиқни күчәйтидиғанлиқини тәкитлигән, лекин бунчилик көп мәбләғ селишқа вәдә бериши көзәткүчиләрниң диққитини қозғиди. Вен җябавниң зиярити мәзгилидә болса пакистандики бәзи уйғур паалийәтчиләр нәзәрбәнд астиға елинған.