Архип
2010-03-31
Уйғур яшлириниң ишсизлиқ мәсилиси уйғур җәмийитидики чоң мәсилиләрниң бири дәп қарилип кәлмәктә. Мустәқил тәтқиқатчилар уйғурлардики ишсизлиқ мәсилисини, уйғурларда сиясий һоқуқниң болмаслиқи дәп қариса, хитай һөкүмитигә беқинди тәтқиқатчилар мәсилиниң, сиясий тәрипини инкар қилмақта.
2010-03-31
Америкиниң калифорнийә штати сантаана шәһиридики боверз музейида көргәзмигә қоюлған тарим момялири вә момя қәврилиридин тепилған асарә - әтиқиләр америкилиқларда зор қизиқиш қозғимақта. Лос - анҗелис вақти гезити чаршәнбә күни момялар тоғрисида сөһбәт хатириси елан қилип, пенсилванийә университетиниң профессори виктор мейирниң қарашлириға йәр бәргән.
2010-03-31
Америкида инглиз тилида чиқидиған "бүгүнки заман" намидики түрк гезитидә, "түрк - хитай мунасивитигә уйғур мәсилиси көләңгү чүшүрмәслики керәк" дегән темида мақалә елан қилинған.
2010-03-31
Тәңритағ тор бетидә "абдувәлигә ярдәм қолимизни сунайли" намлиқ мураҗиәтнамә елан қилинғандин кейин, ақ қан кесилигә гириптар болған 8 яшлиқ абдувәли вә униң аилисиниң паҗиәлик қисмити, хәвәрни аңлиған уйғурларниң хәйрихаһлиқини қозғиған.
2010-03-31
Д у қ рәиси рабийә қадир ханим голландийиниң амстердам шәһиридики әркинлик университетида доклат бәргән. Рабийә қадир ханим 3 - айниң 30 - күни ахшам бәргән бу доклатида хитайларниң уйғурларға елип бериватқан бесим сиясити, болупму 5 - июл үрүмчи вәқәсидин кейинки вәзийәт һәққидә тохталған.
2010-03-31
Түркийә бүйүк бирлик партийисиниң истанбул шөбисиниң уюштуруши билән үскүдәр районлуқ бағлар баши күлтүр мәркизиниң йиғин залида 1 - нөвәтлик хәлқаралиқ муһсин язиҗиоғлуни хатириләш мурасими өткүзүлди.
2010-03-31
28 - Март күни канада федерал парламенти қанун мақуллап канаданиң сиясий панаһлиқ тилигүчиләргә қоюлидиған шәртләрни юмшатқанлиғини вә бирләшкән дөләтләр тәшкилати мусапирлар мәһкимиси тәрипидин сиясий панаһлиқ тәлипи қобул қилинған һәмдә чәт яқа, намрат районларда яшаватқан сиясий панаһлиққа еһтияҗи бар кишиләрниң канаданиң қобул қилиш обйекти болидиғанлиқини билдүргән.
2010-03-30
Өткән һәптә гүәнтанамодин қоюп берилип шветсарийигә йәрләштүрүлгән ака-укиларниң нөвәттә шветсарийә һөкүмитиниң ярдими астида шветсарийидә хатирҗәм яшаватқанлиқини илгири сүрүлмәктә.
2010-03-30
Бүгүн хәлқара кәчүрүм тәшкилати баянат елан қилип, хитайдин "2009 - йиллиқ өлүм җазасиниң иҗра қилиниш әһвали"ни дуняға ашкарилашни тәләп қилди. Бу мунасивәт билән дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит әпәнди қатарлиқлар радиомиз уйғур бөлүминиң зияритини қобул қилип, хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң бу қарарини қарши алидиғанлиқини билдүрүш билән биллә, хәлқара җәмийәтләрни хитайға уйғурлар үстидин йүргүзүватқан өлүм җазасини бикар қилиш һәққидә бесим ишлитишкә чақирди.
2010-03-30
Америка президенти обаманиң хитайниң йеңи баш әлчисини қобул қилғанда қилған сөзини хитай қарши алди. Учур вастилири буни америка -хитай мунасивитидики йеңи бишарәт, әмди америка -хитай оттурисида бир йеңи һәм интайин қейин сөһбәтләр башлиниду, дәп қаримақта.
2010-03-30
Бирләшкән дөләтләр тәшкилати әйдизгә қарши күрәш қилиш оргининиң UNAIDS ниң башлиқи мичәл сайдиби дуня миқясида йүз бериватқан иқтисадий кризис вә килимат иссип кетишиниң әйдизгә қарши күрәш қилишни техиму қейинлаштурувәткәнлики вә бу кесәлликни дуняви бир қабаһәтлик чүшкә айландуруватқанлиқини билдүрди.
2010-03-30
Түркийиниң ғәрбий җәнубий райониға җайлашқан денизли вилайитиниң денизли шәһридә шәрқий түркистан темисида доклат бериш йиғини чақирилди. 3 - Айниң 25 - күни чүштин кейин денизли памуққалә университетиниң залида башлиған йиғинға оқутқучи оқуғучилар вә денизли шәһридә паалийәт елип бериватқан аммиви тәшкилат мәсуллиридин болуп 300 әтрапида киши қатнашти.
2010-03-30
Хәлқара қәләмкәшләр тәшкилатиниң "тинчлиқ үчүн язарлар" намлиқ йиғини 3 - айниң 24 - күнидин 28 - күнигичә силовинийидә чақирилған болуп, бу қетимқи йиғинға уйғурларға вәкалитән уйғур қәләмкәшләр җәмийитиниң вәкиллириму қатнашқан.
2010-03-30
Хитай дөлитиниң муавин рәиси ши җинпиң рәһбәрликидики бир өмәк - 28 чесиладин башлап 4 күнлүк шветсийә зияритини башлиған иди. Бу мунасивәт билән шиветсийидә яшаватқан уйғурлар бүгүн йәни - 30 чесла шветсийә парламентниң алдиға йиғилип хитайға қарши наразилиқини ипадиләш билән биргә шветсийә һөкүмитидин хитай билән болған сода сөһбитидә уйғурларниң инсан һәқлири мәсилисиниму оттуриға қоюшини тәләп қилип намайиш елип барди.
2010-03-29
Хәвәрләрдин мәлум болушичә, 2008 - йилдики "14 - март тибәт вәқәси" һәм бултур яз пәслидики "5 - июл үрүмчи вәқәси" дин кейин, хитай һөкүмити хитайдики 5 аптоном районниң һазирқи аптономийә түзүмигә өзгәртиш киргүзүп, бу районларниң аптономийә түзүмини яхшилайдиғанлиқини билдүргән.