Архип
2010-05-27
Уйғурларниң явропаға көчүп бериши қисқа тарихқа игә болсиму, лекин кейинки 10 йил ичидә белгийигә келип орунлашқан уйғурлар 500 аилидин көпрәк.
2010-05-27
Йеқинда уйғур елидин оттура асияға чиққан бир уйғур саяһәтчи зияритимизни қобул қилип, өзиниң оттура асия тәсиратлири һәққидә тохталди.
2010-05-27
Тәтүр тәшвиқат шәхс вә җәмийәтләрни мәлум тәрәпкә йүзләндүрүш үчүн ялған мәлумат яки хәвәр тарқитиш болуп, әң муһим вә қарши тәшвиқат васитилиридин бири һесаблиниду.
2010-05-27
Дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханимниң һаяти тәсвирләнгән һөҗҗәтлик филим, 26 - май күни америка дөләт мәҗлисидә қоюлди. Мәзкур филимни америка дөләт мәҗлисиниң әзалири, яврупа парламенти кишилик һоқуқ комитети башчилиқидики бир өмәк шуниңдәк рабийә қадир ханим өзи һәмдә уйғурлар бирликтә көрди.
2010-05-26
Хитай мәркизи һөкүмити 17 - майдин 19 - майғичә бейҗиңда ачқан "шинҗаң хизмәт йиғини"дин кейин, компартийә һөкүмранлиқидики хитайдики мутәхәссисләр билән, чәтәлләрдики демократик хитай мутәхәссислири вә уйғур мутәхәссислири, бу йиғин һәм хитайниң уйғур районида йүргүзүватқан нөвәттики сияситигә қарита, охшимиған қарашлирини оттуриға қойди.
2010-05-26
Дуня уйғур қурултийиниң баш катипи долқун әйса әпәнди вакаләтсиз милләтләр тәшкилатиниң италийидә чақирилған қурултийиға уйғурларға вакалитән қатнашти. 4 Күн давамлишидиған мәзкур йиғинда уйғурларниң сиясий вәзийити тоғрисида мәхсус доклат аңлитилиду.
2010-05-26
Хитайдики байлар билән намратлар оттурисидики пәрқниң барғансери чоңийип бериши, хитай дөлитиниң мәвҗутлуқи үчүн әң еғир тәһдит болуватқанлиқи муназириләрдә қиззиқ темиға айланған бүгүнки күндә, хитайдики чоң байларниң намратлардин қорқуп чәтәлгә қечиватқанлиқи хитай мәтбуатлирида хәвәр қилинмақта.
2010-05-26
Голландийидә яшаватқан яшлар 21 - май күни амистердам шәһиридә бир йәргә җәм болуп, өз - ара тонушуш, иттипақлишиш, һәмкарлишиш вә өгиниш шоари астида пикирләшти.
2010-05-26
Алматадики уйғур мәктәп оқуғучилири уйғур язғучилар билән учришиш паалийити өткүзди.
2010-05-26
Дуня уйғур қурултийи муавин рәиси сийит түмтүрк вә өмәр қанат әпәндиләр японийә уйғур җәмийитиниң тәклипигә бинаән 5 - айниң19 - күнидин 24 - күнигичә японийигә берип `уйғурларниң келәчики вә японларниң мәсулийити` темисидики йиғинға қатнишиш билән биргә, муһим учришишларни елип барған.
2010-05-26
Бултур үрүмчи 5 - июл вәқәсидин кейин , 6 -, 7 - , 8 - вә 13 -июл күнлири намайиш вә тоқунуш шәклидә бир қатар зәнҗирсиман вәқәләр болуп өтти; буларниң ичидә, 7 - июл күни ат бәйгә мәйданида йүз бәргән аяллар намайиши хәлқара мәтбуатларда кәңри орун елип, уйғур вәзийитиниң әйни чағдики җиддийитини толуқ намайән қилған иди.
2010-05-25
Хитай хәвәр мәнбәлиридин мәлум болушичә, уйғур аптоном районида тор алақиси әслигә кәлтүрүлгәндин буян, сақчи тармақлири интернетқа болған назарәтни йәниму күчәйткән вә хилаплиқ қилғучиларға чарә көргән. Нөвәттә радиомиз игилигән учурлардинму уйғур елидә интернетқа болған назарәтниң күчәйгәнлики илгири сүрүлмәктә.
2010-05-25
Йеқиндин бери хәлқара мәтбуатларда америка билән хитай һәмкарлиқи һәққидә йеңи уқумлар илгири сүрүлүватқан иди. Униңда америка билән хитайниң г - 2 дөлитини һасил қилидиғанлиқи вә дуня мәсилилирини бирликтә һәл қилидиғанлиқидәк бир идийә илгири сүрүлүп кәлгән.
2010-05-25
Далай лама изчил һалда 'җуңхуа хәлқ җумһурийити дегән қурулма ичидә тибәттә һәқиқий аптономийә йүргүзүш' ни қоллисиму, әмма 'тибәт әзәлдин хитайниң бир қисми' дегәнни етирап қилмай келиватиду. Бу, хитай - тибәт сөһбитиниң бурулушиға сәвәбчи болуватқан асасий мәсилә. Бу мәсилә һәққидә америкида туруватқан мустәқил тәтқиқатчи сав чаңчиң радиомиз арқилиқ мулаһизә елан қилди.
2010-05-25
Шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити әнқәрә шөбисиниң залида 15 күндә бир қетим "шәрқий түркистан" темисида доклат бериш йиғини өткүзүлмәктә. Бу йиғинда уйғурлар һәққидә тәтқиқат елип бериватқан мутәхәссисләр доклат бәрмәктә.