Архип
2010-05-21
Һәр қандақ милләтниң мәвҗутлуқини сақлап қелишта шу милләтниң, тили, дини, өрп - адити, күлтүр - мәдәнийити муһим рол ойнайду. Чәтәлләрдә яшаватқан уйғурлар өзлири яшаватқан дөләтләрдә өзлириниң миллий салаһийитини сақлап қелиш үчүн уйғур синиплири тәсис қилип, әвладларға уйғурчә дәрс өтүп кәлмәктә.
2010-05-21
Дуня уйғур қурултийи муавин рәиси сейит түмтүрк әпәнди, өмәр қанат әпәнди вә японийә уйғур җәмийити башлиқи илһам мәхмут әпәндиләр 5 - айниң21 - күни японийиниң токйо шәһиридә японийә либерал демократийә партийиси әзаси сабиқ баш министир шинзо аби вә парламент әзалири билән көрүшкән.
2010-05-20
Хитай мәркизи һөкүмити тәрипидин бейҗиңда ечилған "шинҗаң хизмәт йиғини" ниң ечилғанлиқи мәлум. Хәвәрләргә қариғанда, мәзкур йиғинда уйғур елиниң иқтисадини илгири сүрүш пикри оттуриға қоюлған.
2010-05-20
Хитайниң бейҗиңда ачқан 'мәркизи комитет шинҗаң йиғини' дегән йиғин түгиди. Ху җинтав бу йиғинда қилған сөзидә 'шинҗаңни тәрәққи қилдуруш' дегәнни қайтидин көтүрүп чиқти. Әмма уйғур' дегән сөзни тилға елипму қоймиди. Әркин асия радиосиниң обзорчиси чен покуң әпәнди бу һәқтә обзор елан қилди.
2010-05-20
Хәлқара кризис гурупписи илмий тәтқиқат вә тәкшүрүш нәтиҗилири арқилиқ дуняда зор қанлиқ тоқунушларниң йүз беришиниң алдини елиш үчүн хизмәт қилидиған хәлқаралиқ тәрәпсиз тәшкилаттур. Мәзкур тәшкилатниң нөвәттә 17 дөләттә ишханиси бар болуп, бу тәшкилатниң мутәхәссислири йиллардин бери б д т бихәтәрлик кеңиши вә һәр қайси дөләт башлиқлириға дуняда йүз бәргүси чоң вәқәләр һәққидә алдин мәлумат вә тәклип-пикирләрни бәрмәктә.
2010-05-20
Америка президенти барак обама, дуняда ахбарат әркинликини қоллашқа аит қанун маддисиға имза қойди. Бу қанунда, америка ташқи ишлар министирлиқиниң, кишилик һоқуқ йиллиқ доклатида елан қилинған ахбарат әркинлики чәклиниватқан дөләтләргә қаритилған тәкшүрүшни күчәйтиши тәләп қилинған.
2010-05-20
5 - Айниң 14 - күнидин 20 - күнигичә давамлашқан дуня яшлири вә мәдәнийәтлири учришиш паалийити түркийиниң әнқәрә шәһиридики ататүрк мәдәнийәт мәркизидә дағдуғилиқ ахирлашти.
2010-05-20
Анилар улуғ, анилар муқәддәс, дуняда инсан үчүн уни туғуп чоң қилип, йетиштүргән җапакәш анидин улуғ вә әң қәдирлик бири болмиса керәк. Мәркизи истанбулға җайлашқан шәрқий түркистан вәхпи аяллар бөлүминиң уюштуруши билән вәхпиниң мәркизидә анилар күнини тәбрикләш мурасими өткүзүлди.
2010-05-20
Канадада чиқидиған канада - түрк гезитиниң, йеқинда түркийиниң оттавада турушлуқ баш әлчиханисиниң сода - тиҗарәт ишлириға мәсул әмәлдари фердүн бешер билән өткүзгән сөһбитидин мәлум болушичә, канада тәрәп түркийигә сода ишлар нуқтисидин йиллардикигә қариғанда техиму йеқинлишиватқан болуп, фердон бешер мухбирға йеқинда канада билән түркийә оттурисида бир әркин тиҗарәт келишимнамисиниң имзалинидиғанлиқини билдүргән.
2010-05-20
80 - Йиллардин кейин ана вәтәндин чәтәлләргә ишик ечилиши билән тунҗи болуп чәтәлгә чиққанлардин бири болған тәвәккул һаҗим өзиниң пәвқуладдә иҗтимаий таланти вә чиқишқақлиқи билән аз вақит ичидә сәуди әрәбистандики уйғурлар арисида һәммигә тонулған болуп, уларниң қәлбидә һәр заман ядлинип турмақта.
2010-05-19
Түркийидики ислам тарих, сәнәт вә мәдәнийәт тәтқиқат мәркизиниң уйғур тәтқиқатчиси оғузхан туғрул әпәнди, оттура асия бойичә уйғур қәғәзчилики тәтқиқати елип бериватқан үч кишиниң бири һесаблиниду. Оғузхан әпәнди йәнә, уйғур қәғәзчилик мәдәнийитини америка вә яврупа дөләтлиридә тонуштуруш үчүн алаһидә төһпә қошқан.
2010-05-19
Бүгүн 19 - май күни, қирғизистанниң җәнубидики җалалабад областида бақийеф тәрәпдарлириниң, өзбек пуқралири ачқан "милләтләр достлуқи университети"ға һуҗум қилиши сәвәблик қирғизлар билән өзбекләр оттурисида тоқунуш йүз бәргән.
2010-05-19
Қирғизистанда йеқинда йүз бәргән бир қатар қалаймиқанчилиқларға әгишип җалалабад вә созақ наһийисидә намайишчилар өз - ара тоқунушуп 3 киши өлгән вә көп киши яриланған.
2010-05-19
Йемәк - ичмәк бир милләтниң мәдәнийитини бәлгиләйдиған әң муһим амилларниң биридур. Уйғур тамақлири қәдимий тарихқа игә. Бурун уйғур тамақлири пәқәт хитай вә оттура асия түркий җумһурийәтлиридила яхши тонулған болса, һазир уйғур аммиви тәшкилатлириниң тиришчанлиқи билән пүтүн дуняда тонулушқа башлиди.
2010-05-19
2010 - Йили 5 - айниң 16 - күни мәркизи истанбулға җайлашқан шәрқий түркистан көчмәнләр җәмийитиниң уюштуруши билән осман батурни хатириләш мурасими өткүзүлди.