Архип
2010-05-19
Хитайниң бейҗиңда ечиливатқан "мәркизи комитет шинҗаң хизмәт йиғини" уйғурлардин сирт, ғәрб мәтбуатлириниңму диққитини тартмақта. Франсийә долқунлири радиосиниң 19 - май елан қилған хәвиридә, хитайниң бу қетимқи йеңи шинҗаң истратегийсини бәлгиләш йиғининиң 1949 - йилидин буян ечилған тунҗи қетимлиқ чоң йиғин болғанлиқи тәкитләнгән.
2010-05-19
17 - Май күни алматадики язғучи, шаир вә һәвәскарлар қазақистан язғучилар иттипақи залида атақлиқ әдиб савутҗан мәмәтқулоф туғулғанлиқиниң 70 йиллиқи мунасивити билән хатириләш паалийити өткүзүп, мәрһумниң иҗадий һаятини әслиди.
2010-05-19
Ғулҗа шәһириниң дадамту йезиси 5" - июл вәқәси"дин кейин ғулҗа тәвәсидә елип берилған тутқун қилиш һәрикитидә әң көп адәм тутқун қилинған йезиларниң биридур. Игилишимизчә, дадамту йезисиниң булақмәһәллә кәнтиниң өзидинла түрмидә йетиватқан уйғур яшлириниң сани 7 гә йетидикән. Уларниң тутқун қилинишидики сәвәб мәзкур йезидики сетивалди қаридин диний тәлим алғанлиқидур.
2010-05-18
Хоңкоң, тәйвән учур вастилири бүгүн, хитай бейҗиңда 'мәркизи комитет шинҗаң хизмәт йиғини' дегән бир йиғинни ечиватқанлиқини хәвәр қилди. Әмма, хитайниң учур вастилири бу йиғинни хәвәр қилмиди. Хитай һазир мәхпий тутуватқан бу йиғин һәққидә дуня уйғур қурултийиниң баш катипи долқун әйса мулаһизә елан қилди.
2010-05-18
Японийә уйғур җәмийити 5 - айниң 21 - күнидин етибарән 3 күн японийиниң икки чоң шәһири болған токйо вә осака шәһәрлиридә паалийәт уюштурған.
2010-05-18
Иран өзи қоюлдуруватқан уранларни түркийигә йөткәп сақлашқа мақул кәлди. Һалбуки, бир қисим ғәрб әллири иранниң мәзкур келишимгә толуқ әмәл қилидиғанлиқиға гуман билән қаримақта.
2010-05-18
Нөвәттә хитай вәзийитини көзәткүчиләр, бултур уйғур елидә йүз бәргән "5 - июл үрүмчи вәқәси"дин кейин, уйғур аптоном райониға қошна болған оттура асия дөләтлири вә уйғурларға қаритилған хитай сияситиниң йеңи бир синаққа дуч кәлгәнликини оттуриға қоймақта.
2010-05-18
Түркийиниң оттура райониға җайлашқан неһдә шәһиридә 5 - айниң 17 - күни "түрк дуняси вә шәрқий түркистан" мавзулуқ йиғин өткүзүлди. Бу лексийә бериш йиғинини неһдә университети китаб кулуби уюштурған болуп, йиғинда алаһидә тәклип қилинған д у қ муавин башлиқи шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити башлиқи сейит түмтүрк әпәнди доклат бәргән.
2010-05-18
2010 - Йили 5 - айниң 18 - күни түркийидә паалийәт қиливатқан пүткүл шәрқий түркистан аммивий тәшкилатларниң бирликтә уюштуруши билән истанбулдики шәрқий түркистан көчмәнләр җәмийитиниң йиғин залида муһим йиғин өткүзүлди.
2010-05-18
Сәуди әрәбистанниң мәккә мукәррәмә шәһиридики яқуб бәдәвләт вәхпидә узундин бери диний дәрс бериливатиду. Дәрскә асасән мәккидә олтурақлашқан уйғурлар вә тиҗарәт сәвәби билән мәккидә туруп қалғанлар қатнишиватиду.
2010-05-17
'5 - Июл вәқәси'дин кейин хитай даирилири ғулҗа шәһириниң дадамту йезисида тазилаш елип берип, мәзкур йеза пуқралиридин 40 дәк уйғурни диний вә сияси сәвәбләрдин қолға алған. Йәрлик амминиң шикайәт қилишичә, қолға елинғанларниң '5 - июл вәқәси' билән четишлиқи болмисиму, лекин даириләр уларни һазирға қәдәр тутуп турмақта икән. Даириләр болса қолға елинғанларни бөлгүнчилик билән әйиблигән.
2010-05-17
Бултур 3 - айда, пакистандики өмәр уйғур вәхпи тәрипидин ечилған "өмәр уйғур мәктипи"ниң оқуғучилири тезликтә көпәйгән иди. Әмма бу йил 3 - айда мәктәпниң бир йиллиқи хатирләнгәндин кейинла, мәктәп тақилип қалған.
2010-05-17
Бейҗиңдики мәркизи милләтләр университетиниң дотсенти, мустәқил тәтқиқатчи илһам тохти әпәнди, австралийиниң " сидней сәһәр учурлири" гезити мухбириниң зияритини қобул қилип, уйғурлар һәққидә тохталған.
2010-05-17
Америкиниң лос анҗилис шәһиридики тәйвән тәтқиқат институти һазирқи хитай вәзийити һәққидә илмий муһакимә уюштуруп, мәшһур хитайшунасларниң көз қаришини аңлиди.
2010-05-17
Дуня яшлири вә мәдәнийәтлири учришиш паалийити түркийиниң әнқәрә шәһиридики ататүрк мәдәнийәт мәркизидә рәсмий башланди. 62 Дөләттин 3 миң әтрапида яш қатнашқан бу учришишниң ечилиш мурасимиға йәнә түркийиниң 81 вилайитидин кәлгән 5000 әтрапида яш қатнашти.