Архип
2010-06-30
1903 - Йили ташкәнт шәһиридә нәшир қилинған русийә армийисиниң под полковники корниловниң "қәшқәрийә яки шәрқий түркистан" мавзулуқ тәкшүрүш доклати муһим тарихий мәнбәлик әһмийәткә игә.
2010-06-30
Сиясий мәһбусларни қийин қистаққа елиш, һәтта өлүм җазаси бериш диктатор дөләтләрниң көпинчисидә йүз берип келиватқан һадисә; әмма мәһбусларни қамап вә җазалап болғандин кейин, йәнә уни әл - җамаәт алдиға елип чиқип пушайман қилғанлиқини баян қилдуруш, пәқәтла хитайда, болупму хитайниң тибәт вә уйғур районлирида йүз бериватқанлиқи мәлум болмақта.
2010-06-30
Явропа иттипақи билән хитайниң 6 айда бир қетим өткүзүлидиған диалогида тәрәпләр кишилик һоқуққа мунасивәтлик кәң даирилик мәсилиләр үстидә музакирә елип барди. Испанийә ташқи ишлар министирлиқи уйғур вә тибәт мәсилиси йиғинда музакирә қилинған ачқучлуқ мәсилиләрдин икәнликини билдүрди.
2010-06-30
Түркийидики шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлири 5 - июл үрүмчи вәқәсиниң бир йиллиқини хатириләш паалийитигә җиддий тәйярлиқ қиливатқан күнләрдә хитайниң әнқәрәдә турушлуқ дипломатлири сиясий партийиләрниң мәркәзлирини зиярәт қилип, уларни шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлириға ярдәм қилмаслиққа чақирмақта.
2010-06-30
Қирғизистанда өзбекләр билән қирғизлар арисида йүз бәргән етник тоқунушниң сәвәблири, буниң тарихи арқа көрүнүши кишиләрниң алаһидә қизиқишини қозғап кәлмәктә. Көзәткүчиләр бу һәқтә түрлүк мулаһизиләрни йүргүзмәктә.
2010-06-30
Қирғизистанда йүз бәргән қалаймиқанчилиқлар нәтиҗисидә миңлиған уйғурлар қазақистанға қарап көчүшкә башлиған.
2010-06-30
Радиомиз игилигән учурлардин мәлум болушичә, "26 - июн шавгүән вәқәси" вә "5 - июл үрүмчи вәқәси"ниң бир йиллиқи мәзгилидә, хитай һөкүмити уйғур елидә қаттиқ бихәтәрлик тәдбирлири алған. Охшаш бир мәзгилдә йәнә чәтәлләрдики уйғур паалийәтчилириниң телефон, елхәт алақиси һәм чәтәлләрдики уйғур тор бәтлириму хаккерларниң һуҗумға учриған.
2010-06-29
Вашингтон почтиси гезитидә хитайниң ғәрбни ечиш сиясити һәққидә бир парчә мақалә елан қилинған. Мақалидә көрситишичә, мәзкур сиясәт пәқәт хитай һөкүмәт игидарчилиқидики ширкәтләрнила пайдиға ериштүргән.
2010-06-29
Мәшһур уйғур дарваз адил һошур әпәндиниң өзи яратқан җинис рекортини бузуп ташлап, йеңи җинис рекорти яритишиға үч күн вақит қалди.
2010-06-29
Хитай армийисиниң шәрқий деңизда етиш мәшиқи елип баридиған вақти билән америка билән җәнубий корийиниң сериқ деңиз да бирләшмә һәрбий мәшқ елип баридиған вақти тоғра келип қалди. Бир нәччә күндин буян бу икки һәрбий мәшиқ тоғрисида дипломатийә җәһәттә җиддийлик болуватиду.
2010-06-29
Бүгүн хитайниң чуңчиң шәһиридә тәйвән билән хитай арисида "иқтисадий һәмкарлиқ қурулма келишими" имзаланди. Әмма келишимгә даир талаш - тартишлар техи аяғлашқини йоқ. Тәйвәндики өктичи затлар бу келишимниң тәйвәнниң мустәқиллиқиға еғир зиян елип келидиғанлиқини илгири сүрүп, ма йиңҗу һөкүмитини әйиблимәктә.
2010-06-29
Уйғур ели екологийисиниң начарлишишиға тарим дәря вадисидики бостанлиқларниң бузғунчилиққа учриши әң зор тәсир көрсәткән дәп қаралмақта иди. Хәвәрләрдин мәлум болушичә, тарим дәряси төвән еқиминиң қумлишиш вә шорлишиш дәриҗиси йеқини йиллардин буян техиму еғирлашқан.
2010-06-29
Түркийидә 5 - июл үрүмчи вәқәсиниң бир йиллиқини хатириләш паалийити рәсми башланди. Бу мунасивәт билән 6 - айниң 26 - күни түркийиниң қәйсәри шәһридә "унтулған вәтән шәрқий түркистан вә 5 - июл үрүмчи қирғинчилиқи" темисида йиғин чақирилди.
2010-06-29
Қирғизистан хәлқи алдинқи күни омуми хәлқ авази берип, қирғизистанниң йеңи асасий қанунини мақуллиған иди. Бу қанунға асасән буниңдин кейин қирғизистанда парламент түзүми йолға қоюлуп, һөкүмәтни баш министир идарә қилиду.
2010-06-28
Хитай җ х министирлиқи пәйшәнбә күни баянат елан қилип, камбоджадин қайтурулған уйғурлар һәққидә бир қисим мәлуматларни бәргән. Берилгән мәлуматлар ичидә, камбоджадин қайтурулған уйғурлар ичидики бир ана вә икки балиниң қоюп берилгәнлики вә уларниң турмушиниң яхши орунлаштурулғанлиқи билдүрүлгән. Әмма игиләшлиримиздин қариғанда, әһвалниң хитайниң мәзкур баянатта дегинидәк әмәслики байқалмақта.