Архип
2010-06-28
Хитай һөкүмити чақирған "шинҗаң хизмити" йиғинида қәшқәрни "иқтисадий алаһидә район" қилип қуруп чиқиш қарар қилинған иди. Бүгүн хитай мәтбуатлирида бу қурулуш пиланиниң мәзмуни ашкариланди. Пилан бойичә қәшқәр көлими 100 квадрат километирдин ашидиған, нопуси нәччә милйондин артуқ болған "чоң қәшқәр шәһири" қилип қуруп чиқилидикән.
2010-06-28
Йеңи чеграда нефит вә көмүр гази үчүн мәбләғ селиватқан әң чоң бай, 'хитай тәбиий газ ширкити' дегән ширкәтниң хоҗайини кимликини биләмсиз? хоңкоңда чиқидиған 'ечиветиш' журнилида баян қилинишичә, бу әң чоң бай ваң җенниң оғли ваң җүн.
2010-06-28
Қирғизистанниң ош вә җалалабад областлирида йүз бәргән қанлиқ вәқәгә қарита өзбек сәнәтчилири вә зиялийлири өз қарашлирини оттуриға қоюшмақта.
2010-06-28
Қирғизистан хәлқи шәнбә күни йеңи асасий қанунға аваз берип, президентлиқ түзүмдин парламентлиқ түзүмгә көчкәнликини елан қилди. Қирғизистан әмәлдарлириниң әскәртишичә, йеңи асасий қанун мутләқ көп санлиқ авазниң қоллишиға еришкән. Лекин, йеңи сестиминиң қирғизистанда муқимлиқни сақлиялишиға нисбәтән түрлүк пикирләр вә қарашлар мәвҗүт.
2010-06-28
Алдинқи чаршәнбә күни үч күнлүк рәсмий зиярәт вә һәптә ахирида өткүзүлгән 20 дөләт гуруһи башлиқлар йиғиниға қатнишиш үчүн оттаваға йетип кәлгән хитай дөләт рәиси ху җинтав пәйшәнбә күни канада баш министири степһен һарпер билән рәсмий сөһбәт өткүзди.
2010-06-28
6 - Айниң 27 - күни германийиниң мюнхен шәһиридә яшаватқан уйғурлар яврупа шәрқий түркистан бирлики тәшкилати һәм мюнхен чоңлар мәшрипи бирликтә йиғин уюштуруп 26 - июн шавгүән вәқәси вә 5 - июл үрүмчи вәқәсиниң бир йиллиқи мунасивити билән шеһитләрниң роһиға хәтмә қуран оқуш, шундақла нөвәттә елип берилидиған хитайға қарши намайиш вә башқа қаршилиқ һәрикәтлирини орунлаштуруш паалийити елип барди.
2010-06-25
Дуня уйғур қурултийи "шавгуән вәқәси"ниң бир йиллиқи мунасивити билән доклат елан қилди. Доклатта шавгуән вәқәсиниң йүз бериш сәвәби, хитай һөкүмитиниң вәқәни бир тәрәп қилиш усули һәм бу вәқәниң "5 - июл үрүмчи вәқәси"ниң партлишиға сәвәб болған амиллар оттуриға қоюлған.
2010-06-25
Б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң җәнвәдә ечилған 14 - қетимлиқ йиғинида, явропа бирлики үрүмчи вәқәсидә тутулған уйғурлардин әндишә қиливатқанлиқи билдүрди вә хитайниң уларни сорақ қилишта очуқ -йоруқ болмиғанлиқини әйиблиди.
2010-06-25
Өткән йили декабирда хитай һөкүмити 20 нәпәр уйғур сиясий панаһланғучини камбоджадин қайтуруп әкәткәндин кейин, хәлқара җамаәт бу 20 уйғурниң әһвалини сүрүштә қилип, хитай һөкүмитидин мәлумат сориған иди.
2010-06-25
Америка авиатсийә вә аләм бошлуқи идариси насаниң енжинери, тонулған уйғур алими әркин сидиқ әпәнди йеқинда өзи иҗад қилған тәтқиқат түри бойичә "наса йеңи технологийә хәвири журнили мукапати" ға еришти.
2010-06-25
5 - Июл үрүмчи вәқәсиниң 1 - йиллиқи йеқинлишиватқан күнимиздә 5 - июл үрүмчи вәқәси қайтидин түркийиниң күн тәртипигә келишкә башлиди. 6 - Айниң 23 - күни түркийә парламент әзаси, сабиқ дөләт министири решат доғру әпәнди, 5 - июл үрүмчи вәқәси һәққидә түркийә һөкүмитигә соал хети сунди.
2010-06-25
Торонтода 26 - вә 27 - июн күнлири өткүзүлидиған санаәтләшкән 20 дөләт алий дәриҗиликләр учришишиниң йетип келиши билән канада мәтбуатлирида, хитай һәққидики мақалиләр көпләп йәр елишқа башлиди.
2010-06-25
Қирғизистанда 27 - июн елип берилидиған асасий қанун сайлими һарписида, бишкәктики қирғизистан уйғурлар иттипақи җәмийити йиғин чақирип, уйғурларни сайламға толуқ қатнишишқа сәпәрвәр қилди.
2010-06-24
Хитай һөкүмитиниң уйғурларни тутқун қилиш, бастуруш болупму 5 - июл җинайәтчилири намида тутқун қилиш, җазалаш һәрикити һелиһәм давам қилмақта.
2010-06-24
Хитай әлчиханиси вә пакистан даирилириниң һәр хил сиясий бесими түпәйли, өзлириниң гаңгирап қалғанлиқини билдүргән пакистанда яшаватқан уйғур җамаити, бүгүн уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим билән телефун сөһбити елип барди.