Архип
2010-06-24
Б б с хәлқара бөлүминиң һавалиси билән үрүмчи, қәшқәрләрни зиярәт қилған журналист бен бровет бүгүн саяһәт хатирисини елан қилди.
2010-06-24
Дуня уйғур қурултийи 5 - июл үрүмчи қирғинчилиқиниң 1 - йиллиқини хатириләш үчүн 12 дөләттики 20 шәһәрдә 27 түрлүк паалийәт өткүзүш үчүн тәйярлиқ қилмақта. Болупму түркийидики шәрқий түркистан аммивий тәшкилатлири д у қ ниң йолйоруқи бойичә, түркийидики әң чоң аммивий тәшкилатларни, һәр қайси сиясий партийиләрни, парламент әзалирини айрим - айрим зиярәт қилип улардин ярдәм тәләп қилмақта.
2010-06-24
2010 - Йили 6 - айниң 20 - күни дуня мусапирлар күни мунасивити билән и һа һа инсаний ярдәм вәхпиниң уюштурушида истанбул вә униң әтрапидики шәһәрләрдә яшаватқан мусапирлар үчүн дала сәйлиси паалийити елип берилди.
2010-06-24
Канаданиң җасуслуққа қарши оргини болған канада бихәтәрлик ахбарат идарисиниң билдүрүшичә, канададики бәзи шитат вә шәһәрләрниң юқири қатлам әмәлдарлири чәтәл һөкүмәтлири тәрипидин сетивелинғанлиқтин, улар бу һөкүмәтләрниң садиқ вакаләтчилиригә айланған.
2010-06-24
Хитай дөләт рәиси ху җинтав, дөләт ишлири зиярити вә торонтода өткүзүлидиған санаәтләшкән 20 дөләт алий дәриҗиликләр учришишиға қатнишиш үчүн, 23 - июн чаршәнбә күни канаданиң пайтәхти оттаваға йетип кәлди.
2010-06-24
Хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә бир қисим ғәрб әллири 2009 - йили 12 - айда камбоджадин хитайға қайтуруп берилгән уйғур мусапирлириниң тәқдиридин җиддий әндишә қилип келиватқан иди. Бу әндишиниң бикар әмәслики ахири пәйшәнбә күни оттуриға чиқти.
2010-06-23
Хитайдики әң чоң мәсилиләрдин бири чириклик мәсилисидур; бу 1989 - йилидики тйәнәнмен оқуғучилар намайишидиму муһим бир мәсилә сүпитидә оттуриға қоюлған.
2010-06-23
Уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт даирилири, өткән һәптә "5 - июл вәқәси"ниң бир йиллиқ хатирә күни йетип келиш һарписида, бәлгилимә чиқирип, уйғур елидики авам пуқралар вә һөкүмәт әмәлдарлириниң чәтәл ахбарат органлири мухбирлириниң зияритини қобул қилишиға чәклимә қойған иди.
2010-06-23
Җәнубий қирғизистанда йүз бәргән милли тоқунуштин кейин бир қисим өзбек мусапирлар юртиға қайтип, вәзийәт бир аз пәсәйгәндәк көрүнгән болсиму, лекин миллий зиддийәт йәнила наһайити җиддий болуп, өзбекләрдә һөкүмәт қисимлириға нисбәтән ишәнчсизлик мәсилиси мәвҗут.
2010-06-23
Йеқинда вашингтонда аялларниң саламәтлик мәсилиси, болупму туғуттин мәйданға кәлгән өлүм мәсилиси һәққидә өткүзүлгән хәлқаралиқ бир йиғинда, пүтүн дунядики аялларниң саламәтлик әһвалиға әһмийәт беришниң нөвәттики әң муһим вә алдинқи мәсилә икәнлики билдүрүлди.
2010-06-23
Сабиқ совет иттипақи парчиланғандин кейин түркийә түркий җумһурийәтлири вә түркий милләтләр билән болған мунасивитини тәрәққий қилдуруш үчүн һәр хил паалийәтләрни уюштурмақта. Булардин бири түрксой рәссамлар учришишидур.
2010-06-23
Истанбул шәһиридики тәклимакан уйғур нәшрияти тәрипидин 2010 - йили, 6 - айда "уйғурчә оқушлуқ" дегән китаб нәшир қилинди. Бу китабни тәклимакан уйғур нәшриятиниң мәсули абдуҗелил туран әпәнди түзүп нәширгә тәйярлиған.
2010-06-23
Қирғизистан вақитлиқ һөкүмити 27 - июнда өткүзүлидиған асасий қанун вә президентлиқ сайлиминиң тәйярлиқ хизмәтлирини қанат яйдурмақта.
2010-06-23
Йеқиндин буян радиомизға келиватқан һәр тәрәплимә инкаслардин, 5 - июл вәқәсигә бир йил болған мушу күнләрдә, вәқәгә четишлиқ дәп хитай сақчилири тәрипидин тутқун қилинған бәзи уйғур яшлири ақлинип қоюп берилгән болсиму, уларниң түрмидә еғир қийин - қистақларға учрап охшимиған дәриҗидә зәхмиләндүрүлгәнлики, һәтта бәзилириниң җәсити түрлүк еғир шәртләр билән аилисигә қайтурулуватқанлиқи мәлум.
2010-06-22
Хитайниң нөвәттики туғулған йәр вә иш орнини асас қилған нопус тәвәлик түзүми 1958 - йилдин башлап йолға қоюлған иди. Лекин йеқинқи йиллардин бери хитайда нопус түзүмини ислаһ қилип, базар игилики вә пуқраларниң көчүш әркинликигә уйғун келидиған нопус түзүми йолға қоюшни тәләп қилғучилар көпийишкә башлиған.