Архип
2010-07-26
Хәлқара адаләт мәһкимиси косова мустәқиллиқиниң хәлқара қанунларға хилап әмәслики һәққидики һөкүмини елан қилғандин кейин, мәсилигә йеқиндин яки узақтин алақидар тәрәпләрдә охшимиған инкасларни пәйда қилди. Серибийә адаләт мәһкимисиниң һөкүмини инкар қилидиғанлиқини билдүрсә, косова парламенти адаләт мәһкимисиниң һөкүмини алқишлаш билән биллә, һазирға қәдәр косовани техи етирап қилмиған дөләтләрни,косовани етирап қилишқа чақирди.
2010-07-26
Аммиви алақә тор бекити Facebook, дуняда кишиләр арисида әң көп қоллиниливатқан вә қолланғучилар сани 500 милйонға йәткән ентернет тор мәйданлиридин бири һесаблиниду, бу тор бекити һәрқайси мәтбуат вә кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң тор сәһипилирини көрүш, дуня вәзийитигә даир мәсилиләр һәққидә муназирә елип бериш шуниңдәк яшларниң мәдәнийәт алақилирини орнитиш паалийәт мәйдани болмақта. Мана мушундақ, нөвәттә кишиләр әң көп қизиқиватқан бу тор бекити, уйғур илидикиләрниң бәһримән болушидин чәкләнгән.
2010-07-26
Уйғурлар явропа дөләтлиридики тәшкилатлиниш хизмитиниң қәдимини тезлитип, явропа дөләтлиридики тәшкилатларни күчәйтишкә тиришмақта. Бу мунасивәт билән әнглийә уйғур җәмийити 7 - айниң 17 - ,18 - күнлири лондонда йиғин чақирип, йеңидин иҗраийә комитети әзалирини сайлап чиқти. Йиғинға д у қ муавин рәиси әсқәр җан билән баш катипи долқун әйса қатнашти. Йиғинниң 1 - күни әнглийә уйғур җәмийитиниң хизмәт доклати оқуп өтүлгәндин башқа, тәшкилатниң қолға кәлтүргән нәтиҗилири вә сақланған мәсилиләр һәққидә музакирә елип берилди.
2010-07-26
Түркләр уйғурларни өзлириниң әҗдадлири, уйғур диярини әҗдадлиримиз яшиған ата макан дәп қарайду. Дунядики башқа дөләтләргә қариғанда, уйғурларға йетәрлик болмисиму, йеқиндин көңүл бөлүватқан дөләт түркийә җумһурийити. Биз йеқинда истанбул шәһириниң кочилирини айлинип йүрүп түркләрниң уйғурлар һәққидики көз қарашлирини игилидуқ. Төвәндә диққитиңлар бу һәқтики программимизда болсун.
2010-07-26
Йеқинда торонтода чиқидиған торонто қуяши гезитидә: " канада хитай мунасивәтлиридә йеңилип қалди" сәрләвһилик бир парчә мақалә елан қилинди. Мақалидә, канада баш министири стевен харперниң йеңидин канадаға баш министир болған 2006 - йилидики хитайға тутқан қаттиқ қол позитсийиси билән, канададики лебирал партийисиниң башлиқи майкил егнатифниң бундин 4 йил бурунқи хитайға тутқан позитсийисидә һазир көп юмшаш көрүлгәнликини тилға елип, бу икки сиясәтчини канада - хитай мунасивәтлиридә қуруқ сәпсәтә сатқучилар, икки йүзлимичил сияситини базарға салғучилар дәп әйиблигән.
2010-07-23
Уйғурбиз ториниң хәвәр қилишичә, уйғур аптоном районлуқ қанун органлири, бүгүн 23 - июл күни үрүмчи вақти чүштин бурун, бултур 1 - өктәбир күни "дөләт бихәтәрликигә зиян йәткүзгән" дегән җинайәт билән қолға елинған, шинҗаң иқтисад гезитиниң мухбири ғәйрәт нияз делоси үстидин йипиқ сот ечип, униңға 15 йиллиқ қамақ җазаси һөкүм қилған.
2010-07-23
Қаримайда уйғурлар олтурақлашқан икки мәһәллиниң тарқақлаштурулуватқанлиқи ашкариланғандин кейин, мухбиримиз қаримайдин һәйдиливатқан бу уйғурларниң кимлики, уларниң қандақларчә қаримайға тәһдит болуп қалғанлиқи һәққидә мәлумат елишқа тиришти. Даириләр бу вәқә һәққидә артуқчә изаһат бериштин өзини тартса, бәзи аһалиләр, өз исмини ашкарилмаслиқ шәрти астида мәлумат бәрди.
2010-07-23
5 - Июл үрүмчи вәқәсидин кейин, уйғур аптоном райониниң партком секритарлиқ вәзиписигә олтурған җаң чүншән" илмий тәрәққият нуқтиинәзири билән шинҗаңниң һәр җәһәттики тәрәққиятини илгири сүрүш " намида бир қатар иситратегийилик чариләрни қолланмақта. Уйғур елиниң ичи һәм сиртидики һәтта чәтәлләрдики ихтисас игилирини хитайға, уйғур елигә қизиқтурушму мәзкур истратегийиниң муһим бир қисми сүпитидә хитай тәшвиқатлиридин орун алмақта.
2010-07-23
Хитай һөкүмити 60 йилдин бери "ғәрбий шимал районни ечиш", "шинҗяңни ечиш" шинҗяңни гүлләндүрүш" дегәнгә охшаш шуарлар билән уйғур дияриға қарита бир йүрүш сиясәтләрни түзгән болсиму, мутәхәссисләрниң дейишичә, бу сиясәтниң уйғурларға һечқандақ пайдиси болмиған. 5 - Июл үрүмчи вәқәсидин кейин, хитай мәркизи һөкүмити арқа - арқидин йиғин чақирип "шинҗяңни тәрәққий қилдуруш" нами астида бир йүрүш сиясәтләр бәлгилимәктә. Һәтта, уйғурлар яшаватқан дөләтләргә тохтимай һәйәт әвәтип, уларни хитай үчүн ишләшкә чақирмақта.
2010-07-23
Канада бихәтәрлик ахбарат идарисиниң әмәлдари ричард фадден, канададики хитайлар мәркәзлишип олтурақлашқан, онтарио вә бритиш колумбийә шитатлиридики бәзи сиясәтчиләрниң чәтәл һөкүмәтлириниң, болупму хитай һөкүмитиниң контроллиқиға чүшүп қеливатқанлиқини ашкарилиғандин кейин, бу вәқә канада җамаити ичидә күчлүк инкас қозғиди вә мәтбуатларда бу һәқтә муназирә йәнила давамлашмақта. Канада җасуслуқ оргиниң әмәлдариниң бу баянати, йәнә канададики хитайға майил бәзи сиясәтчиләр вә хитай җәмийәтлириниңму наразилиқини кәлтүрүп чиқарған болуп,улар ричард фадденниң кәчүрүм соришини вә униң истипа беришни тәләп қилмақта.
2010-07-23
Қирғизистан өткүнчи һөкүмити йеқинда рефирандум елип берип, йеңи асасий қанун мақуллиған иди. Йеңи асасий қанун бойичә қирғизистан президентлиқ түзүмдики дөләтттин парламент түзүмидики дөләткә өзгәргән. Қирғизистанда кимниң һакимийәт сорайдиғанлиқи, бу йил 10 - айдики парламент сайлимида мәлум болиду.
2010-07-22
Дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханимниң қизи раһилә абдуреһим тәйвәнни зиярәт қилип, рабийә ханим һәққидики һөҗҗәтлик филим "муһәббәтниң 10 шәрти"ниң dvd сини тарқитиш мунасивити билән уюштурулған бәзи паалийәтләргә қатнашқан иди. Хитай мәтбуатлирида пәйшәнбә күни баш мақалә елан қилинип, раһиләниң зиярити тәнқид қилинған. Лекин рабийә ханим яки раһиләниң зияритини қоллайдиған тәйвәнлик паалийәтчи вә бәзи хитай өктичи зиялийлар тәйвәндики ма йиңҗю һөкүмитиниң позитсийиси вә бейҗиң ахбарат вастилириниң тәнқидини әйиблиди.
2010-07-22
Дуня уйғур қурултейиниң рәиси рабийә ханим бүгүн, хитайниң һазир чәтәлләрдә елип бериватқан шинҗаңни дуняға тәшвиқ қилиш дегән һәрикити һәққидә тохталди.
2010-07-22
5 - Июл үрүмчи вәқәсидин кейин, хитай һөкүмитиниң уйғур елигә, болупму уйғурларға қаратқан қаттиқ бастуруши шундақла хитайлар билән уйғурлар оттурисидики етник зиддийәтниң өткүрлишишигә охшаш сәвәбләр түпәйли, уйғур дияри вәзийити һелиһәм җиддий һаләттә. Гәрчә толуқ статистика болмисиму, әмма йеңидин чәтәлләргә чиқиватқан уйғурларниң билдүрүшигә қариғанда, ушбу җиддий вәзийәттин қутулуш үчүн чәтәлләргә кетишкә урунуватқан һәм шундақ ойлаватқан кишиләр барғанчә көпәймәктә. Уйғурлардики мәҗбурлиниш сәвәблик бу хил чәтәлләргә еқиш мәсилисиниң уйғур җәмийитигә көрситидиған иҗабий һәмдә сәлбий тәсирлири уйғур зиялийлирини ойландурмақта.
2010-07-22
14 - Март ласа вәқәси һәққидә 22 - июл елан қилинған доклатта, хитай әскәрлириниң намайишчиларға қаритип оқ чиқарғанлиқи вә намайишчиларни уруп зәхмиләндүргәнлики ашкариланди. Вәқә җәрянини өз көзи билән көргән 203 нәпәр шаһит тәминлигән учурларға асасән тәйярланған доклатниң қисқичә мәзмунини аңлайсиләр.