Архип
2010-07-20
Венгрийиниң бугач шәһиридә 7 - айниң 20 - күни чүштин кейин һунлар қурултийи һәққидә мәлумат бериш үчүн мухбирларни күтүвелиш йиғини чақирилди. Бу йиғинни һунлар қурултийини чақирғучи орган уюштурған болуп, йиғинға көп санда мухбир қатнашқан.
2010-07-19
Уйғурбиз тори хәлқара тор бекитиниң 18 - июлдики хәвиридин мәлум болушичә, бултур 1 - өктәбир күни, "хитайниң уйғур аптоном райони қанун органлири тәрипидин, дөләт бихәтәрликигә зиян йәткүзгән" дегән җинайәт билән қолға елинған, шинҗаң иқтисат гезитиниң мухбири ғәйрәт нияз әпәнди, мушу чаршәнбә күни, йәни 21 - июл күни сотлинидикән.
2010-07-19
Хитай нефт ширкитиниң далйән портидики искилатида, 7 - айниң 16 - күни кечидә шиддәтлик партлаш йүз бәргән иди. Хитай нефт ширкити бүгүн майтағда йиғин ечип, бундақ вәқәниң шинҗаңда йүз беришиниң алдини елишни музакирә қилди.
2010-07-19
1 - Новәтлик түрк дүняси фолклор вә музика байрими әнқәрәниң фатиһ районидики ниҗат уйғур тиятир залида өткүзүлди. Бу байрамға әзәрбәйҗан, қазақистан, қирим татарлири, қирғиз, ирақтики түркмәнләр вә башқа түркий милләтләрдин сәнәтчиләр қатнашти. Бу паалийәт үрүмчи вәқәсиниң 1 - йиллиқини хатириләш күнигә тоғра кәлгәчкә, паалийәткә уйғур сәнәтчиләр иштирак қилмиған болсиму, шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити әнқәрә шөбиси мәсуллиридин хәйруллаһ әпәнди билән атилла әпәндиләр қатнашти вә сөз қилди. Бу сәнәт байримиға милләтчи һәрикәт партийиси әнқәрә шөбисиниң башлиқи өмәр дәмирәл, үлкү очақлири җәмийити муавин башлиқи толга арслан вә милләтчи һәрикәт партийисиниң әзалири шундақла аммидин болуп 1000 әтрапида киши қатнашти.
2010-07-19
Бүгүн 19 - июл күни америка қошма штатлири дөләт мәҗлиси вә һөкүмитиниң хитай ишлири комитети "хитайниң йирақ ғәрби: намайиш вә топилаңдин бир йил өткәндин кейинки шинҗаңниң вәзийити " мавзулуқ юмулақ үстәл йиғини өткүзди.
2010-07-19
Қазақистандики уйғур зиялийси рушәнгүл ханим уйғур елини зиярәт қилип қайтип кәлгәндин кейин, мухбиримизниң зияритини қобул қилип, уйғур елидики уйғур аяллириниң хитайниң туғут чәкләш сияситиниң зиянкәшликигә учраватқанлиқини баян қилди.
2010-07-19
Йеқинда җамаәт әрбаби вә сиясийон қәһриман ғоҗамбәрди өзиниң "2009 - йил 5 - июл үрүмчи паҗиәси" намлиқ нөвәттики әмгики билән кәң китабхан аммисиға йәнә бир қетим тонулди.
2010-07-19
Хитай 2004 - йилидин етибарән дуняниң һәрқайси җайлирида куңзи иниститутлирини қуруш пиланини башлиған болуп, бу пиланға хитай тили өгитиш вә хитай мәдәнийитини тәшвиқ қилиш дәп нам бәргән иди. Хитай мәнбәлиридин мәлум болушичә, хитайниң һазир асия,яврупа вә шималий америкидики һәрқайси дөләтләрдә қурған зәнҗирсиман куңзи иниститутлириниң сани 100 дин ашқан.
2010-07-19
Аллаһ таала айларниң вә күнләрниң, һәтта җайларниң бәзисини бәзисидин пәзиләтлик қилип яратқан. Мәсилән: айлардин рамизан ейи башқа айлардин улуғ болуп, бу айда қилинған ибадәтләргә һәссиләп саваб берилидиғанлиқини муһәммәд әләйһиссалам һәдислиридә баян қилған. Күнләрдин һәҗ күни вә әрәфә күнлирини, кечиләрдин қәдир кечисини пәзиләтлик қилип яритип бу бу вақитларда қилинған яхши әмәлләрниң саваби чоң болидиғанлиқи һәққидә һәдисләр кәлгән. Шундақла, җайлардин мәсҗиди һәрәмни улуғ яратқан болуп, мәсҗиди һәрәмдә оқулған бир вах намазға башқа җайларда йүз миң вах намаз оқуғанниң саваби берилидиғанлиқини муһәммәд әләйһиссалам сөзлигән. Әмма рәҗәб ейи тоғрулуқ алаһидә ибадәт бәлгиләнгән әмәс.
2010-07-17
Хәвәрләрдин мәлум болушичә, бу йил қиш вә әтияз пәслидә уйғур елиниң шималида қар вә ямғур апити еғир болған 31 наһийә, шәһәр апәткә учрап, иқтисадий зиян еғир болған.
2010-07-17
Үрүмчидики уйғурлар немә үчүн адилни йәклиди? бошүн қатарлиқ хитай тор бәтлириниң хәвәр қилишичә, үрүмчидә адил исимлик бир уйғур өткән йили 5 - июл вәқәсидә 4 хитай аялни қоғдап қалғанлиқи үчүн, хитай һөкүмити тәрипидин мукапатланған. Бирақ, у мукапатланғандин кейин, үрүмчидики уйғур җамаити тәрипидин қаттиқ йәкләнгән. Уйғур қошнилири униңға салам - саәт қилмиған, кочиларда маңғанда уйғурларниң алийип яки йиргиниш билән қаришиға дуч кәлгән; у ахири үрүмчини ташлап кетишкә мәҗбур болған. Адилниң юртни ташлап кетишкә мәҗбур болуши уйғур җәмийитидики қандақ бир вәзийәтниң инкаси?
2010-07-17
Тәйвәндә турушлуқ мәшһур сиясий мулаһизичи лин бавхуа йеқинда, хитайниң уйғур аптоном райониға қаратқан йеңи сиясити һәққидики мәхсус тәтқиқатини әркин асия радиосиға тәқдим қилди.
2010-07-17
Түркийидә паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан аммивий тәшкилатлири уйғур мәсилисини түркийиниң миллий мәсилисигә айландуруш үчүн тиришмақта. Болупму, һазир уйғурлар дучар болуватқан мәсилиләр тоғрисида доклат тәйярлап түркийә һөкүмитигә вә һәр қайси сиясий партийиләргә бәрмәктә.
2010-07-17
7 - Айниң 15 - күни мюнхен шәһәрлик һөкүмәт тәрипидин мухбирларни күтивелиш йиғини уюштурулуп, 18 яшлиқ уйғур йигити абдулқадирниң қәһриманлиқ иш - паалийәтлири тонуштурулғандин кейин, 7 - айниң 16 - күнидики германийә ахбарат вастилирини абдулқадир тоғрисидики хәвәрләр қаплиди.
2010-07-17
Канададики 17 тәшкилат оттава,торонто вә ванковер қатарлиқ шәһәрләрдә мухбирларни күтивелиш йиғини вә имза топлаш паалийәтлири өткүзүп,канада даирилиридин хитай һөкүмитиниң канададики баш әлчиханисиниң 1 - дәриҗилик катиби лю шавхуани чегридин қоғлап чиқиришни шундақла хитай һөкүмитини канада җамаити ичигә сиңип киришни тохтитишқа агаһландурушни тәләп қилди. Бу тәшкилатларниң тәкитлишичә, бу дипломат хәлқаралиқ дипломатик қаидә - принсипларға хилаплиқ қилип, канададики хитай коммунистлириға қарши тинчлиқ шәкилдики наразилиқ һәрикәтләрни тосмақчи вә уларға зәрбә бәрмәкчи болған.