Архип
2010-08-31
Америкиниң әң нопузлуқ нәшрият әпкарлиридин "вашингтон почтиси гезити" йәкшәнбә күни мақалә елан қилип, бу йил 7 - айда норвегийә бихәтәрлик даирилири тәрипидин қолға елинған норвегийилик уйғурлардин рашидин муһәммәт қатарлиқ 3 кишилик әлқаидә гуруһиниң һәрикитигә даир бәзи тәпсилатларни ашкарилиди.
2010-08-31
Бир қисим мәтбуатларда пакистан даирилириниң уйғур елиниң ташқорған қатарлиқ районлириға чегрилинидиған гелгит- балтистан районини хитайға өткүзүп бәргәнлики илгири сүрүлди. Һалбуки, бүгүн пакистан ташқи ишлар министирлиқи баянат елан қилип, гелгитниң хитайға өткүзүп берилгәнликини рәт қилди вә бу районидики хитайларниң пәқәт апәттин қутулдуруш үчүн йол ясаватқанлиқини көрсәтти.
2010-08-31
2010 - Йили дуня чемпийонлуқ васкитбол мусабиқиси түркийидә давамлашмақта. 8 - Айниң 28 - күни хитай васкитбол командиси мусабиқигә чүшүштин бурун, әнқәрә пойиз истансисиниң алдидики арәна тәнтәрбийә сарийиниң алдида намайиш өткүзүлди.
2010-08-31
25 - Авғуст күни қирғизистан уйғурлири иттипақ җәмийити йиғин өткүзүп, 10 - өктәбирдики парламент намзатлири сайлими вә башқа мәсилиләрни музакирә қилған.
2010-08-31
Нөвәттә хитай һөкүмитиниң 12 - бәш йиллиқ пилан мәзгилидә районға гәнсу вә хенән қатарлиқ хитай өлкилиридин йәнә бир түркүм йеңи хитай көчмәнлирини йөткәп келиватқанлиқи ашкариланмақта. Мәлум болушичә, бу хил йөткәш райондики ишләпчиқириш қурулуш девизийисини мәркәз қилған һалда елип берилған.
2010-08-30
Мушу айниң 19 - күни, ақсуда чарлаш сақчилириға қарита елип берилған партлитиш характерлик һуҗум қилиш вәқәсидин кейин, уйғур елиниң һәр қайси җайлирида бихәтәрлик тәдбирлири йәниму күчәйтилгән. Мәһәллиләрдә аманлиқ сақлаш хадимлири көпәйтилгән.
2010-08-30
Америка уйғур бирләшмиси вә хәлқара уйғур кишилик һоқуқ фондиниң бирликтә уюштуруши билән фаирфакис шәһиридә өткүзүлгән иптар йиғилишиға вирҗинийә, марйланд шитатлирида вә вашингтонда яшаватқан уйғурлардин 200 гә йеқин киши қатнашти.
2010-08-30
Түркийә президенти абдуллаһ гүл 8 - айниң 28 - күни чүштин кейин қәйсәри шәһиридики уйғурлар олтурақлашқан түркистан мәһәллисигә келип әмруллаһ әфәндигил әпәндиниң аилисини зиярәт қилған. Абдуллаһ гүлни 100 лигән уйғурлар күтүвалған, у уйғурлар билән 20 минут муңдашқан.
2010-08-30
2010 - Йили, 8 - айниң 28 - күни уйғур академийисиниң уюштуруши билән, истанбулниң тарих зафәр туня мәдәнийәт йиғин залида, 2 - нөвәтлик "уйғур пән - маарипиниң бүгүни вә кәлгүси тәрәққияти" дегән темида илмий муһакимә йиғини өткүзүлди.
2010-08-30
Бүгүн игилишимизчә, бейҗиңдин тутуп кетилгән 84 яшлиқ әрздар абдуреһим молләк, онсу наһийисидә 4 күн қамап қоюлғандин кейин қоюветилгән; абдуреһим молләкниң әрзини рәт қилип кәлгән қизил су йеза яшлар мәйданиниң башлиқи хән җямен вәзиписидин елип ташланған болуп, униң орниға тәйинләнгән йеңи мәйдан башлиқи, абдуреһим ака билән көрүшүп, йеқинқи бир ай ичидә, униң әрзини һәл қилидиғанлиқи һәққидә вәдә бәргән.
2010-08-27
Йеқиндин буян хитай һөкүмәт хәвәрлиридә, йеңидин бәзи қанун - бәлгилимиләргә түзитиш киргүзүдиғанлиқи җакарланди. Бүгүн хитай баш министири вен җябавму хитай дөлитидә қанун бойичә дөләт башқурушни әмәлгә ашурушқа тиришидиғанлиқини билдүрди.
2010-08-27
Бүгүн, 8 - айниң27 - күни, истанбулниң зәйтунбурни районлуқ һөкүмәтниң ақ деңиз йеғин залида "русийә, хитай вә ғәрб дөләтлириниң оттура асия истратегийиси" темисида бир илмий муһакимә йиғини ечилди.
2010-08-27
Бу йил рамизан ейиниң кириши билән бир қанчә вақиттин бири мәсчит һәрәмниң алдидики "падишаһ абдуләзиз вәхпи" бинасиниң үстигә ишлиниватқан дуня бойичә әң чоң саәт рәсмий ишқа кириштүрүлди.
2010-08-27
Мухбиримиз бүгүн, бейҗиңдин тутуп кетилгән әрздар абдуреһим молләкниң нөвәттики әһвалини игиләш үчүн онсу наһийилик һөкүмәткә телефон қилғинида, даириләр, абдуреһим молләкниң аилисигә қоюп берилгәнликини билдүрди. Әмма, бу әһвал техи униң аилиси тәрипидин испатланмиди.
2010-08-26
Дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришитниң билдүрүшичә, ақсу вилайити ават наһийилик һөкүмити, наһийә аһалисиға қаратқан тәкшүрүшни күчәйтиш, бу арқилиқ сиясий муқимлиққа капаләтлик қилиш, рамизан ейи давамида диний хурапатлиқниң әвҗи елишини контрол қилиш дегәнгә охшаш бир қатар сиясий принсипларни бекиткән.