Архип
2010-09-30
Норвегийидә әл қаидә билән мунасивити бар дәп қарилип, тутуп туруливатқан уйғур гумандар рашидин мәмәт әсли пиландики һуҗум нишаниниң норвегийә пайтәхти ослодики хитай әлчиханиси икәнликини билдүргән.
2010-09-30
2010 - Йили 9 - айниң 28 - күни, хитай дөлити қурулғанлиқиниң 61 йиллиқини тәбрикләш мунасивити билән хитайниң истанбулдики консулханиси "хилтон" меһманханисида зияпәт өткүзгән. Игилинишичә, бу тәбрикләш зияпитигә түркийидә яшайдиған уйғурлардин дилшат уйғуроғлу, шөһрәт дохтур, волқан өзтүрк, аләмдар аилисиниң балилири вә бир қанчә қазақларму қатнашқан.
2010-09-30
Хитайниң дөләт байрими мәзгилидә уйғур районидики гөш, көктат қатарлиқ йемәкликләрниң баһаси йәнә бир қетим өрлигән. Бу, райондики һөкүмәт даирилирини әндишигә салған.
2010-09-30
Хитай "1 - өктәбир дөләт байрими" ни тәбрикләп 61 йиллиқ "нәтиҗилири" гә тәнтәнә қилмақта. Уйғур мулаһизичиләр, бу 61 йилниң уйғур қатарлиқ хәлқләр, хитай коммунистик партийисиниң бир партийилик диктаторлиқи астида "йерим ач йерим тоқ" һаят кәчүргән йил болғанлиқини билдүрди.
2010-09-30
Уйғур елидики дөләт дәриҗилик муһапизәт райони шаршилда, башқуруштики йочуқлардин пайдилинип саяһәт қилишқа, һәтта қиммәтлик явайи һайванатларни овлашқиму болидикән. Уйғур елидики мәлум саяһәт ширкити хадиминиң бу һәқтики мәлуматиға қариғанда, шаршилда һәтта йоқилиш гирдабиға берип қалған ейиқларни овлашқиму йол қоюлидикән.
2010-09-30
Бүгүн хитай "дявйүдав әзәлдин җуңгониң земини" дәп җакарлиди. японийиму "сенкаку араллири японийиниң муқим земини" дәп җакарлиди. Тәһлилчиләрниң тәсвирлишичә, хитай тәрәпниң һазирқи гәп - сөзлири, худди буниңдин 60 йил бурун корийигә тосаттин әскәр чиқириш алдида қилған гәп - сөзлиригә охшап қеливатиду.
2010-09-30
9-Айниң 29-күни, д у қ баш катипи долқун әйса вә японийә уйғур җәмийити рәиси илһам мәхмут қатарлиқлардин тәркиб тапқан һәйәт, японийә әркин демократлар партийисиниң парламент әзалири билән көрүшкән.
2010-09-29
Хитайниң 1 - өктәбир байрими йәни алтун һәптилики аталған йәнә бир саяһәт долқуни башлиниш алдида туриду. Өктәбир саяһәт һәптиси, уйғур елидики хитай саяһәт ширкәтлири үчүн таза пул тапидиған пурсәт болса уйғур елиниң тәбиий гүзәл сәйли маканлири үчүн бу саяһәтчиләр долқуниниң һуҗумида йәнә бир қетимлиқ булғинишниң йетип келидиғанлиқидин дерәк бериду.
2010-09-29
Қәшқәр шәһириниң шамалбағ йезисида 2008 - йили, 13 яшлиқ уйғур қиз зоригүл сәпәрни, сичуәнлик бир көчмәнниң ити талап өлтүрүвәткән. Сичуәнлик көчмән зиянкәшликкә учриған аилигә һечқандақ төләм төлимигәндин сирт юртиға қечип кетип, қануний җавабкарлиқтин қутулуп қалған.
2010-09-29
Өткән йили 5 - июл үрүмчи вәқәси йүз бәргәндин кейин, уйғур елиниң һәммила йеридә чарлаш вә назарәт қилиш күчәйтилгәнликини ейтқан бир уйғур яш, үрүмчи вәқәсидә намайишқа қатнашқан тутқунларни сорақ қилиш җәрянида йүз бәргән вәқәләрни, бу вәқәләрниң сақчилар тәрипидин җәмийәткә ашкариланғанлиқини билдүрди.
2010-09-29
76 - Нөвәтлик дуня қәләмкәшләр қурултийи 9 - айниң 26 - күни токйода рәсми башланған болуп қурултайда түрмидә йетиватқан уйғур қәләмкәшләр һәққидә қарар мақулланған.
2010-09-29
Кейинки вақитларда хитай сабиқ совет җумһурийәтлири билән болған сиясий, иқтисадий вә һәрбий алақилирини күчәйтиш мәсилисигә алаһидә көңүл бөлмәктә. Бу җәрянда у шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң паалийити арқилиқ өзиниң русийә вә мәркизий асия җумһурийәтлиригә болған тәсир даирисини кеңәйтишкә интилмәктә.
2010-09-29
Уйғур елиниң ғулҗа шәһири вә униң әтрапида яшайдиған уйғурларниң қоро - җайлирини мәҗбурлап елип, уларни көчүрүветиш вәқәлири йүз бериватқанлиқи мәлум болмақта.
2010-09-29
Хитай 1997 - йили лопнурда ядро синиқи елип беришни тохтатқан болсиму, лекин йәрлик хәлқ аз кәм 40 йилдин буян бу районда елип берилған ядро синақлири пәйда қилған радиактиплиқ булғинишниң тәсиридин һазирғичә қутулалмиди. Анализчиларниң әскәртишичә, хитай лопнурда ядро синиқи елип беришни тохтатқиниға 10 йилдин ашқан бүгүнки күндә ядро синақлириниң йәрлик аммида пәйда қилған җисманий бузғунчилиқи күндин күнгә рошән ипадиләнмәктә.
2010-09-28
Америкида әрәбчә, фарсчә, хитайчә, росчә қатарлиқ тиллар дөләт хәвпсизликигә мунасивәтлик җиддий өгинишкә тигишлик тиллар қатариға киргүзүлгән. Буниңдин сирт америка һөкүмити бир қисим оттура асия хәлқлири тиллирини җүмлидин уйғур тилини стратегийилик әһмийәткә игә тиллар қатариға киргүзгән. Һазир америкилиқ яшлар хизмәткә орунлишиш үчүн бу тилларни өгинишкә алаһидә қизиқидикән.