Архип
2010-09-28
Хитай билән японийиниң дөләт мунасивитидә бүгүн йәнә бир давалғуш пәйда болди. Хитайлар билән японлар арисидики кәйпият қаршилиқи кәскинләшти. Америкиниң сенкаку араллириниң һоқуқи һәққидики ениқлимиси вә шәрқий - җәнубий асия дөләтлири иттипақиниң шәрқий деңиздики араллар мәсилисидә чиқарған әң йеңи баянати хитайни чоңқур ойға салди.
2010-09-28
Әнқәрәниң әтимәсгут районида өткүзүлгән 7 - нөвәтлик анатолийә мәдәнийәт вә сәнәт фестивалида уйғур мәдәнийәт - сәнитигә алаһидә орун берилгән иди.
2010-09-28
27 - Сентәбир күни алмата шәһириниң "ләззәт" ашханисида қазақистан уйғур мәтбуатиниң раваҗлинишида муһим рол ойниған көрүнәрлик журналист турдахун нәзәрофниң 75 яшқа толуш мунасивити билән хатириләш паалийити өткүзүлди.
2010-09-28
9 - Айниң 26 - күни токйода, "шәрқий түркистан миллий инқилабиниң өтмүши вә кәлгүси" намлиқ илмий муһакимә йиғини өткүзүлгән. Уйғурларға вакалитән бу қетимқи йиғинға қатнашқан д у қ баш катипи долқун әйса әпәнди телефон зияритимизни қобул қилип, йиғинниң асаси мәзмуни тоғрулуқ мәлумат бәрди.
2010-09-28
Йеқинда "торонто қуяши" гезитидә "қуруқ арзу - арманлар бейҗиң билән мунасивәт қурушқа йәтмәйду" намлиқ мақалә елан қилинди. Мақалидә канада - хитай сода мунасивәтлириниң нөвәттики вәзийитигә қарап чиқилған.
2010-09-28
Уйғур елидә "5 - июл үрүмчи вәқәси" дин кейин, милләтләр иттипақлиқи тоғрисида сөз ечишниң күлкилик бир мәсилигә айланғанлиқини инкас қилиниватқан пәйтләрдә, ақсу вилайити онсу наһийисидә милләтләр иттипақлиқидики илғар коллектип вә шәхсләрниң мукапатланғанлиқи һәққидә хәвәр елан қилинди.
2010-09-27
Бу йил яздин башлап уйғур аптоном районидики һәрқайси идарә - орган, мәктәпләрдә милләтләр иттипақлиқи тәшвиқат паалийәтлири өткүзүлүп, "җуңхуа миллити еңи" тәшвиқ қилинишқа башлиған. Америкидики уйғур зиялийси илшат әпәнди, "хитай җуңхуа миллити бирликини күчәп тәшвиқ қиливатқан болсиму, әмма бу аңни уйғурларға сиңдүрүп болалмайду" деди.
2010-09-27
"5 - Июл вәқәси" йүз берип бир йилдин ашқан болсиму, лекин хитай һөкүмити чәтәлгә мутәхәссисләрни әвәтип, улар арқилиқ хитайниң һөкүмәт тәрәп қаршини тәшвиқ қилишни алға сүрүватиду. Өткән һәптиниң ахири шинҗаң университетиниң бир профессори җәнубий калифорнийә университетида мәхсус доклат бериш йиғини өткүзүп, "шинҗаңдики милләтләр мунасивитини қандақ чүшиниш керәк" дегән темида лексийә бәргән.
2010-09-27
Икки айдин бери бир қисим хәлқара ахбаратларда, үрүмчи шәһәрлик сақчи идариси алаһидә әтритиниң сабиқ сақчиси ниҗат абдуреһимниң явропада сиясий панаһлиқ тилигәнлики вә униң йеқинда арқа - арқидин икки қетим чеградин чиқирилиш хәвпигә дуч кәлгәнлики һәққидә хәвәрләр берилмәктә.
2010-09-27
Хитай билән японийә мунасивитидики җиддийликниң техи пәсийидиғанлиқидин бешарәт көрүлмигән әһвал астида, америка билән җәнубий корийә бирлишип сериқ деңизда су асти парахотлириниң һуҗумиға тақабил туруш һәрбий мәшиқи өткүзүшкә башлиди.
2010-09-27
Әнқәрәниң әтимәсқут районида ечилған 7 - нөвәтлик хәлқаралиқ анатолийә мәдәнийәт вә сәнәт фестивали 26 - чесла ғәлибилик ахирлашти. Бу фестивалға түркийидин 23 җәмийәт вә вәқип қатнашқандин сирт йәнә оттура асия түркий җумһурийәтлири һәм башқа түркий милләтләрниң вәкиллириму қатнишип вә мәхсус бөлүм ечип өзлириниң мәдәнийәт - сәнитини намайән қилди.
2010-09-27
Һәр йилдикигә охшаш бу йилму истанбул шәһириниң зәйтинбурну районлуқ һөкүмәтниң уюштуруши билән 'мәдәнийәт күнләр' намида, түркийиниң һәр қайси шәһәрлиридин вә түрк дунясиниң охшимиған җайлиридин зәйтинбурнуға келип олтурақлишип қалған хәлқләрниң, өз ара чүшәнчә һасил қилиши, бир - бириниң өрп - адәт вә мәдәнийәтлирини тонуши үчүн һәр хил мәдәнийәт вә сәнәт паалийәтләр өткүзүлүп кәлмәктә.
2010-09-27
Өткән һәптә қазақистан язғучилар җәмийити қурулғанлиқиниң 75 йиллиқи алмутида тәбрикләнгән болуп, йиғинға қазақистан президенти нурсултан назарбайеф тәбрик сөзи әвәтип җәмийәтниң қурулғанлиқиниң 75 йиллиқини қутлуқлиған.
2010-09-24
Сиясий җинайәт билән әйиблинип, бирнәччә қетим хитай түрмисидә йетип чиққан бирәйлән, нөвәттә һөкүмәт даирилириниң сиясий җинайәтчиләргә болған бесимни барғанчә күчәйткәнликини билдүрди вә хәлқара җәмийәтниң уйғур елидә тәкшүрүш елип беришини мураҗиәт қилди.
2010-09-24
Бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң баш катипи бан кемун б д т ниң 65 - нөвәтлик омумий йиғинида һәрқайси дөләтләрдин кәлгән рәһбәрләргә ечилиш нутқи қилди. У ечилиш нутқида, дуня дөләтлирини барғансери еғирлишип бериватқан мәсилиләрни һәл қилиш үчүн бирликтә һәрикәт қилишқа чақирди.