Архип
2010-09-22
Пакистан хитайниң җәнубий асиядики әң йеқин истратегийилик шерики. Хитай пакистанниң әң муһим қорал - ярақ билән тәминлигүчиси болупла қалмай, униң әң муһим ядро әслиһәләр вә ядро техникиси билән тәминлигүчисидур.
2010-09-22
16 - Нөвәтлик түрк тарих илмий муһакимә йиғини 9 - айниң 20 - күни, әнқәрәдики бүйүк анатолийә меһманханисида рәсмий башланди. 9 - Айниң 24 - күнигичә давамлишидиған бу йиғинға америка, явропа дөләтлири, русийә федератсийиси, японийә, оттура асия түркий җумһурийәтлири вә түркийә қатарлиқ дөләтләрдин болуп, 308 әтрапида тарихчи қатнашмақта.
2010-09-22
Шветсийә сайлам қануни бойичә һәр 4 йилда бир қетим парламент сайлими елип берилидиған болуп, сайлам күни сентәбирниң үчинчи йәкшәнбиси қилип бекитилгән. 19 - Чесила йәкшәнбә күни, шветсийидә парламент сайлими өткүзүлди. Сайламда уйғурларму аваз бәрди.
2010-09-22
Сәуди әрәбистанида алаһидә зор шөһрәт қазанған ахбаратчи вә ислам мутәпәккури мәрһум доктор абдуқадир ташниң атиси таш һаҗим 2010 - йили 9 - айниң 15 - күни сәуди әрәбистаниниң җиддә шәһиридә аләмдин өтти.
2010-09-22
Уйғур елидики бир әдлийә хадими йеқинда истансимизға, хитай һөкүмитиниң уйғур елиниң һәр дәриҗилик сот мәһкимилирини һәрикәткә кәлтүрүп содийә вә адвокатларни буйруқ билән үрүмчигә йөткәп келип, 5 - июл үрүмчи вәқәсигә даир делоларни бир тәрәп қилишни йәниму җиддийләштүргәнлики һәққидә учур йәткүзгән иди.
2010-09-21
Радиомиз игилигән учурларға қариғанда, даириләр уйғур елидә бу йил яз пәслидин буян "диний йосунда кийинишни чәкләш" баһанисида, уйғурларниң кийинишигә қаритилған чәклимиләрни техиму күчәйткән.
2010-09-21
Бүгүн, 21 - сентәбир, "хәлқаралиқ тинчлиқ күни." 26 - Нөвәтлик бу тинчлиқ күни, "хәлқара яшлар йили" ға вә б д т да "миң йиллиқ тәрәққият нишани" юқири дәриҗиликләр йиғини ечилған мәзгилгә тоғра кәлди.
2010-09-21
Хитай билән японийә оттурисидики сенкаку қатарлиқ шәрқий деңиздики аралларға болған игидарчилиқ һоқуқи мәсилиси бойичә давамлишиватқан талаш - тартишлар һазир барғансери җиддийлишиватиду.
2010-09-21
Йоқулуп кетиш хәвпи астида қалған қарайим миллити балтиқ деңизи бойидики сабиқ совет иттипақидин айрилип чиққан литва җумһурийитидә өз ана тили вә өрп - адәтлирини сақлап қелиш үчүн зор тиришчанлиқ көрсәтмәктә, буниңға әгишип һәрқайси дөләтләрдики бир қисим әрбаблар, дуняни узақ әсирләрдин буян яшап кәлгән бу милләтни йоқилип кетиштин сақлап қелишқа чақирмақта.
2010-09-21
Бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң омумий йиғини пәйшәнбә күни башлиниш алдида туруватқан болуп, америка президенти барак обама иран ядро мәсилисиниң йиғинда муһим күн тәртипкә қоюлидиғанлиқини билдүрди. У сөзидә, дуня тенчлиқи үчүн ядро мәсилисини һәл қилишниң интайин муһим икәнликини, шуңа һәрқайси дөләтләрниң өз мәсулийитини ада қилиши керәкликини тәкитлигән.
2010-09-21
Бүгүн, әнқәрәниң әтимәсқут районида 7 - нөвәтлик хәлқаралиқ анатолийә мәдәнийәт вә сәнәт фестивалиниң башланғанлиқиға 5 күн болди. 9 - Айниң 17 - күнидин 26 - күнигичә өткүзүлидиған бу фестивалға түркийә , оттура асия түркий җумһурийәтлири вә башқа түркий милләтләрдин вәкилләр қатнашмақта.
2010-09-20
Хитайниң тавуз чағини вә дөләт байрими мәзгилидә уйғур районидики гөш, көктат қатарлиқ йемәкликләрниң баһаси йәнә бир қетим өрлигән. Бу райондики уйғурларни әндишигә салған.
2010-09-20
Кемә вәқәси кәлтүрүп чиқарған хитай - японийә мунасивитидики җиддийлик 9 - айниң 19 - күнидин башлап техиму улғайди. Һазирқи хитай - японийә оттурисидики вәзийәт, худди1937 - йили вә 1945 - йилидики икки қетимлиқ японийә - хитай урушини кәлтүрүп чиқарған вәқәгә, йәни 1931 - йили 18 - сентәбир йүз бәргән "манҗурийә вәқәси" дики вәзийәткә охшап қалди.
2010-09-20
Шветсийиниң стокһолм шветсийә әрзийәт оттура сот мәһкимиси өткән җүмә күни бабур мәхсутниң делосини көрүп чиқип, стокһолм районлуқ төвән сот мәһкимиси тәрипидин бабурға берилгән 16 айлиқ қамақ җазасини 22 айға узартқан иди.
2010-09-20
Әнқәрәниң әтимәсқут районида 7 - нөвәтлик хәлқаралиқ анатолийә мәдәнийәт вә сәнәт фестивали өткүзүлмәктә. 9 - Айниң 17 - күнидин 26 - күнигичә өткүзүлидиған бу фестивалға түркийидин 23 җәмийәт вә вәхип һәмдә оттура асия түркий җумһурийәтлири вә башқа түркий милләтләрниң вәкиллири қатнашмақта.