Архип
2011-12-02
Йилиға 100 миң қетимдин артуқ қаршилиқ һәрикәтлири йүз бериватқан хитайда пуқраларниң һөкүмәткә болған наразилиқиниң әң көрүнәрлик сәвәблири намратлиқ вә әрксизликтур.
2011-12-01
Тамамән охшимиған мәдәнийәт вә өрп-адәткә игә икки милләт арисида йәнә миллий вә сиясий мәсилиләр мәвҗут болса, уларниң тинчлиқта биллә яшиялишиниң қийинлиқи уйғур елидики аммиви сорунларда һәр күни дегүдәк испатланмақта.
2011-12-01
Уйғур елидики әйдиз тарқилишиниң алдини елиш комитети ишханиси 30-ноябир күни дуня әйдиз күни мунасивити билән уйғур елиниң әйдиздин юқумлиниш вәзийити һәққидә йеңи санлиқ мәлуматларни ашкарилиди.
2011-12-01
11-Айниң 26-27-күнлири японийиниң токйо шәһиридә чақирилған “асияда демократийини илгири сүрүш йиғини”да асия әркинлик вә демократийә һәмкарлиқ уюшмиси қурулди.
2011-11-30
Биз бүгүн йәнә гумида 12 уйғурниң өлүмигә сәвәб болған аччиқсудин зәһәрлиниш вәқәси һәққидә йеңи игиләнгән учурларни диққитиңларға сунимиз.
2011-11-30
2009-Йили июлдин хитай түрмисидә йетиватқан нурул ислам шәрбаз түрмидики һәрхил қейин-қистақ вә начар муһит түпәйли қаза қилған.
2011-11-30
Б д т кишилик һоқуқ йиғинида уйғур аяллириниң из-дерәксиз йоқап кетиш әһвали, уйғур қизлириниң өлүмгә вә муддәтсиз қамақ җазасиға учраш әһваллири...Һәққидә мәлумат берилди.
2011-11-30
Хитайда муһит булғиништин, сахта йемәкликләрдин, сахта дорилардин келип чиқиватқан кесәлликниң үстигә, сахта давалаштин келип чиқиватқан кесәлликләр қошулуп хитай пуқралирини зар қақшатмақта.
2011-11-30
Түркийә һөкүмити сүрийә хәлқигә қолидин кәлгән барчә инсаний ярдәмләрни қилип келиватқан йеганә дөләт һесаблиниду.
2011-11-29
Рабийә қадир ханим башчилиқидики дуня уйғур қурултийи рәһбәрлири б д т чақирған 4-нөвәтлик аз санлиқ милләтләр мунбири йиғиниға қатнашмақта.
2011-11-29
Уйғур елидә тунҗи әйдиз вируси билән юқумланғучи 1995-йили байқалған иди, һазирғичә уйғур елидә бу ваба билән юқумланғучилар йилиға 15% тин көпийип бармақта.
2011-11-29
Мәркизи комитет сиясий бюрониң даимий әзаси җу йүнкаң уйғур ели даирилириниң барлиқ күчини ишқа селип, 2012-йилида уйғур елиниң муқимлиқиға капаләтлик қилишини тәләп қилған.
2011-11-29
Мисирлиқлар 2011-йили 28-ноябир күни һакимийәтни әскәрләрниң қолидин елип хәлқниң қолиға өткүзүш йолида тунҗи қетим әркин нәпәс билән парламент сайлимида аваз бериш паалийитигә актиплиқ билән қатнашти.
2011-11-28
Уйғур район даирилири 27 - ноябир күни 3 - нөвәтлик қош тиллиқ маарипи муһакимә йиғинини чақирип, қош тиллиқ маарипни җәнубта, болупму йеза - қишлақларда күчәйтип омумлаштуруш, қош тиллиқ оқутқучи йетишмәслик мәсилисини тездин һәл қилишни орундашқа тегишлик асасий нишан қилип бекиткән. Йиғинда йәнә, аз санлиқ милләтләр көп олтурақлашқан районларда әмәлий әһвалға асасән бир қисим миллий синипларни сақлап қелишқа болидиғанлиқи оттуриға қоюлған болуп, қош тил маарипиниң уйғур елидики иҗра қилиш әмәлийитигә мас кәлмигән бу сөз мутәхәссисиләрниң диққитини тартмақта.
2011-11-28
Америка - пакистан мунасивити бу йил киргәндин буян илгириләп өткүрлишишкә башлиди. Әл - қаидә рәһбири бин ладинниң бу йил 5 - айда америка алаһидә һәрикәт қисимлири тәрипидин исламабад әтрапидики мәхпий туралғусида өлтүрүлүши икки тәрәп мунасивитини әң соғуқ нуқтиға чүшүрүп қойған иди. Бирақ ш а ә т қисимлири тикучариниң өткән шәнбә күни пакистан чегра қоғдаш понкитини бомбардиман қилип, пакистан қисимлирини зор чиқимдар қилиши бу мунасивәтни илгириләп өткүрләштүрүвәтти. Анализчилар бу вәқә пакистанни хитайға илгириләп йеқинлаштуридиғанлиқини илгири сүрмәктә.