Архип
2011-01-05
Түркийидики әң чоң аммиви тәшкилатлардин бири болған "үлкү оҗақлири маарип вә мәдәнийәт" вәхпә тәрипидин чиқирилишқа башлиған, " яш түркистан" журнилиниң 2011-йиллиқ биринчи сани шәрқий түркистан мәсилисигә атап чиқирилди.
2011-01-05
Һаятини хитай вә хоңкоң демократийә ишлириға беғишлиған, мәшһур демократийә паалийәтчиси си туңхуа әпәндиниң хоңкоңда өткүзүлидиған дәпнә мурасимиға қатнишиш үчүн, хоңкоң һөкүмитигә илтимас сунған, демократийә паалийәтчиси өркәш дөләт әпәнди, радиойимизниң зияритини қобул қилип, си туңхуа әпәндиниң һаят чеғида уйғур мәсилисигиму алаһидә көңүл бөлгәнликини билдүрди.
2011-01-05
Истиқлал радио-телевизийиси рәсмий ишқа киришип интернет арқилиқ учур тарқитишқа башлиди. Шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң тәсис қилиши билән истанбулда қурулған истиқлал радио-телевизийиси, 2010-йили 11-айниң 12-күни йәни тарихта икки қетим шәрқий түркистан мустәқил җумһурийити қурулған тарихи бир күндә ечилиш мурасими өткүзүп учур тарқитишқа башлиған.
2011-01-05
Манҗурийини азад қилиш җәңлиригә қатнашқан, "җәсурлуқ үчүн" вә "японийә үстидин ғалибийәт қазанғанлиқи үчүн" қатарлиқ мукапатларға еришкән, шундақла алий баш қоманданлиқниң тәшәккүрнамиси билән тәқдирләнгән туғлуқҗан талипофниң илмий паалийитигә юқири баһа берилди.
2011-01-04
Хитай һөкүмитиниң уйғурларға селиватқан сиясий, диний вә башқа җәһәтләрдики түрлүк зулумлириниң күчийишигә әгишип, һәр хил мүшкүл йоллар арқилиқ өз вәтинини тәрк етип чәтәлләргә панаһ тиләп чиқиватқан уйғурлар барғанчә көпәймәктә.
2011-01-04
Түрк дуняси язғучилар вә сәнәтчиләр вәқпи йәни түрксавниң 2010-йилида түрк дунясиға төһпә қошқанларға тарқитилидиған түрк дуняси мукапатиға еришкәнләрниң исимлики елан қилинди.
2011-01-04
"Ички моңғул хәлқ партийиси" ниң баш катипи кһәйред кһависгалт әпәнди зияритимизни қобул қилип, хаданиң 2011-йиллиқ нобел тинчлиқ мукапати намзати қилип көрситилиш җәряни һәм бултур 10- декабир җаза муддити тошуп қоюп берилиши керәк болған хада әпәндиниң бир айдин буян йәнила нәзәрбәнд һалитидә икәнликини баян қилип, хитай һөкүмитини "хаданиң кишилик әркинликини дәпсәндә қилмақта" дәп әйиблиди.
2011-01-04
Хитай һөкүмити йеқинда бир қатар тәдбирләрни елип, уйғур елидики ишсизлиқ мәсилисини 2014- йилиғичә һәл қилидиғанлиқини, алий мәктәп вә оттура техником пүттүргән 280 миң яшни хизмәткә орунлаштуридиғанлиқини елан қилди.
2011-01-04
Уйғурлар пүткүл инсанлар ортақ бәһримән болуватқан компютер вә интернет техникисини толуқ қоллиништа хитайниң тосалғусиға дуч келип чәклимигә учраватқанлиқи, чәтәлләрдики шәрқий түркистан тәшкилатлириниң тор бәтлириниң уйғур диярида тосувәтилгәнлики һәққидә учурлар тарқалмақта.
2011-01-03
Уйғур аптоном районлуқ партком йеқинда "алий мәктәп, оттура техникомларни пүттүргәнләрни толуқ ишқа орунлаштурушни йәниму илгири сүрүш тоғрисидики пикир" ни түзүп чиқип, биринчи январдин башлап йолға қойидиғанлиқини елан қилди.
2011-01-03
Америка авази, ню-йорк вақти қатарлиқ хәлқара ахбарат васитилириниң хәвиригә қариғанда, өткән айда векиликс тор бетидә хитайниң оттура асияға қаратқан иқтисадий селинмини ашуруватқанлиқи баян қилинған.
2011-01-03
Өзбекистан муһаҗир уйғурларниң нопуси нисбәтән көп болған дөләтләрдин биридур. Униң үстигә өзбекистанниң пәрғанә вадиси өткән әсирниң башлирида муһаҗирәттики шәрқи түркистан азадлиқ һәрикитиниң мәркәзлиридин бири болған. Шуңа, совет иттипақи парчиланғандин кейин, хитай һөкүмити өзбекистан билән мунасивитини яхшилап, өзбекистандики уйғурларни тизгинләшниң йолини тутқан.
2011-01-03
Түркийә бүйүк бирлик партийиси баш катипи мустафа дәстичи билән бүйүк бирлик партийиси муавин башлиқи метин гүндоғду партийә мәркизидә хитайниң әнқәрәдә турушлуқ әлчиханиси сиясий ишлар мудири шяв җүнҗең башчилиқидики һәйәтни қобул қилди.
2011-01-03
Мәркизи истанбулға җайлашқан уйғур академийисиниң уюштуруши билән 2011 - йили 1 - айниң 1 - күни, истанбулдики баби аләм хәлқаралиқ оқуғучилар уюшмисиниң йиғин залида, уйғур академийә қурулғанлиқиниң бир йиллиқини тәбрикләш мурасими өткүзүлди.
2011-01-03
“явропа шәрқий түркистан маарип җәмийити” голландийидә яшаватқан уйғур қериндашларниң миллий вә диний қаидә-йосунлириға алақидар еһтияҗлирини қамдап келиватқан болуп, бу қетимму, мунасивәтлик баянлардин кейин, муңлуқ қираәт билән вәтән ичи-сертида вапат болуп кәткән қериндашларниң һазисиға тәсәлли бәрди вә дуа-тәкбирлири билән рәсмийәтлик йосунлирини бәҗа кәлтүрди.