Архип
2011-01-21
Шималий африқа дөлити болған туниста, хәлқниң ишсизлиқ вә парихорлуққа қарши бир айға йеқин давам қилған наразилиқ һәрикәтлири нәтиҗисидә, мәзкур дөләтни 23 йил диктаторилиқ билән башқурған президент зәйнәл абидин бин алий қаттиқ-юмшақ васитиләр ишқа яримиғандин кейин, ахири сәуди әрәбистаниға қечишқа мәҗбур болди.
2011-01-21
Сәуди әрәбистани дөләт радиоси тәркибидики түркистан бөлүми 1982-йили уйғур елидин кәлгән муһаҗир өлималарниң иш башлиши билән аңлитиш башлиған.
2011-01-21
Әслидә 2011-йили 2-айниң 2-күнидин 8-күнигичә америкиниң пайтәхти вашингтонда ечиш қарар қилинған “шәрқий түркистан уйғур алий кеңиши” йиғини бәзи обйектип қийинчилиқлар түпәйлидин кечиктүрүлди.
2011-01-20
Америка президенти барак обама чаршәнбә күни ақсарайда кәчлик зияпәт берип, вашингтонда зиярәттики хитай дөләт рәиси ху җинтавни қизғин күтүвалди. Бу ху җинтавниң америка зияритиниң әң юқири пәллисидур.
2011-01-20
Хитай дөләт рәиси ху җинтавниң америка зиярити һарписида, хитайниң кишилик һоқуқ хатириси әһвали йәнә қайтидин ахбарат васитилириниң қизиқ нуқтисиға айланди.
2011-01-20
"Тән җазасиға қарши шаһитлар" тәшкилати, паалийитини башлиған күнидин буян америка һөкүмитиниң гүәнтанамо түрмисини тақиветиши үчүн һәрикәт елип барған.
2011-01-20
1-Айниң 8-күни таҗикистан хәвпсизлик хадимлири тәрипидин тутуп кетилгән әхмәт рәшиди, абдулхәмит давутоғлу вә кәмал өмәроғлу қатарлиқ 3 уйғур түркийә граждани болуп, узун йиллардин бери таҗикистанда тиҗарәт қиливатқан икән.
2011-01-20
19-январ, д у қ баш муавин рәиси, түркийә шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийитиниң башлиқи сейит түмтүрк әпәнди явропада елип берилидиған дуня уйғур қурултийиниң 7 дөләттики зиярити үчүн голландийигә кәлди.
2011-01-20
Хитай уйғур елини идарә қилишта, бир тәрәптин зор миқдардики қорал күчигә таянса, йәнә бир тәрәптин кәң көләмдики тәшвиқат васитилиригә таянмақта.
2011-01-19
Уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим, бүгүн 19-январ чүштин кейин саәт 1:00 дә, америка дөләт мәҗлисиниң вашингтон шәһиридики ребреен бинасида ечилған мухбирларға баянат бериш йиғинида уйғур мәсилисини аңлатти.
2011-01-19
18-январдин башлап вашингтонда үч күнлүк рәсмий зияритини башлиған хитай рәиси ху җинтав, бүгүн 19-январ, президент обама билән ақсарайда сөһбәттә болди.
2011-01-19
Америка президенти барак обама хитай дөләт рәиси ху җинтав америкиға йетип кәлгән күнниң әтиси ақсарайниң қорасида мурасим өткүзүп, мәзкур хитай рәһбирини күтүвалди.
2011-01-19
15 Йилниң алдида бир пакистанлиққа той қилип, пакистанниң пишавур шәһиригә йәрләшкән бир уйғур аял, өткән йилниң бешида аилә зораванлиқиға учриғанлиқтин өйидин қечишқа мәҗбур болған.
2011-01-19
Әркин әкрәм әпәнди шәрқий асиядики нурғун дөләтләрниң бир-бири билән қуруқлуқ яки деңиздики чегра мәсилисидә тарихтин буян талаш-тартиш вә ихтилап пәйда қилип кәлгәнликини баян қилди.
2011-01-18
Хитай дөләт башлиқи ху җинтавниң америка зиярити башлиниш алдида туруватқан бир пәйттә хитайниң кишилик һоқуқ хатириси әһвали йәнә қайтидин ахбарат васитилириниң қизиқ нуқтисиға айланди.