Архип
2011-10-19
Хитай һөкүмитиниң сияситини тонуп йәткән бәзи уйғур яшлири ичидә юқири мааш билән тәминлинидиған “хитай сақчиси” болушқа виҗдани йол қоймай ишсиз қелишқа рази бөлүватқанлириму бар.
2011-10-19
“бошүн” тор бекитиниң 18-өктәбир күнидики хәвиридә, бейҗиңда хитай сақчилири тәрипидин “террорист” дегән төһмәт билән тутуп кетилгән аялниң уйғур елидин икәнлики баян қилинған.
2011-10-19
Гуаңдуң өлкисиниң фошән шәһиридә йеқинда 2 яшлиқ бир қиз бала қатнаш вәқәсигә йолуққан; вәқәдә икки машина қизни арқа-арқидин бесип өтүп қечип кәткән.
2011-10-19
Б д т тән җазасиға қарши туруш комитетиниң алаһидә тәкшүрүш әмәлдари җуан мәндәз б д т ни дөләтләрниң мәһбусларни ялғуз кишилик камириға солаш тәдбирини чәкләшкә чақирған.
2011-10-19
Йеқиндин бери чәтәлгә чиққан уйғурлар ичидә һәр саһәдә мувәппәқийәткә еришиватқан уйғурларниң сани барғансери көпәймәктә.
2011-10-19
Йеқиндин буян пакистан вә һиндистан ахбаратлирида, һиндистан хитайниң пакистандики әскәрлиридин вә улариниң һиндистанға һуҗум қилиш еһтималлиқидин әндишә қиливатқанлиқи тоғрисида учурлар тарқалмақта.
2011-10-18
Үрүмчи полат завутиниң ишчиси айгүзәл завутниң юқири һарарәтлик сехида узун муддәт ишлигәнлики үчүн, саламәтлик әһвалида уштумтут өзгириш пәйда болуп, өйидә бирқанчә күн һошсизлинип йетип қалған.
2011-10-18
Роһий кесәлләрниң саниниң давамлиқ ешип бериши, роһий сағламлиқ мәсилисиниң уйғур җәмийитидә әһмийәт беришкә тегишлик бир мәсилә икәнликидин сигнал бәрмәктә.
2011-10-18
Америкида давамлишиватқан “валл стритни ишғал қилиш” һәрикити һазир пүтүн дуняға кеңәйди. Бу намайиш өткән шәнбә күни пүтүн дуня миқясида 900 дин артуқ шәһәрдә йүз бәрди.
2011-10-18
Өсмүр балиларни оғрилап сетиш мәсилиси хитайда нөвәттә барғансери еғирлишип бериватқан болуп, бу хил вәзийәт хитайдики ата-аниларни қаттиқ әндишигә салмақта.
2011-10-18
Канада көчмәнләр министири җәйсон кенней канаданиң ванковер шәһиридә турушлуқ сиясий паалийәтчи өмәрҗан әпәнди қатарлиқ 4 нәпәр уйғурни қобул қилди.
2011-10-18
Хитай кейинки вақитларда қуран кәримини һечқандақ бир исламий органниң рухситини алмастин, пәқәт пул тепиш мәқсити билән бесип ислам әллиридә базарларға салған.
2011-10-17
Өткән һәптә қарамай шәһәрлик 2-оттура мәктәптики бир түркүм уйғур оқуғучилар билән хитай оқуғучилар арисида тоқунуш йүз берип, нурғун оқуғучи яриланған.
2011-10-17
Йеқинда австралийидә хәлқара кәчүрүм тәшкилати қурулғанлиқиниң 50 йиллиқи хатириләш мурасимиға дуня уйғур қурултийиниң рәһбири рабийә қадир ханимму тәклип билән қатнишип, муһим сөз қилған.
2011-10-17
Германийидики “шәрқий түркистан күлтүр мәркизи” 2011-йиллиқ франкфорт китаб йәрмәнкиси мунасивити билән уйғур вәзийити һәққидә тонуштуруш паалийити елип барған.