Архип
2011-11-30
Биз бүгүн йәнә гумида 12 уйғурниң өлүмигә сәвәб болған аччиқсудин зәһәрлиниш вәқәси һәққидә йеңи игиләнгән учурларни диққитиңларға сунимиз.
2011-11-30
2009-Йили июлдин хитай түрмисидә йетиватқан нурул ислам шәрбаз түрмидики һәрхил қейин-қистақ вә начар муһит түпәйли қаза қилған.
2011-11-30
Б д т кишилик һоқуқ йиғинида уйғур аяллириниң из-дерәксиз йоқап кетиш әһвали, уйғур қизлириниң өлүмгә вә муддәтсиз қамақ җазасиға учраш әһваллири...Һәққидә мәлумат берилди.
2011-11-30
Хитайда муһит булғиништин, сахта йемәкликләрдин, сахта дорилардин келип чиқиватқан кесәлликниң үстигә, сахта давалаштин келип чиқиватқан кесәлликләр қошулуп хитай пуқралирини зар қақшатмақта.
2011-11-30
Түркийә һөкүмити сүрийә хәлқигә қолидин кәлгән барчә инсаний ярдәмләрни қилип келиватқан йеганә дөләт һесаблиниду.
2011-11-29
Рабийә қадир ханим башчилиқидики дуня уйғур қурултийи рәһбәрлири б д т чақирған 4-нөвәтлик аз санлиқ милләтләр мунбири йиғиниға қатнашмақта.
2011-11-29
Уйғур елидә тунҗи әйдиз вируси билән юқумланғучи 1995-йили байқалған иди, һазирғичә уйғур елидә бу ваба билән юқумланғучилар йилиға 15% тин көпийип бармақта.
2011-11-29
Мәркизи комитет сиясий бюрониң даимий әзаси җу йүнкаң уйғур ели даирилириниң барлиқ күчини ишқа селип, 2012-йилида уйғур елиниң муқимлиқиға капаләтлик қилишини тәләп қилған.
2011-11-29
Мисирлиқлар 2011-йили 28-ноябир күни һакимийәтни әскәрләрниң қолидин елип хәлқниң қолиға өткүзүш йолида тунҗи қетим әркин нәпәс билән парламент сайлимида аваз бериш паалийитигә актиплиқ билән қатнашти.
2011-11-28
Уйғур район даирилири 27 - ноябир күни 3 - нөвәтлик қош тиллиқ маарипи муһакимә йиғинини чақирип, қош тиллиқ маарипни җәнубта, болупму йеза - қишлақларда күчәйтип омумлаштуруш, қош тиллиқ оқутқучи йетишмәслик мәсилисини тездин һәл қилишни орундашқа тегишлик асасий нишан қилип бекиткән. Йиғинда йәнә, аз санлиқ милләтләр көп олтурақлашқан районларда әмәлий әһвалға асасән бир қисим миллий синипларни сақлап қелишқа болидиғанлиқи оттуриға қоюлған болуп, қош тил маарипиниң уйғур елидики иҗра қилиш әмәлийитигә мас кәлмигән бу сөз мутәхәссисиләрниң диққитини тартмақта.
2011-11-28
Америка - пакистан мунасивити бу йил киргәндин буян илгириләп өткүрлишишкә башлиди. Әл - қаидә рәһбири бин ладинниң бу йил 5 - айда америка алаһидә һәрикәт қисимлири тәрипидин исламабад әтрапидики мәхпий туралғусида өлтүрүлүши икки тәрәп мунасивитини әң соғуқ нуқтиға чүшүрүп қойған иди. Бирақ ш а ә т қисимлири тикучариниң өткән шәнбә күни пакистан чегра қоғдаш понкитини бомбардиман қилип, пакистан қисимлирини зор чиқимдар қилиши бу мунасивәтни илгириләп өткүрләштүрүвәтти. Анализчилар бу вәқә пакистанни хитайға илгириләп йеқинлаштуридиғанлиқини илгири сүрмәктә.
2011-11-28
Америка президенти обаманиң йеқинқи асия зиярити вә америкиниң асияға қаратқан сияситидики өзгиришләрдин кейин хитайда бу һәқтә һәрхил инкаслар қозғалған иди.
2011-11-28
2011 - Йили 11 - айниң 25 - күни истанбулда қурулған“шәрқий түркистан меһри - шәпқәт вә һәмкарлиқ җәмийити”ни тонуштуруш паалийити истанбулниң фатиһ районидики әли әмри мәдәнийәт мәркизиниң йиғин залида өткүзүлди.
2011-11-28
Германийә әдлийә органлири қолға чүшүргән төт нәпәр сахта пул ясиған хитай содигәрлири 28 - ноябирдин башлап франкфурт сот мәһкимиси тәрипидин сотлинишқа башлиди.
2011-11-28
Йеқинда русийиниң петирбург шәһиридә шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң нөвәттики йиғини өткүзүлгән болуп, қирғизистан мәтбуатлирида бу һәқтә мулаһизә мақалилири елан қилинди. Мулаһизичиләр, йиғин үч хил күчләргә қарши туруш намида әмәлийәттә уйғурларниң мустәқиллиқ күришини бастурушни мәқсәт қилған дәп көрсәтмәктә.