Архип
2011-11-28
Әрәб дөләтлири иттипақиға әза дөләтләр ташқи ишлар министирлириниң 2011 - йили27 - ноябир йәкшәнбә күни мисир пайтәхти қаһирә шәһиридә чақирилған чоң йиғинида, сүрийигә җаза қоллиниш қарари рәсмий елан қилинди.
2011-11-28
Тарихтин мәлумки, совет вә хитайниң шәрқий түркистан хәлқлириниң азадлиқ күришини тунҗуқтуруш мәқситидә тил бириктүрүши вә шуниң арқисида әмәлгә ашурулған шәрқий түркистан җумһурийити рәһбәрлириниң 1949 - йилниң авғуст ейидики аталмиш “айроплан паҗиәси” вәқәсидин кейин, көп вақит өтмәйла, йәни 10 - октәбир күни хитай хәлқ армийиси қисимлири һечбир қаршилиқсиз уйғуристан йеригә бесип киргән иди. Шәрқий түркистан җумһурийити миллий армийисини пәйдин - пәй йоқитиш пиланини әмәлгә ашуруш мәқситидә хитай коммунистик түзүми 1950 - йилниң бешида уни хитай хәлқ азадлиқ армийисиниң 5 - корпусиға өзгәртип, униң икки дивизийиси қисимлирини мәмликәтниң һәр хил районлириға тарқитиветиш арқилиқ улар арисидики алақини тамамән үзүвәткән.
2011-11-25
Хитайниң юқири дәриҗилик һөкүмәт органлири, гума наһийисидә йүз бәргән зәһәрлик аччиқсу вәқәси һәққидә асаси қатлам рәһбири кадирлириниң билишкә тегишилик учурларни билиш, билишкә тегишлик болмиған учурларни соримаслиқини тәшәббус қилған. Ундақта хитай һөкүмити тәкитләватқан вәқәдики билишкә тегишлик болмиған учурлар қайси учурлар?
2011-11-25
11 - Айниң 25 - күни японийиниң токйо шәһиридики такишоко үниверситетида “асияда демократийини илгири сүрүш” йиғини рәсмий башланди. Икки күн давамлишидиған бу йиғинға японийә, тәйвән, сингапор, вейтнам, непал, берма, демократ хитайлар, тибәт, моңғуллардин болуп 10 дөләттин кәлгән паалийәтчи вә мутәхәссисләр қатнашмақта.
2011-11-25
Түркийидә яшайдиған уйғурлар вә аммивий тәшкилатлар йеқиндин буян шәрқий түркистан мәсилисни күнтәртипкә кәлтүрүш үчүн көпләп йиғин - мурасим уюштуруш, намайиш қилиш, көргәзмә ечиш дегәнгә охшаш паалийәтләрни елип бармақта. Униңдин башқа йәнә радио - телевизийә программиларға қатнишип уйғурларниң мәсилисни аңлитип кәлмәктә.
2011-11-25
Хитайдики тәрәққи қилған шәһәрләрдә ишчиларниң иш ташлаш һәрикәтлири әвҗ елип, намайишлар көпәймәктә вә завут мәсуллири билән ишчилар, ишчилар билән сақчилар арисидики тоқунушлар барғансери күчәймәктә.
2011-11-25
Йеқинда хитайда 29 өлкә, шәһәр, аптоном райондики 170 шәһәрни қаплиған йәр асти сахта дориларни ишләпчиқириш, сетиш дилоси паш болди. Мәмликәттики 3700 дин артуқ дора дуканлири бу дилоға четилған болуп, 1800 гә йеқин адәм қолға елинған. Ениқланған ялған дориларниң омуми соммиси 2милярд йүәндин ешип кәткән.
2011-11-25
Тунис дин башланған әрәб баһари һәрикитиниң шиддәтлик долқунлири арқа - арқидин ғәлибә қилип, тунис, ливийә, йәмән.... Мисир қатарлиқ дөләтләрдики диктаторларниң тәхтини сүпүрүп ташлиди, дейилгән иди. Һалбуки мисир хәлқиниң қайтидин намайишқа тәшкиллиниши бу һөкүмниң техи балдур икәнликини көрсәтмәктә. Нөвәттә бу районларда қайтидин шәкиллиниватқан хәлқниң ирадисигә хилап һалдики бу қурулмиларниң маһийити 20 - әсирниң алдинқи йеримида түрлүк сиясий оюнларни баштин кәчүргән уйғур хәлқиниң трагедийилирини әскә салмақта.
2011-11-25
2011 - Йили 26 - ноябир шәнбә күни барчә ислам әллири үчүн һиҗрийә йилиниң йил беши күни болуп, 1433 - һиҗрийә йилиниң 1 - күни башлиниду. Дуняниң һәр қайси җайлиридики мусулманлар уни күтүвелиш тәйярлиқида болмақта.
2011-11-24
12 Кишиниң өлүми, йүз нәччә кишиниң зәһәрлиниши 27 миң нопуслуқ санҗу йезисиға нисбәтән ейтқанда, толиму зор вә паҗиәлик бир вәқәдур. Зиянкәшликкә учриғучиларниң һәммиси, йеза базиридики мутәллип бәрди исимлик бир ләңпуңчидин ләңпуң йигән яки униңдин аччиқсу алған. Бүгүн мухбиримиз мәзкур ләңпуңчи мутәллип бәрди билән телефон сөһбити өткүзүп, вәқәниң шу күнки җәряни вә ақивити һәққидә мәлумат игилиди.
2011-11-24
Түркмәнистан президенти қурбангүли бәрдимуһәммәдовниң бу нөвәтлик хитай зиярити җәрянида икки дөләт арисида хитайни тәбиий газ билән тәминләшни көпәйтиш келишими һазирланди. Әгәр келишим әмәлийләшсә, түркмәнистан хитай еһтияҗлиқ болған тәбиий газ сәрпиятиниң йеримини тәминләйдиған дөләткә айлиниду. Анализчилар бу хитайниң оттура асия енергийә тәминатиға тайинишини күчәйтидиғанлиқини илгири сүрмәктә. Төвәндә мухбиримиз әркин мәлумат бериду.
2011-11-24
Йеқиндин буян хитай тор бәтлиридики муназириләрдә, сабиқ хитай рәиси мав зедуңниң башқиларниң иҗадий әмгикини өзиниң қиливалған қәләм оғрисила әмәс, бәлки униң “мавзедуң идийиси” дәп мәдһийилиниватқан һәрбий тактика һәм пәлсәпиви қарашлириниңму, әмәлийәттә башқиларниң икәнлики оттуриға қоюлди.
2011-11-24
Хитай ахбарат вастилири уйғур вәтинидики аһалиләрниң үчтин бириниң ичимлик су мәсилисиниң техи һәл болмиғанлиқини елан қилмақта.
2011-11-24
19 - Ноябир күни германийиниң әссән шәһридә 27 - нөвәтлик түрк қурултийи чақирилған. Қурултайға түркийиниң сабиқ баш министир муавини дәвләт бағчели әпәнди, көп санда парламент әзалир, германийидики һәр саһәдики түркләрдин болуп 10 миң әтрапида киши қатнашқан. Қурултайда түркийиниң қәйсәри вилайитидә нәширдин чиқиватқан “истиқлал” гезитиниң германийидә турушлуқ гезит тарқитиш вәкили җәлаләттин батур әпәнди мәхсус бөлүм ечип уйғурларни тонуштурған.
2011-11-24
Қирғизистандики уйғурлар арисида тәнтәрбийә түрлири буйичә алаһидә нәтиҗә қазанған яшлар көпәймәктә. Йеқинда окраинаниң ялта шәһиридә өткүзүлгән бир қетимлиқ мусабиқидә сәрдар давутоф әркин муштлишиш бокис түри буйичә күмүш медалға еришип, уйғурларни дуняға тонутушта алаһидә рол ойниған.