Архип
2011-11-22
Илзат аббас 1950 - йилларда хитай - совет мунасивити бузулуп, шималдики 3 вилайәт хәлқи кәң көләмлик сабиқ совет иттипақиға қечиш дәвридә қирғизистанға чиқип олтурақлишип қалған уйғур муһаҗирлиридин болуп, бешкәктики уйғур җамаәт паалийәтчилиридин бири болған мәрһум, нөвитидә у йәнә сабиқ ш т җ һөкүмитиниң әзаси абдукерим аббасниң җийәни иди.
2011-11-21
Үрүмчи һөкүмәт даирилири, үрүмчи тәвәсидики җәмий 234 кәпилик өйләр районлирини үч йилда чеқип болуш, бәш йилғичә түзәп болушни 2010 - йили рәсмий пиланға киргүзгән иди, үрүмчи хәвәр торлиридин мәлум болушичә, үрүмчидә уйғурлар зич олтурақлашқан кәпилик мәһәллиләрни чеқиш мәзкур пиланлиқ қурулуш башлиништин илгирила башланған шундақла бу пилан йүргүзүлүшниң алди - кәйнидә вә һазирға қәдәр, бу хил кәпилик өй вә мәһәллиләрни көчүрүш вә чеқишқа мәсул хитай кадирларниң еғир дәриҗидә парихорлуқ җинайәтлири давам әткән.
2011-11-21
Асия вақти гезитидә мухбир палома роблес тәрипидин елан қилинған “ бейҗиңдики һаят уйғурларға хирис қилмақта” мавзулуқ мақалидә, бейҗиңда һәрхил сәвәбләр билән туруватқан вә рәсмий болмиған рәқәмләргә асасланғанда бир қанчә миңдин ашидиған уйғурларниң мәсилилири әкс әттүрүлгән.
2011-11-21
Америка дөләт мәҗлиси америкида сода қилидиған хитай телефон алақә ширкәтлирини тәкшүрүп, уларниң америкиға тәһдит селиватқан - салмайватқанлиқи тәкшүридиғанлиқини елан қилди.
2011-11-21
Обаманиң бу нөвәтлик асия зияритидики мәйдани вә униң асия сияситидики җиддий өзгиришләр һәққидә һәр хил муназириләр қозғалди. Буниң ичидә диққәтни әң тартидиған мулаһизиләрниң бир қисимни бәзи хитай мулаһизичиләр оттуриға қойди.
2011-11-21
Америка йеқинда сенгапорға әң заманиви урушчи парахоттин иккини әвәтти вә һазир сенгапор билән мәңгүлүк һәрбий база қуруш келишиминиң ахириқи рәсмийәтлирини өтәватиду. Бу, америкиниң австралийидә деңиз армийә базиси қуруп болғандин кейинки йәнә бир йеңи һәрикити.
2011-11-21
Аталмиш уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт һәйити уйғур нахша - уссул өмики билән истанбулға келип бәзи уйғур вә қазақ оқуғучиларға оқуш пули тарқатти вә 11 - айниң 18 - 19 - күнлири истанбулниң йенибосна районидики профессор мүмтаз тархан иҗтимаи пәнләр толуқ оттура мәктипиниң залида икки мәйдан оюн қойди.
2011-11-21
2011-Йили 11-айниң 19-20- күнлири ислам дуняси аммивий тәшкилатлар бирликиниң уюштуруши билән истанбулдики инсан вә мәдәнийәт мәркизиниң йиғин залида испанийиниң мусулманлар тәрипидин фәтһи қилинғанлиқиниң 1300-йили мунасивити билән хәлқаралиқ бир йиғин уюштурулди.
2011-11-21
Бу йил яврупада гретсийидин башланған қәрз кризисиниң италийигә йейилиши, америка вә ғәрб әллириниң омумйүзлүк иқтисади вә қәрз кризисиға петип қелиши қатарлиқ сәвәбләр түпәйлидин яврупа иттипақи, иқтисади гүллиниш басқучида туриватиду дейиливатқан хитайниң ярдимигә тайинип бу қийинчилиқлардин чиқип кетишни үмид қилған иди. Бирақ чәтәл мәтбуатлири йеқинда хитай пул - муамилә саһәсиниң интайин еғир хәвп - хәтәргә дүч келиватқанлиқини хәвәр қилишти.
2011-11-18
Пәйшәнбә күни әркин асия радиосиниң вашингтондики хизмәт бинасида әркин мәзкур радио қурулғанлиқиниң 15 йиллиқини хатириләш паалийити өткүзүлди.
2011-11-18
“җәнубий асия дөләтлири бирләшмиси” ниң дөләт башлиқлири йиғини бүгүн һиндонезийиниң бали арилидики нуса дуа сәйлигаһида башланди. Бу йиғин америка билән хитай оттурисидики җиддийлик туманлири ичидә қалди.
2011-11-18
2011-Йили 16-ноябир голландийиниң дәнһах шәһиригә җайлашқан парламент бинаси алдида зулумға қарши бирлик сәп намайиши елип берилди.
2011-11-18
Йеқинда түркийидә чиқидиған “күн нури” намлиқ гезитниң 17-ноябирдики санида “шәрқий түркистанда өлүм” дегән темида бир обзор елан қилинди. Бу обзорни язғучи р. Митһат йилмаз әпәнди язған.
2011-11-17
Он йилдин артуқ зәһәр чәкләш нәтиҗисидә уйғур елидә яш өсмүрләр арисида зәһәр чәккүчиләр сани нисбәтән контрол қилинған болсиму әмма зәһәр содиси йәниму йошурун һаләткә өткән.
2011-11-17
Қарамайдики барлиқ қара нопус хитайларниң пәрзәнтлири уйғур оттура мәктәпкә орунлаштурулғанлиқи үчүн мәктәпниң тәртип интизамидин башқа, оқу-оқутуш нәтиҗисиму арқида икән.