Архип
2011-11-11
Қирғизистан уйғурлири 1933-йили қәшқәрдә қурулған шәрқи түркистан ислам җумһурийитиниң 78 йиллиқи вә 1944-йили ғулҗида қурулған шәрқи түркистан җумһурийитиниң 67 йиллиқи хатириләнди.
2011-11-11
Бешкәктики шәрқи түркистан җумһурийәтлирини хатириләш паалийитидә вәтәнпәрвәрлик һәмдә милләтпәрвәрлик тәрбийиси елип беришниң муһим әһмийити тәкитләнди.
2011-11-11
Бүгүнки учурлардин қариғанда, хитай явропаға мәбләғ селиш үчүн оттуриға қойған сиясий шәртләрниң һәммисини явропа бирлики кәскин рәт қилған.
2011-11-10
Хитай дөләт ишлар кабинти бу йил 6-айда хәлқ қурултийиға қанунға қанун лайиһиси сунуп, хитай җинайи ишлар дава қануниға түзитиш киргүзүшни оттуриға қойған иди.
2011-11-10
Йеқинқи йиллардин буян хитай һөкүмитиниң һәр хил васитиләр арқилиқ, диний етиқадни чәклишигә қаримай, уйғурлар арисида диний етиқад барғанчә күчәйгән.
2011-11-10
Уйғур хәлқиниң сәнәт пешвалиридин атақлиқ композитор, маһир чалғучи, муқамчи һүсәнҗан җами ака 2011-йили 11-айниң 8-күни 87 йешида аләмдин өтти.
2011-11-10
Канада федерал сот мәһкимиси канада һөкүмитиниң әң назук оргиниға орунлашқан бир нәпәр хитай җасус гумандариниң канадада хитай җасуслири билән изчил мунасивәт қилғанлиқини вә униң канадада һөкүмәт орунлирида хизмәт қилиш салаһийитиниң йоқлуқини билдүрди. Сот мәһкимисиниң бу һөкүми җасуслар мәсилисидә хитай даирилиригә бир агаһландуруш һесаблиниду.
2011-11-10
Йеқинқи йиллардин бери хитай һөкүмити түркийә, пакистан, австралийә вә оттура асия түркий җумһурийәтлири қатарлиқ дөләтләрдики уйғур вә қазақлардин өмәк тәшкилләп хитайни вә уйғур диярини екскурсийә қилдурмақта.
2011-11-10
Һейт күнлири һәммә милләт үчүн шадлиқ вә хушаллиқ күнләр болуп, һәр милләтниң һейт өткүзүш адити пәрқлиқ болиду.
2011-11-09
Қарамай 2 -оттура вәқәсидә яриланған уйғур оқуғучилардин нусирә аблимит вә башқилар 13 -өктәбир күни йүз бәргән оқуғучилар тоқунуш вәқәсиниң җәряни һәққидә тохталди
2011-11-09
Или областиниң нилқа наһийисидин радиомиз зияритини қобул қилған уйғурларниң билдүрүшичә, бу йил 8-ай рамизан мәзгилидә нилқа наһийисидә бирқисим яшлар “ қанунсиз диний паалийәт билән шуғулланди” дегән җинайәт артилип тутқун қилинған.
2011-11-09
Хитайдики бәш чоң алтун ширкитиниң бири болған хенән лиңбав алтун пай ширкити, или областиниң ғулҗа наһийисидики алтун каниға күнигә 300 тонна алтун хилланған родисини бир тәрәп қилалайдиған алтун тавлаш түригә мәбләғ салған болуп, бу келәр йили 10 -айда пүткәндин кейин, йилиға 5 тонна алтун ишләпчиқиралайдиған әң чоң алтун тавлаш карханисиға айлинидикән.
2011-11-09
Бүгүн, йәни 9 - ноябир “ дуня әркинлик күни” . Бу мунасивәт билән д у қ рәиси рабийә қадир ханим сөһбәт елан қилип, ғәрб әллирини уйғурларниң әркинлик күришини қоллашқа чақирди.
2011-11-09
Торонтода қурулған уйғур яшлар комитети, бу йиллиқ қурбан һейтни тәбрикләш йүзисидин, 6-ноябир қурбан һейт күни кәчтә торонто шәһиридә айәм шатлиқи сәнәт кечилики өткүзди. Канаданиң һәрқайси нуқтилиқ университетлирида билим еливатқан уйғур яшлири орунлиған долан мәшрипи торонто шәһиридә яшаватқан уйғурлар тәрипидин гүлдүрас алқиш садалири билән қарши елинди.
2011-11-08
13-Өктәбир күни қарамай 2-оттура мәктәптә йүз бәргән оқуғучилар миллий тоқунуш вәқәсидин кейин, 17-өктәбир күни уйғур ата-аниларниң топлишип наразилиқ билдүрүш һәрикити йүз бәргән.