Архип
2011-04-07
Һиндистан генерали к.Т. Парнайк, кәшмирдә хитай әскәрлириниң мәвҗутлуқидин әндишә қиливатқанлиқини ипадилиди вә кәшмир районлириға хитай көп санда әскәр орунлаштуруватқанлиқидин агаһландуруш бәрди.
2011-04-07
Голландийидики мусапирлар ишлириға мәсул хадимлар вә адвокатлар уйғур мусапирларға қануний һәқ-һоқуқлар һәққидә сават беришкә әһмийәт бәрмәктә.
2011-04-06
Хәлқара кәчүрүм тәшкилати испанийә шөбисиниң 2010-йиллиқ инсан һәқлири доклатини елан қилиш йиғинида рабийә қадир ханим мухбирларниң асаслиқ зиярәт обйекти болған.
2011-04-06
Йеқинда америкиниң мариланд штатидики бир муһит көзитиш оргини һава тәркибидики радиоактип зәрричиләрниң туюқсиз көпийип, нормал әһвалдин ешип кәткәнликини байқиған иди.
2011-04-06
Хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири һәм ғәрб дөләтлири хитай һөкүмитини әйибләп, сәнәткар әй вейвейни қоюп беришкә чақирған иди.
2011-04-06
Өткәнки программимизда түркийидә оқуш пурсити һәққидә вә түркийиниң 1992-йилидин бери елип бериватқан түркий милләтләрдин оқуғучи әкелип оқутуш сияситидин уйғурларниң қандақ пайдилиниши керәклики һәққидә тохталған идуқ.
2011-04-05
Әмдила австралийә зияритини тамамлиған уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханим испанийигә қаратқан зиярәт паалийәтлирини башлиди.
2011-04-05
Хитайниң хебей, әнхуй қатарлиқ өлкилиридә кан ечилиши сәвәбидин терилғу йәрлиридин айрилип қалған деһқанлар өткән һәптидин башлап наразилиқ намайиши қилған.
2011-04-05
Бүгүн ливийә аридин 3 һәптә өткәндин кейин тунҗи қетим нефит експортини башлиди. Әмма, нефит експортини қиливатқанлар казафий һөкүмити әмәс, бәлки исянчилардур.
2011-04-05
Австралийә шәрқи түркистан җәмийитиниң уюштуруши билән аделайдтики уйғурлар 5-апрел күни “барин инқилаби” ниң 21 йиллиқини хатирилиди.
2011-04-05
Түркийә дөләтлик оқуш мукапати билән түркийидә оқуш пурсити тоғрисида тәпсилий мәлуматлар көпәймәктә.
2011-04-04
Хитай мәтбуатлирида аталмиш қоштил маарипиниң әвзәлликлири тәшвиқ қилинип, хәвп-хәтири вә уйғурларға елип келидиған қийинчилиқлири қәстән һалда нәзәрдин сақит қилинмақта.
2011-04-04
Хитай сақчи даирилири йәкшәнбә күни мәшһур хитай өктичиси әй вейвейни бейҗиң айродромида тутуп қалғандин бери, униң һазирға қәдәр из-дерики елиналмиди.
2011-04-04
Хитайниң 2010-йиллиқ дөләт мудапиә ақ ташлиқ китабида хитай дөләт мудапиәсиниң мәқсити, вәзиписи вә шундақла һәрбий расхотлириниң ишлитилиш орни һәққидә мәлуматлар берилгән.
2011-04-04
Әнқәрәдә паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийитиниң уюштурушида барин инқилабиниң 21-йиллиқи мунасивити билән шеһитләрни хатириләш йиғини чақирилди.