Архип
2011-05-20
Бәшкәктики уйғурлар вашингтонда өткүзүлгән хәлқара уйғур алий кеңиши йиғининиң роһини йәткүзүш паалийити давамида уйғурларниң кәлгүсигә даир мәсилиләр бойичә муһакимә қилди.
2011-05-19
Ноғайту йезисида йәрлири мәҗбурий сетилған деһқанлар өзи сатқан йәргә берилгән төләм пулиниң аран 50% игә еришәлигән.
2011-05-19
Хитай һөкүмити шинҗаңға ярдәм бериш хизмити ихтисаслиқлар, техника, башқуруш, мәбләғ қатарлиқларни өз ичигә алған шинҗаңға омумйүзлүк ярдәм бериштур дәп көрсәтти.
2011-05-19
Чен биңдениң, хитай америкиға тәһдит салалайдиған иқтидарда әмәс, дегән сөзиниң бәзи америка дөләт мәҗлис әзалириға тәсир көрситәлмигәнлики мәлум.
2011-05-19
Хитай бүгүн, далай ламаниң сиясий әмәлләрдин ваз кечип, тибәткә қайтип бериш вә муһаҗирәттики тибәтләр йеңидин сайлап чиққан вақитлиқ һөкүмәт билән сөһбәт өткүзүш мумкинчиликини чәткә қақти.
2011-05-18
Уйғур районида хитай ширкәтлириниң йәрлик һөкүмәт даирилири билән бирлишип “һалқима тәрәққият пилани” намида, деһқанларни терилғу йәрлирини сетишқа мәҗбурлаш қилмиши барғанчә еғирлашмақта.
2011-05-18
Америкида ечилған шәрқи түркистан уйғур алий кеңишидә сөзләнгән муһим лексийиләрдин бири профессор алимҗан инайәтниң “өз тәқдирини өзи бәлгиләш һоқуқи вә шәрқи түркистан мәсилиси” намлиқ лексийисидур.
2011-05-18
Көзәткүчиләр явропа кеңишиниң рәиси ромпуйниң бүгүн шаңхәйдики бир хәлқара сода мәктипидә нутуқ сөзләп, қанунниң ролини тәкитлиши хитайға берилгән бир агаһландуруш, дәп көрсәтмәктә.
2011-05-18
Истанбулда 5-айниң 18-күнидин 22-күнигичә өткүзүлидиған өй тоқумичилиқ буюмлири йәрмәнкисигә хитай ширкәтлирини қатнаштурмаслиқ қарар қилинған.
2011-05-18
Мәвланә хәлқаралиқ оқуғучилар җәмийитиниң уюштуруши билән хәлқаралиқ оқуғучилар учришиш вә мәдәнийәт көргәзмиси өткүзүлди.
2011-05-17
Түнүгүн бейҗиңдики 30 ға йеқин уйғур әрздар хитай компартийиси сиясий қанун комитетиниң дәрвазиси алдида топлишип олтурувелип, өз әрзлирини тездин бир тәрәп қилишини тәләп қилған.
2011-05-17
Ху җинтав “шинҗаңниң һалқима тәрәққияти вә әбәдий әминликни илгири сүрүп, шинҗаң хизмитидә үзлүксиз йеңи вәзийәт яритайли” дәп йолйоруқ бәргән иди.
2011-05-17
Хитайниң хәлқ гезити кисингирни, хитай хәлқиниң қәдинас дости десә, ню-йорк таймис гезити униң баянлирини, хитайпәрәс нәзәрийә дәп атиди.
2011-05-17
Бир қисим түркийә парламент әзаси намзатлири, афғанистан, ирақ түркмәнлири, өзбек, қазақ вә шәрқий түркистан тәшкилатлирини зиярәт қилип, сайламда өзлиригә аваз беришини тәләп қилмақта.
2011-05-17
Осама бин ладен пакистанда өлтүрүлгәндин кейин, америка-пакистан мунасивәтлири соғуқлашқан мәзгилдә, пакистан баш министири гиланиниң хитай зияритини башлиши, көзәткүчиләрниң диққитини тартмақта.